137
дəриҗиликтин йоқири миллий кадирлар болуп, җəмий 225 киши қат
-
нишиду. Бу йиғинда Ваң Жен зəһəрхəндилик билəн Сəйпуллайоф вə
5-корпусниң қомандани Лескинниң исмини тилға елип туруп һуҗум
қилиду. Ваң Жен йəнə Миллий Армийə кадирлириниң кийимидики
ай-юлтузлуқ какар вə медалларни көрситип туруп: «сəнлəрниң һəр
-
бий кийимиңлардики ай-юлтузлуқ бəлгə-какарлар зади неминиң ипа
-
диси? Немишқа сəнлəрниң һəрбий кийимиңлардики ай-юлтузлуқ бəл
-
гилəр корийə соқушида əсиргə чүшкəн түркийə əскəрлириниң һəрбий
кийимидики ай-юлтуз билəн охшайду?» дəп варқирайду.
1
Демəк, йоқириқи баянлардин көривелишқа болидуки, 1951-йили
3-айниң 4-күни Ғулҗида өткузүлгəн «51 чилəр» мəҗлиси вə бу мəҗ
-
листə оттуриға чүшкəн Уйғуристан җумһурийити қуруш тоғрисидики
тəклип-пикирлəр бир айдин кейинла Ваң Жен башчилқидики Хитай
коммунистлири тəрипидин кəскин рəт қилиниду вə қаттиқ тəнқид
қилиниду. Или инқилабиниң сəмəриси болған Шəрқий Түркистан
Жумһурийитиниң һакимийəт мираслири билəн Миллий Армийəниң
тизгини Хитай коммунистлириға өткүзүп бəргəн Сəйпидин Әзизиму
бу мəсилидə ара туралмайду. Бу йиғинға қатнашқан асаслиқ уйғур ка
-
дирлар, җүмлидин Сəйпуллайоп, Абдурəһим Әйса қатарлиқ сəрхил
-
ларға чекит урулиду. Улар 1957-йилиниң ахири башланған «йəрлик
миллəтчиликкə қарши һəрикəт» долқунида қаттиқ зəрбə бериш ниша
-
ниға айлиниду.
Достарыңызбен бөлісу: