Пәни: Уйғур әдәбияти
|
Синип: 6
|
I чарәк
|
Дәрис №7
|
Мавзуси
|
Мәтин бойичә иш
|
Бөлүм
|
ХІV әсир уйғур әдәбияти
|
Ресурслар
|
Дәрислик: Йүсүпов Рәхмәтҗан, Идилова Ревизем «Уйғур әдәбияти», 6-синип. «Атамұра», 2018-ж. 15-бәт
|
Қошумчә материаллар (видеоматериаллар мәнбәлири):
|
Иллюстративлиқ материал: дәрислик, 15-бәт
|
Дәрис мәхсити:
|
6.Т/И4. Тәсвирий васитиләрни пайдилинип әсәрдики тәбиәт көрүнүшини, вақиә орнини, персонаж обризини тәсвирләш.
|
Аталғулар билән иш
|
«Қиссәсул әнбия», проза.
|
Дәрисниң қисқа тезислиқ конспекти
|
Уйғур әдәбиятиниң мәшһур вәкиллиридин бири Нәсридин Бурһанидин оғли Рәбғузи ХIII әсирниң ахири – ХIV әсирниң башлирида яшап, иҗат әткән әдиптур. Әпсуски, Рәбғузиниң һаяти вә әдәбий паалийити һәққидә мәлуматлар йоқниң орнида болуп, пәқәт униң Харәзм вадисиниң «Рәбат оғуз» дегән җайда яшиғанлиғи тоғрилиқ айрим мәлуматлар бар.
Рәбғузи Шәриқ әдәбиятиниң тарихида өзигә мунасип орун егиләйду. Рәбғузиниң уйғур прозисиниң дәсләпки үлгилирини иҗат
әткән әдип екәнлигини униң «Қиссәи Рәбғузи» (бәзи йәрләрдә «Қиссәсул әнбия» дәпму атилиду) әсәри испатлайду.
«Қиссәи Рәбғузи» диний мәзмунға егә проза әсәрдур. Мәзкүр әсәрни йезишта Рәбғузи «Қуръанни» вә айрим диний китапларни пайдиланған. Шуниң билән биллә бу әсәр пәйғәмбәрләр һәққидики
ривайәтләр вә тарихий қиссиләр асасида 1309–1310-жиллири йезилған. «Қиссәи Рәбғузи» 72 баптин тәшкил қилинған.
|
Мәзкүр мавзу бойичә тәпсилий әхбаратни силәр Умумий билим беридиған мәктәпләрниң 6-синиплири үчүн дәрисликниң 15-бетидин оқуп алалайсиләр.
|
Оқуш тапшурмилири
|
1) Рәбғузиниң һаяти вә иҗадийитигә презентация ясаңлар.
2) «Қиссәи Рәбғузи» қандақ әсәр?
3)Өз әсәрини йезишта Рәбғузи немиләргә асасланған? Җававиңларни дәлилләңлар.
4) Интернет ресурсларға асаслинип Рәбғузиниң иҗадийити бойичә ихчам реферат йезиңлар.
|