|
Уйғур тили вә әдәбияти бойичә эссе мавзулири
|
бет | 6/7 | Дата | 03.06.2023 | өлшемі | 62,08 Kb. | | #178174 |
| Байланысты: эссе тақырыптарыУйғур тили вә әдәбияти бойичә эссе мавзулири
1. Улуқ Вәтән урушиниң ғалибийәткә йетиши үчүн милләтләр достлуғиниң тәсири қанчилик дәриҗидә болди? (Һ.Абдуллинниң «Жутдашлар» романи асасида).
2. «Ана тили һәммидин әвзәл» дегән пикир бүгүнки күндә актуалму? (Р.Гамзатовниң «Ана тили» шеири асасида).
3. Шаир Җ.Розахуновниң «Бәхит қуши» шеиридики көтирилгән мәсилини өз пикриңлар билән тәһлил қилиңлар.
4. «Жут меһри мени бағлап алған екән, Жут туруп житим болуш ялған екән». Илия Бәхтияниң балилиқ дәври иҗадийитидә қандақ көрүнүш тапти?
5. Инсаний қәдрийәтләрни шәкилләндүрүштә ана тәрбийисиниң роли қандақ дәп ойлайсиз? (Т.Тохтәмовниң «Дадамниң җугиси» һекайиси, «Дадамниң ахирқи хети» повести асасида).
6. Һазирқи дәвирдә һәқиқий муһәббәт моҗутму? (А.Низарийниң «Рабиә-Сәъдин» дастани асасида).
7. М.Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әмгигиниң илим тәрәққиятида тутқан орни қанчелик дәп ойлайсиз?
8. «Ана – өмүр чириғи» Ғабит Мусреповниң «Аниниң һимайичиси» һекайиси асасида.
9. Мениң сөйүмлүк нахшилиримниң муәллипи (Шаирә П.Мәхсәтованиң иҗадийити асасида).
10. «Чүнки дехан йәр бағриға җан берип, Кәң даланиң жүриги боп дүпүлдәйду». Һазирқи заманда дехан кәспиниң мәртивисини көтиришниң йоллири барму? (Х.Һәмраевниң «Дехан» поэмиси асасида).
11. Садир Палванни биринчи новәттә ким дәп тонуйсиз: қошақчиму яки хәлиқ һимайичисиму?
12. Д. Ясинниң «Ахирқи дәқиқә» поэмисидики тутқунниң обризиси иҗабий образ дейишкә қандақ дәлил кәлтүрисиз?
13. Абайниң қара сөзлиридә көтирилгән мәсилиләрниң бүгүнки күн билән аһаңдашлиғи немидә?
14. «Яшлиқ адәмниң зилва бир чеғи, Толиму қисқа өмүри бирақ...» Аброюңни яшлиғиңдин сақла, дегән пикирни қандақ чүшинисиз? (Л.Мутәллипниң «Жилларға җавап» шеири асасида).
15. Әждатлиримизниң деханчилиғида каризлар қандақ әһмийәткә егә болған? Д.Ясинниң «Кариз қиссиси» асасида).
16. «Хошнам кәң болсиму, мениң көңлүм ач, Дәриядәк меһригә һечбир тоймаймән!». Шаир С.Мәмәтқулов немә демәкчи болди? Һазирқи заманда роһий вә маддий қәдрийәтләрниң қайсиси әһмийәтлик?
17. Назугумни миллий-азатлиқ күйчиси дәп тонамсиз яки өз номусини қоғдиғучи дәпму? ( Һ. Искәндәровниң «Назугум» поэмиси асасида).
18. «Яшлиқ чақмақ сəн, чеқип өчмəс, Əвришии чеғиң мошу үгəнгин-үгəн»- дəп шаир Л.Мутəллип ейтқинидəк, Һазир оқуғучиларниң əдəбий китап оқушқа қизиқиши төвəн дегəн пикиргə қошуламсиз?
19. Чин муһәббәткә болған вападарлиқ мәңгүлүк болуши мүмкинму? (А.Дөләтовниң «Тәғдир қайнимида яки муһәббәт һәққидә» поэмиси асасида).
20. Ө. Муһәммәдийниң «Еғир күнләрдә» һекайисиниң балиниң аниға болған муһәббитидин қандақ үлгә алдиңиз?
21. «Елимниң барчә хәлқи маңа туққан,
Чин достлуқ көңли билән қучақлашқан». Сизчә шаир немини арман қилған? Бүгүнки жәмийәттә һәқиқий достлуқниң қәдир-қиммити қайси дәрижидә дәп ойлайсиз?
22. Розахун немә сәвәптин өз қизи Гүлназниң бәхтигә палта чапти дәп ойлайсиз? (Ә.Һаширийниң «Өлмәс болуп туғулғанлар» драмиси асасида).
23. Реһанниң бәхитсиз болушиға униң мәйиплиги әйипликму яки аилисиму? (Ш.Шаваевниң «Сехирлиқ ақ булутлар» повести асасида)
24. С.Мәмәтқуловниң «Надамәт» поэмисидики қери муһажирниң обризиға сизниң көз қаришиңиз.
25. Заманивий қизлар өз муһәббитини Рабиә охшаш һаятидин үстүн қояламду? (А.Низарийниң «Рабиә-Сәъдин» дастани асасида).
26. Қазақстанниң тәрәққиятиға мениң қошудиған төһпәм.
27. Мутәхәссисликни ата-аниниң хаһиши бойичә таллаш керәкму яки өз хаһишиң бойичиму?
28. «Келәчәк яшлар қолида» дегән пикирни қандақ чүшәндүрисиз?
29. Әгәр мән устаз болсам...
30. Инсан һаятида яшлиқниң әһмийити қандақ?
31. Шәхсий әркинлик дегән немә вә униң адәм һаятидики әһмийити.
32. Миллəтлəр достлуғи -əлниң байлиғи.
33. Һаятта әхлақлиқ адәм болушниң әһмийити барму?
34. Қазақстан – достлуқ вә бирлик ели.
35. Муһәббәт вә гөзәллик, адиллиқ вә садиқлиқ һаятниң асасий мәнбәси болаламду?
36. «Бәхит» сөзини һәрким һәрхил чүшиниду, сиз қандақ чүшинисиз?
37. Адəмлəрниң муһəббəткə садақəтлиги аққушлар садақитигə охшамду?
38. Арман алға башлайду. Арманға йетишниң йоли немә дәп ойлайсиз?
39. Әдәбий китап оқуш оқурмәнләрниң һаятқа болған көзқаришини өзгәртиду. Сизниң пикриңиз қандақ?
40. Бүгүнки җәмийәттә һәқиқий достлуқниң қәдир-қиммити қайси дәриҗидә дәп ойлайсиз?
41. Мустәқиллик — милләт келәчигиниң капалити.
42. Елимизниң мустәқиллиги хәлқимизниң әркинлиги.
43. Тапавәтлик болуш- адәмниң риқабәткә қабил болушиниң бир көрүнүши.
44. Сағлам милләтниң келәчиги зор.
45. Мәңгүлүк әл – мустәқил әл.
46. Нур-Султан– арманлар шәһири.
47. Адәмниң ички гөзәллиги.
48. Оқуғучилиқ дәвримни бәхитлик өтти дәп ейталаймән...
49. Интернет – заманивий яшлар һаятиниң бөлүнмәс бир қисми.
50. Әркинлик- әң муһим қәдрийәт.
5-қосымша
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|