Уйғур әдәбияти пәни «Йүсүп Хас Һажипниң «Қутадғу билик» дастани Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрктики» фольклор үлгилири» бөлүми бойичә жәмлигүчи баһалашқа беғишланған тапшурмилар



бет7/8
Дата17.10.2023
өлшемі41,23 Kb.
#186018
1   2   3   4   5   6   7   8
Байланысты:
9 әдәбият БЖБ

Чүшиниш вә жавап бериш.
1-тапшурма. Дурус бир жавапни тап {5}
1.Й.Х.Һажипниң «Қутадғу билик» дастанидики вәзирниң исимни ениқлаңлар
А) Күнтуғди
Ә) Айтолди
Б) Өгдүлмиш
В) Оғдурмиш
2. М.Қәшқәрий қачан вә қәйәрдә туғулған?
А) 1008 жили, Қәшқәрдә
Ә) 1001-жили, Баласағунда
Б) 1008-жили, Баласағунда
В) 1001-жили, Қәшқәрдә
3. Лутфий кимниң устази болған?
А) М.Қәшқәрий
Ә) Атайи
Б) Аязий
В) Ә.Навайи
4. «Жаһаннамә» дастанини ким язған?
А) Лутфий
Ә) Сәккакий
Б) Аязий
В) Атайи
5.Ә.Навайи парс тилида йезилған ғәзәллиридә қайси тәхәллус билән мәшһур болған?
А) Фаний
Ә) Фирдәвсий
Б) Навайи
В) Әлишер
Тәһлил вә интерпретация
2-тапшурма. Й.Х.Һажипниң «Қутадғу билик» дастанидики парчини оқуп, тәһлил қилиңлар.Жәдвални толтуруңлар. {5}
Әсәрдики вәзир Айтолди обризиниң мәниси. «Қутадғу билик»тә вәзир Айтолдиниң символлуқ һули - дөләт уқумидур (бәхит охшаш өткүнчи мәнасида). Айтолди Көсәмиш исимлиқ достиниң ярдими түпәйли, Күнтуғдиға хизмәткә келиду. Шаһ униң тәқвадар, билимлик киши екәнлигигә көзи йетип, вәзир қилип сайлайду. У чоң лавазимға сайланғандин кейин адәмләр ғәмсиз, паравән яшайду, жәмийәт гүллиниду. Бир күни елик Күнтуғди уни өзиниң һозуриға чақириду. Айтолди ишиктин кирипла, ғәлитә бир қилиқларни қилишқа башлайду. Дәсләп бәг уни қучақлимақчи болғанда, у үз өрүп, тәтүр қаравалиду. Елик униңға орун көрситиду, амма Айтолди уни рәт қилип, ишик босуғусидики бир дүгләк топниң үстигә олтурувалиду. Уни аз дегәндәк, айиғини көрситиду. Бәгниң наһайити аччиғи келиду. Бу ишларниң сәвәвини сорайду. Әгәрдә жавап берәлмисә, қени билән өз гунаһини жуйидиғанлиғини әскәртиду. Айтолди наһайити еғирбесиқлиқ билән еликкә ұавап қайтуриду. У өзиниң Айға охшайдиғанлиғини әскәртип, у толған заман, қайтидин кичикләйдиғанлиғини, тәбиитиниң турақсиз екәнлигини еһтиятчанлиқ билән чүшәндүриду. Ай күнгә охшимайдиғанлиғини вә өзиниң пүтүнлигини йоқитип қойидиғанлиғини һәрхил мисаллар билән изаһлайду. Айтолди падишаһқа: «Сиз мени қучақлимақчи болғиңизда, мән үз өрүвалдим. Мениң пәйлим өзгиришчан демәкчи едим, Сиз йәнә маңа орун бәрдиңиз. Мән бу һаятта маңа орун йоқ демәкчи едим. Дүгләк топниң үстигә олтиришимниң сәвәви – у немишкә домулар? -дәп Сиздин соримақчи едим. Мениң маһийитим - дөләт, йәни бәхиттур. Һә улар әйнә шу топқа охшаш домулайду, шуни уқтурай демәкчидим. Чүнки уларниң мәниси турақсиз. Мән толун айға охшидим. Маңа вақит йәтти, қеридим, мени әнди өлүм күтүп туриду. Өлүм – у шәпқәтсиз. Өлгәнләр кетур, туғулғанлар-қалур, кона нәрсини өз вақтида йеңилаш керәктур, демәкчи едим» - дәп тәпсилий чүшәндүриду.
Әнди Айтолди билән униң оғли Үгдилмиш ара сөһбәт өлүмниң мәзмуни һәққидә болиду. Вақит өтүп Айтолди вапат болиду, елик униң орниға Үгдилмишни вәзир қилип сайлайду.



Өмүрлүк ғайиси

Иш-һәрикитигә ениқлима

тәриплимә



















Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4   5   6   7   8




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет