1-Май — Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни



Дата13.01.2022
өлшемі0,69 Mb.
#111513
Байланысты:
синип.саат 1-Май — Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни


Қазақстан көп милләтлик әл. Уйғур, кәрис, өзбәк, қирғиз, украин, беларус, түрк, чечән йәнә башқа наһайити көп милләтләр вә чәт мәмликәттин кәлгән милләтләр бизниң елимиздә әмгәк қиливатиду. Биз улар билән дост.

Һәр бир хәлиқниң бай мәдәнийити бар. Чөчәкләр, ривайәтләр, урпи-адәтләр әвлаттин -әвлатқа сақлинип давамини тепип келиватиду.

1-Май — Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни

«Бирлиги йоқ әл тозуйду, бирлиги күчлүк әл озуйду» 


Қазақстанда яшаватқан милләтләрниң достлуғи, мустәһкәмлиги башқа дөләтләргә үлгә болалайду.

«Дост-издә-яхшини көзлә» дәйду даналар. Демәк достлуқ мәңгү болуш үчүн, бир – биргә ишәнчә билдүрүш керәк.



1-Май — Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни мәйримини барлиқ қазақстанлиқлар жуқури кәйпият илкидә нишанлап өттду. Бу хәлиқләрниң бирлишиш, достлушиш, течлиқ үчүн күришиш күни. Май мәмүрчилик дегән сөз һәммә көк либасқа оринип, тәбиәт мәнзириси әжәйип йеқимлиқ түс алиду. Бу баһарниң әң гөзәллик айлиридин һесаплиниду.

Һәр бир хәлиқ һәр түрлүк чөчәк, һәр түрлүк бөшүк нахшисисни ейтиду. Амма бәхит, адиллиқ, течлиқ, парлақ келәчәк үчүн уларниң һәммисиниң бешини бириктүриду.

  • Һәр бир хәлиқ һәр түрлүк чөчәк, һәр түрлүк бөшүк нахшисисни ейтиду. Амма бәхит, адиллиқ, течлиқ, парлақ келәчәк үчүн уларниң һәммисиниң бешини бириктүриду.

Икки инсан бир бирини чүшинип,

  • Икки инсан бир бирини чүшинип,
  • Қәдирләйду достлуқ болса арида!
  • Ятқа әмәс, әзизигә ишинип,
  • Охшар гоя дутарниң қош тариға!
  • Икки хәлиқ инақ яшар мәңгүлүк,
  • Оттурида достлуқ болса, әлвәттә!
  • Мошундақ чоң роһий байлиқ бар болғач,
  • Сий болиду һәрбир хәлиқ, милләттә!
  • Петишиду барлиқ дөләт соқушмай,
  • Сақлансила «достлуқ» дегән зор байлиқ!
  • Бир-биридә шу достлуқниң кәйнидин,
  • Сөзсиз ишәнч йоқимайду, у тайлиқ!
  • Толуп –ташқан шатлиқ, һалавәт билән
  • Хәлқимиз башлайду оюн –тамашә
  • Музыка садаси тағлардин алқип,
  • Асманни толуқтуруп яңрайду нахша.

  • Билгин, достлуқ шәйтанниң қәст дүшмини,

    Ей, бурадәр, шуңа уни қәдирлә!

    Қутулдурар талай еғир күнләрдин,

  • Достлуқ болуп, күч чиқарса бирликтә!

Қазақ, рус һәм уйғур.

  • Қазақ, рус һәм уйғур.
  • Бизниң йеқин достумиз
  • Шу шу достлуқниң беғида,
  • Ойнап-күлүп өтуқ биз.
  • Қара сериқ, ақ тенимиз,
  • Туққан рәңдаш пак қенимиз.
  • Түрлүк-түмән ойлиримиз,
  • Бирдур мәхсәт, ойлиримиз.

Гөзәл май

Нәқәдәр гөзәл сән айлар ичидә,

Жимики жаһанға яйисән кимхап.

Рәңму-рәң гүлләргә толған вадилар,

Ана йәр көксигә баш қояр аптап.

Тәбиәт өзидә йеңиллиқ сәзсә,

Адәмләр үзидә хошаллиқ күлкә.

Хуш аваз қушларму башлайду бәзмә,

Шатлиққа пүркинәр жанижан өлкә.

Шәһәрләр, йезилар шунчә безәлгән,

Хижил боп қарайду юлтузлур бу түн.

Шипалиқ нурини беһесап төкүп,

«Май кәлди» дәп бизни тәбрикләйду күн.

Мустәқил әл-Қазақстан,

  • Мустәқил әл-Қазақстан,
  • Сени сөйүп өтимән.
  • Сәндә әркин һәр милләт,
  • Сәндә достлуқ ,адаләт.
  • Достум болмиса ,нахшам йоқтәк,
  • Чалар мениң сазим йоқтәк.
  • Достсиз өтсә бир күнүм
  • Хошал-хорам күлкәм йоқтәк

Парчә нанни тәң бөлгән,

Бир қудуқтин су ичкән.



Ләңгини биллә тәпкән,

Қазақ достум бар мениң

Достарыңызбен бөлісу:




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет