Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң территориясини хәритә бойичә бәлгүләң



бет8/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   4   5   6   7   8   9   10   11   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

3. Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң территориясини хәритә бойичә бәлгүләң.
Түрк хақанлиғи 603-жили Ғәрбий вә Шәрқий болуп бөлүнгәндин кейин уларниң егиләп ятқан йәрлири ениқлишишқа башлиди. Ғәрип хақанлиғиниң жәнубий-шәрқий қисмидики Или,Чу дәриялиридин башлап шималий – ғәрбидики Едил вә Кубань дәриялириниң төвәнки еқимлириғичә, әнди шималий-шәрқидә Есил вә Иртиш дәриялириниң жуқарқи еқимлири арилиқлирини елип ятти. Жәнубий - ғәрбидә Тарим, Амудәрияғичә болған территорияләрни қол астиға қаратти. Ғәрбий хақанлиғиниң мәркизи Чу дәриясиниң бойидики Суяб шәһири болди. Язлиқ ордиси Миңбулақта орунлашти.
Хақанлиқниң асасий этникилиқ тәркиви – сәясий уюшмиси «он қәбилә» он – оқ будун қәбилилири маканлиған. Қаратавниң шәрқий етәклиридин Жоңғариягичә болған арилиқни егилиди.
3- билет
1. Бегазы –Дәндибай мәдәнийити.
2. «Алаш» вә «Үш жүз» партиялириниң мәхситидики алаһидиликләр.
3. 1891-жилқи қаидә бойичә қазақ йеридә қурулған генерал-губернаторлиқ вә униң тәркивигә киргән вилайәтләрни хәритә бойичә бәлгүләң.



Жавави:
1. Бегазы –Дәндибай мәдәнийти.
Бу аталғу Мәркәзий Қазақстандики Беғазы Дәндибай маканидики ядикарлиқларға бағлиқ қоюлған. Мәзкүр мәдәнийәткә ятидиған өйләрни дәпин қилиш орунлириниң қурулушлириниң интайин йоғанлиғи, таш билән қоршап наһайити жуқури дәрижидә тәрәққий әткәнлиги билән пәриқлиниду. Адәттә өйләрниң тамлири бир –бири билән лай арқилиқ бағлаштурулуп, йоған ташлар билән қопурулған.
Беғазы –Дәндибай мәдәнийитигә ятидиған ядикарлиқниң көпчилиги дәпин қилиш орунлири. Андронов мәдәнийитидин өзгичилиги : Беғазы Дәндибай қорғанлири егиз болуп келиду вә ушшақ қийиқ ташлар билән топидин турғузулуп, асаси йоған ташлар билән бәкитилгән. Бу мәдәнийәткә ятидиған хиштин ясалған комзәкләрниң бойи егиз, бели боғулған түви тәрипи түз болуп келиду. Беғазы –Дәндибай комзуклири һәр жил нәқишләр билән безәлгән. Тағақ охшаш вә үзүк сизиқлиқ үчбулуңлуқ нәқишләр көп учришиду.

Бронза дәврини планлиқ түрдә тәтқиқ қилиш 1946-жили башланди. Шу жили атақлиқ қазақ алими Әлкей Хакан оғли Марғулан қедимий дәвир тарихини тәтқиқ қилидиған археологиялиқ экспедиция қурди. Ә.Х.Марғулан вә униң шагиртлириниң тәкшүрәшлири нәтижисидә Қазақстан йеридики бронза дәври ядикарлириниң сирлири ечилди.






Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   4   5   6   7   8   9   10   11   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет