Монография центр уйгуровед 13112019. indd


Абдурәһим Әйса: «Уйғур аптоном райониниң ачқучи



Pdf көрінісі
бет48/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   44   45   46   47   48   49   50   51   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

Абдурәһим Әйса: «Уйғур аптоном райониниң ачқучи 
кимниң қолида?» 
Шəрқий Түркистанниң үчтин икки қисим тупрақлири Қазақ апто
-
ном области, Қирғиз аптоном области, Моңғол аптоном области, Туң
-
ган аптоном области қатарлиқ нəччилигəн аптоном областларға, һəтта 
1
«Оңчи, əшəддий йəрлик миллəтчи унсур Зия Сəмəди, Ибраһим Турди вə 
Абдурəһим Әйсаларниң партийəгə қарши əксийəтчи билоки үзүл-кесил тар
-
мар қилинди», «Алға» журнили, 1958-йиллиқ 5-сани 


142
уйғурлар мутлəқ көпчиликни тəшкил қилидиған вилайəтлəрниң бəзи 
наһийəлири башқа кичик миллəтлəрниң аптоном наһийəси қилип 
бөлүп берилгəндин кейин нөвəт уйғурлар үчүн қандақ бир аптоно
-
мийəниң йолға қоюлидиғанлиқиға тиркилиду.
1954-вə 1955-йиллири арилиқида Бейҗиңға көп қетим қатрап 
йүрүп, «уйғур аптономийəси» үчүн өзиниң тиришчанлиқ көрсəткəн
-
ликини пəш қилған Сəйпидин Әзизи əслимисидə мундақ дəп язиду: 
«1954-йилиниң алдинқи йеримида мəн Бейҗиңда мəҗлистə болуватқан 
күнлирим иди. Бир күни йолдаш Ши Жуңшүн бурһан əпəнди билəн 
иккимизни өйигə чақирип, аптономийə тоғрисида бизгə йолдаш Мав 
Зедоңниң бир йолйоруқини йəткүзди. Ши Жуңшүн бизгə: ‹Шинҗаңниң 
аптономийə намини ‹Шинҗаң аптономийəси› десəк қандақ? Бу тоғри
-
да рəис Мав Зедоң силəр иккиңларниң пикрини сорайду,› деди. Бу гəп 
маңа наһайити қаттиқ туюлди. Йəнə келип һəм туюқсиз һəм ойлимиған 
йəрдин чиқти. Мəн дəрһал җаваб берип: ‹аптономийə тағ-дəряға яки 
земинға қарап берилмəйду, бəлки миллəткə қарап берилиду. Әгəрдə 
миллəт болмиғанда аптономийəму болмайду,› дедим. Мəн бу сөз
-
ни қилған чеғимда бир аз наразилиқ кəйпиятим билинип қалған иди. 
Өзүмни тутувелишқа илаҗисиз қалған идим. Бурһан əпəнди: ‹Бу рəис 
Мав Зедоңниң йолйоруқи əмəсму, мақул дейиш керəк!?› деди. Мəн ач
-
чиқимни Бурһан əпəндидин алдим: ‹десəм немə болатти! тоғра сөзни
-
му қилғили болмамдикəн? десəм, тилимни кесиваламдикəн!?...› дедим. 
Бираздин кейин мəн өзүмни тутувелип, йолдаш Ши Жуңшүнгə: ‹рəис 
Мав Зедоң егиздə туруп йирақни көриду. У биздин техиму əтраплиқ 
вə кəң ойлиниши мумкин. Биз рəис Мав Зедоңниң йолйоруқини иҗра 
қилимиз. Әмма бу мəсилидə яхширақ ойлишип бақсақ. ‘уйғур’ дегəн 
нам əгəр Шинҗаңниң аптономийəсигə қошулмиса, бу аптономийə на
-
мини хəлқниң разилиқидин өткүзүш қийин болиду, һəтта қаршилиқлар 
чиқип қелиши мумкин. Бу пикримни сизниң рəис Мав Зедоңға йəткүзи
-
шиңизни һəм рəис Мав Зедоңниң қайта ойлишип беқишини өтинимəн,› 
дедим. Икки күндин кейин, Ши Жуңшүн йəнə Бурһан иккимизни чақи
-
рип: ‹рəис Мав Зедоң йолдаш Сəйпидинниң пикригə қошулди. Йəни 
Шинҗаң Уйғур аптоном райони десəк яхши болидикəн. Бу сөзүмни 
Сəйпидингə йəткүзүп қоюңлар дəп тапшурди,› деди. Шундақ қилип, 
шу бойичə Шинҗаң Уйғур аптоном райони қурулди.»
1
1
Сəйпидин Әзизи: «Өмүр дастани» (тарихий əслимə, 3-том), Бейҗиң: 
миллəтлəр нəшрияти нəширгə тəййарлиған, əмма нəшир қилинмиған китаб, а 
нусха, 166-169-бəтлəр; Б нусха, 86-88-бəтлəр


143
Сəйпидин Әзизиниң йоқириқи баянлиридин көривелишқа болиду
-
ки, Хитай компартийəси Уйғур дияриниң җай-җайлирини парчилап, 
уйғурлардин башқа миллəтлəргə аптоном област вə аптоном наһийə 
тəсис қилғандин кейин, əң ахирида Уйғур диярида қурулидиған өлкə 
дəриҗилик аптономийəниң алдиға һəтта «уйғур» дегəн миллəт на
-
мини қошушниму халимайду. Сəйпидин Әзизи бу мəсилидə Хитай 
компартийəсиниң алий рəһбири Мав вə Хитайда аптономийə қуруш 
ишлириға биваситə арилашқан Ши Жуңшүн, Ли Вейхəн қатарлиқлар 
билəн көп қетим сөзлишип, əң ахирида «Шинҗаң Уйғур аптоном рай
-
они» дегəн намни қолға кəлтүргəнликини əскəртип өтиду.
Шундақ қилип, Уйғур диярида 1955-йили 10-айниң 1-күни 
Шинҗаң Уйғур аптоном райони қурулиду. Вивиска вə лозункиларди
-
ки хитайчə хəтлəр уйғурчə хəтниң астиға чүшиду. Аптоном районниң 
рəиси, вилайəтлəрниң валийси вə наһийəлəрниң һакимлири уйғур
-
лардин қоюлиду. Һалбуки, компартийə һəммигə рəһбəрлик қилидиған 
коммунистик сиясий системида уйғурлардин биринчи қол башлиқ қо
-
юлған һəр дəриҗилик һөкүмəтлəр хитайлардин биринчи қол партком 
секритари қоюлған һəр дəриҗилик партийə комитетлириға шəртсиз 
бойсунидиған əһвал шəкиллиниду. Мундақчə ейтқанда, аптономийə 
һоқуқи пəқəтла қорчақ орунға чүшүп қалған һөкүмəт органлирида 
ипадилинип, һəр дəриҗилик парткомларни пүтүнлəй дегүдəк хитай 
коммунистлири контрол қилиду. 
Бу əһвал Абдурəһим Әйса қатарлиқ бир түркүм уйғур сəрхилли
-
рини қаттиқ үмидсизлəндүриду. Улар Или инқилабиниң мевисиниң 
бикарға кəткəнликини, миңлиған қурбанларниң қени бəдилигə қу
-
рулған Шəрқий Түркистан Жумһурийити вə униң қиммəтлик мирас
-
лириниң қолдин кəткəнликини, хитай коммунистлириниң уйғурларға 
рус коммунистлири Оттура Асиядики қериндаш миллəтлəргə бəргəн 
иттипақдаш җумһурийəтлиридəк җумһурийəт һоқуқи турмақ, һəтта 
өлкə дəриҗилик аптономийəниң ачқучиниму бəрмигəнликини чоңқур 
дəриҗидə һес қилишиду.
Буниң билəн 1955-йилидин 1957-йилиғичə болған җəрянда Сəй
-
пуллайоф, Әсəт Ишақоф, Муһəммəтимин Иминоф, Зия Сəмəди, 
Ибраһим Турди, Абдурəһим Әйса, Абдурəһим Сəиди, Аблиз қари қа
-
тарлиқ бир түркүм сиясий сəрхиллар түрлүк усулларда өзлириниң на
-
разлиқини оттуриға қоюп, Уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қу
-
руш арзусидин ваз кəчмəйду. 1957-йили 8-айда Хитай баш минситери 


144
Жу Енлəй Чиңдавда ечилған Хитай мəмликəтлик миллəтлəр хизмити 
йиғинида Сəйпуллайоф вə Әсəт Ишақоф қатарлиқларниң иттипақдаш 
җумһурийəт қуруш һəққидики тəклип-пикирлирини кəскин рəт қи
-
лип, мундақ дəйду: «Шинҗаң Уйғур аптоном райони қурулған вақит
-
та, биз ‹Уйғуристан› дегəн намни қоллинишни қоллимидуқ. Чүнки 
Шинҗаңда уйғурлардин башқа йəнə 12 миллəт яшайду. 13 миллəткə 
13 ‹истан› қуруп бəргили болмайду. Шинҗаң Уйғур аптоном райони 
дейилгəндикин, ‹қалпақ› бəрибир уйғурларниң бешиға кийдүрүлди 
əмəсму!?»
1
Әмəлийəттə Чиңдав йиғини ечилиштин бурунла Абдурəһим Әйса 
вəкилликидики бир қисим йоқири дəриҗилик уйғур сəрхиллири 
1956-йилидики «ечилип сайраш» долқуни вə 1957-йилиниң башли
-
рида башланған «истил түзитиш һəрикити» мəзгиллиридə оттуриға 
чиқип, аталмиш «аптоном район», «аптоном област» вə «аптоном 
наһийə» дегəнлəрниң қəғəз йүзидики сахта һоқуқлар икəнликини ши
-
кайəт қилған иди. 
Мəруп Әйса акиси Абдурəһим Әйсаниң 1957-йили майда, йəни 
униң Хитай мəмликəтлик һəҗ өмикигə муавин өмəк башлиқи болуп 
чəтəлгə меңиштин бир ай илгири Уйғур аптоном районлуқ партком 
Үрүмчидə йоқири дəриҗилик кадирларға ачқан «ечилип-сайраш» 
йиғиниға қатнашқанлиқини, бу йиғинда Хитайниң миллəтлəр сияси
-
ти вə сахта аптономийə түзүмини қаттиқ тəнқид қилғанлиқини тилға 
алиду.
2
Абдурəһим Әйсаниң бу қетимқи «ечилип-сайраш» йиғинида от
-
туриға қойған Хитай компартийəсиниң Уйғур дияридики шəклəн 
аптономийəси вə униң маһийити һəққидики тəнқидий пикирлири Ваң 
Енмав башчилиқидики Хитай коммунистлириниң нервисиға тегиду. 
Ениқрақини ейтқанда, Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секрита
-
ри Ваң Енмав бу қетимқи йиғиндин кейин вақит-саити кəлгəндə Аб
-
дурəһим Әйсаға қаттиқ зəрбə бериш вə уни йоқитишниң пиланини 
түзүп қойиду. 
Абдурəһим Әйса 1958-йили 1-айниң оттурилирида «өзини өлтүри
-
валди» дегəн нам билəн сүйиқəсткə учрап, һаятидин айрилғандин кей
-
1
Җу Енлай: «Мəмликитимизниң миллəтлəр сияситидики бирқанчə мə
-
силə тоғрисида», 1957-йили 8-айниң 4-күни Чиңдавда өткүзүлгəн Хитай мəм
-
ликəтлик миллəтлəр хизмити йиғинида сөзлəнгəн сөз
2
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 4-бəт


145
ин 1958-йили 4-айниң 30-күнидики «Шинҗаң гезити» дə уни «əшəд
-
дий йəрлик миллəтчилик» билəн əйиблəп, баш мақалə елан қилиниду. 
Мақалидə мундақ дейилиду: «Абдурəһим Әйса мустəқил Уйғури
-
стан республикиси яки Шəрқий Түркистан Республикиси қурушни 
тəшəббус қилди. Компартийəгə қарши һақарəт сөзлирини ишлəтти. 
У партийə: ‹чоң миллəтчилəрниң хəнсу болмиған миллəтлəрни бо
-
зəк қилишиға йол қойидиған аппарат. Униң сиясити хəнсу əмəс мил
-
лəтлəр үчүн балайи-апəт,› деди. Абдурəһим Әйса партийəдин һоқуқ 
талишип: ‹ачқуч кимниң қолида?› дегəн мəсилини оттуриға қойди. 
У: ‹хəнсулар уйғурларниң йеридики һəммə партийəвий орунлар вə 
мəмурий орунларни бошатсун, улар игилəп турған орунлар уйғур вə 
башқа миллий кадирларға окүзүп берилсун. Хəнсу кадирлар муһим 
вəзипилəрни үстигə алмаслиқи керəк, пəқəт ярдəмчи рол ойниши 
керəк, уларниң болуши миллий кадирларға путликашаң болиду, биз 
хəнсуларниң ярдимисизму сотсияслизм қуралаймиз,› деди.
1
Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган мəтбуа
-
ти болған «Алға» журнили 1958-йиллиқ 5-санида елан қилинған 
баш мақалидə мундақ дейилиду: «Абдурəһим Әйса мəркəзниң мил
-
лий територийəлик аптономийə сияситини ‹хата› дəп һуҗум қилип, 
‹Шинҗаңда аптоном район, аптоном област, аптоном наһийəлəрниң 
қурулғанлиқи билəн қурулмиғанлиқиниң һечқандақ пəрқи йоқ› - 
деди. У йенə ‹ачқуч кимниң қолида икəнликигə қараш керəк› - деди.»
2
Дəрвəқə, Абурəһим Әйса Хитай компартийəси Уйғур диярини 
игилəп, 6 йилдин кейин аран тəсликтə тəсис қилған «Шинҗаң Уйғур 
аптоном райони» дегəн бу өлкə дəриҗилик мəмурий органниң əмə
-
лийəттə «ети улуғ суприси қуруқ» бир сахта аптономийə икəнликини, 
униң ачқучиниң ‹аптономийə› қалпиқи кийдүрүлгəн уйғурларниң қо
-
лида əмəс, бəлки Хитай партком секритарлириниң қолида икəнлики
-
ни өз дəвридила чоңқур дəриҗидə тонуп йəткəн иди.
1
«Шинҗаң гезити» ниң 1958-йили 4-айниң 30-күнидики саниға бесилған 
Абдурəһим Әйса һəққидики баш мақалигə қараң, 4-бəт
2
«Оңчи, əшəддий йəрлик миллəтчи унсур Зия Сəмəди, Ибраһим Турди вə 
Абдурəһим Әйсаларниң партийəгə қарши əксийəтчи билоки үзүл-кесил тар
-
мар қилинди», «Алға» журнили, 1958-йиллиқ 5-сани




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   44   45   46   47   48   49   50   51   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет