Тиңшаш вә сөзләш.
1-тапшурма. Мәтинни тиңшап, асасий ойни еиқлап бериңлар. Өз пикириңларни толуқ йәткүзүп, дәлилләп бериңлар. {2}
Һазир муһит булғинишидин халий болған, йешиллиққа пүркәнгән пакиз макан қуруш барлиқ инсанларниң ортақ арзусиға айланди. Муһит асрашқа көңүл бөлүш, йешиллиқни қоғдаш җәмийәттики бир муқәддәс мәҗбурийәт болуп қалди. Бизниң ата-бовилиримиз қедимий вақитлардин тартипла өзигә еһтияжлиқ болған, пайда бәргән нәрсиләрниң һәммисини асрап вә қәдирләп кәлгән. Болупму нурғунлиған тәбиәт амиллирини аңлиқ яки аңсиз һалда өзлириниң бәхит нишани қилип, улуқлап кәлгән вә шу асаста бирқәдәр мукәммәл болған муһит асраш еңини шәкилләндүргән.
Муһит, етиқат вә билиш чүшәнчилириниң түрткисидә әҗдатлиримиз әң авал тәбиәтниң қаравули, һаятлиқниң сепили болған өсүмлүкләрни өзлириниң әң чоң асраш нишани қилип кәлгән. Биздә “Юрт көкәрсә, әл көкирәр”, “Беғи барниң теғи бар”, “Беғи йоқ дехан яхши дехан әмәс”, “Көчәтни сундурса, қоли тутмас болуп қалиду” дегәнгә охшаш өсүмлүк, дәл-дәрәқләрни асрашқа даир мақал-тәмсилләр вә пәрһизлик қарашлар хелә кәң таралған. Уйғурларда “Ериқ чапқанда тирәк, түгмән чапқанда сөгәт қоюш (йәни көчәт тикиш”, өйиниң алдиға һойла, кәйнигә бағ қилиш, қоруғиниң алди вә үстини тал, кава, қапақ билән көркәмләштүрүш адәтлири умумлашқан. Уйғурлар көчәт тиккәндә ялғуз өзила пайдилинишни вә униң мевисини йейишни ойлимайду. Бәлки өткән-кәчкәнләр сайидисун, бәһир алсун, дәп ериқ-өстәң бойлириға көчәт тикишкә адәтләнгән. Әҗдатлиримиз нәгә маканлашмақчи болса, авал шу йәрниң өп-чөрисигә көчәт тиккән, алаһидә зөрүрийәт болмиғанда, өсүватқан дәрәқни кәсмигән, сундурмиған, һайванларға ғажилатқузмиған.
Уйғурларниң етиқат чүшәнчилиридә һәрқандақ тирик жанлиқни қийниса, униң қисаси келиду, угалиға қалиду, дәйдиған қарашму бар. Әҗдатлиримиз “Қалиғач өйгә уга салса,бәрикәтниң, бәхитниң бәлгүси дәп қарап, қалиғачни тутмаслиқ, “Қушларниң тухумини оғрилиса, чеқивәтсә үзигә сәпкүн чүшүп қалиду”, “Сүндүкни (бир хил кичик қуш) тутса, қол титрәйдиған болуп қалиду”, “Һөпүпни тутса, қол пурайдиған болуп қалиду” дегәнгә охшаш пәрһизлик қарашларни шәкилләндүргән. Һәм шу арқилиқ балиларниму кичигидин башлап қушлар вә башқа һайванларни асраш еңи билән қуралландуруп кәлгән
Достарыңызбен бөлісу: |