Қазақстан тарихи пәни бойичә оқуғучиларниң билим вә маһаритини баһалаш критерийлири
Еғизчә жавап бериш тәләплири
Умумий қаидиләр
Тарих пәни бойичә баһалашни пән муәллими жүргүзиду, оқуш жилиниң бешида пән бойичә оқуғучиларниң билимини баһалашниң умумий қаидилири вә униң рети һәққидә чүшәнчә бериду.
Ата-анилар оқуғучиларниң баһалиниш қаидиси һәққидә пән муәллимидин, синип йетәкчисидин, шундақла МТМ сайтидин әхбарат елишқа һоқуқлуқ.
Еғизчә жавапларни баһалаш:
«5» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи:
Программилиқ материални чоңқур вә толуқ билип вә чүшиниши; қараштурулуп олтарған чүшәнчиләрниң, һадисиләрниң, қанунийәтләрниң, нәзәрийә вә өз ара мунасивәтләрниң маһийитини чүшүниши.
Оқуп үгәнгән материал асасида толуқ вә дурус жавап түзәләйду; асасий әһвални бөлүп берәләйду, өз алдиға жавапни ениқ мисаллар вә фактилар билән дәлилләп берәләйду; өз алдиға тәһлил, умумлаштуруш вә хуласә чиқиралайду. Алдида алған билими асасида пән арилиқ бағлиниш орнитип, алған билимини натонуш вәзийәтләрдә ижадий қоллиниду. Оқуш материалини рәтлик,ениқ, биртуташ, дәлиллик, хатасиз йәткүзиду: жавави пән бойичә қобул қилинған терминларни пайдилиниш арқилиқ логикилиқ биртуташлиқта болиду; хусусий хуласисини тәвсийә қилалайду; асасий чүшәнчиләргә ениқ ениқлима вә ой-пикир берәләйду; жавап бериш жәриянида дәрисликтики мәтинни толуқ тәкрарлимайду; материални тарихий илим турғусидин йәткүзәләйду; қошумчә қоюлған соалларға ениқ вә толлуқ жавап берәләйду.
Емтиһан қәғизидә язған жававини мустәқил вә утуқлуқ түрдә қоллиниду, қошумчә тарихий әдәбиятлардин, дәрисликләрдин, түп нусхилардин үзүндә кәлтүриду.
Алған билимини ижадий дәрижидә мустәқил, ишәшлик, хатасиз қоллиниду; өз жававида муәллим тәливи билән жөндәшкә болидиған пәқәт бирла хаталиқ әвәтиду.
Йәни «5» дегән баһа толуқ вә һәр-тәрәплимә, алған билимини логикилиқ қурулумда йәткүзәлигән, толуқтурушни тәләп қилмайдиған жавапқа қоюлиду.
2. «4» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи :
Өзләштүргән материал бойичә билимини көрситиду. Өзләштүргән теория асасида толуқ вә дурус жавап берәләйду; өз жаваплирида, илмий терминларда, хуласиләрдә, умумлаштурушларда кичик, муһим әмәс бир-икки хаталиқларни әвәтишкә йол берилиду; әвәтилгән хаталирини муәллим тәливи вә муәллимниң йол-йоруғи билән түзитиду; материални бәлгүлүк логикилиқ рәт билән ейтип берип, қопал хаталиқларға йол қоймайду; оқуш программисини умумән өзләштүргән; жававини ениқ мисаллар билән испатлайду; муәллимниң қошумчә соаллириға дурус жавап бәриду.
Оқуп-үгәнгән материалниң асасий әһваллирини өз алдиға мустәқил ажиритишни; мисал вә фактлар асасида умумлаштурушни, хуласиләшни вә пән ара бағлинишни әмәлгә ашуриду. Нутуқ мәдәнийити вә саватлиқ йезиш мәдәнийитиниң асасий нормилириға риайә қилип, илмий терминларни пайдилиниш арқилиқ алған билимини тәжирибидә қоллиниду.
Қошумчә мәнбәләр вә дәрислик, түп нусха материаллири билән ишләш билими йәткүлүксиз (дурус йөнүлүштә, лекин аста ишләйду).
Йәни «4» баһаси асасән оқуш программисиниң тәләплиригә лайиқ жавап берип, лекин бир мунчә кичик хаталиқлар әвәтилсә қоюлиду. Оқуғучи жавави толуқ әмәс, толуқтурушларни тәләп қилиду, қошумчә соалларға ишәшсиз жавап бериду, лекин асасий материал бойичә чүшәнчиси шәкилләнгән.
«3» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи :
Оқуш материалиниң асасий мәзмунини өзләштүргән, лекин өзләштүрмигән материаллар бар; материални системисиз, фрогментлиқ, рәтсиз баян қилиду.
Айрим матералларни өзләштүрүштә билими толуқ әмәс; хуласә вә умумлаштурушта хаталиқларға йол қойиду.
Илмий терминларни қоллиништа хаталиқларға йол қойиду, чүшәнчиләрни ениқлашта ениқ жавап берәлмәйду, материални баян қилғанда хуласә вә умулаштурушларни дәлил ретидә қоллиналмайду.
Алған билимини қоллиништа, ениқ бир һадисини нәзәрийәлар асасида чүшәндүрүштә, яки нәзәрийәләрни ениқ мисаллар асасидә дәлилләштә қийнилиду.
Муәллимниң соалиға толуқ жавап берәлмәйду, дәрислик мәтинини сөзму сөз ейтип бериду, мәтиндә муһим вә әһмийәтлик, айрим әһвалларни толуқ чүшәнмәйду.
Мәтинни сөзлигәндә айрим әһвалларни, цитатиларни, үзүндиләрни чүшәнмигәнлиги ениқлинип (язмилар,түп нусхилар) муәллимниң соаллириға қопал бир-икки хаталиққа йол қоюп, толлуқ әмәс жавап бәриду.
Йәни «3» дегән баһа оқутуш программиси тәләплиригә лайиқ, лекин хаталиқлар әвәтилгән, толуқ ечилмиған жавапларға қойилиду; оқуғучилар ишәшсиз, үзүлүш билән жавап бәриду, қошумчә соалларға жавап берәлмәйду вә материални начар өзләштүргән.
«2» дегән баһа қоюлиду, әгәр оқуғучи :
Материални өзләштүрәлмигән вә материалниң асасий мәзмунини ечип берәлмәйду, хуласиләлмәйду вә умумлаштуралмайду.
Берилгән соал әтрпапидики программилиқ материалниң муһим вә асасий бөлүмлирини билмәйду вә чүшәнмәйду яки билими толуқ әмәс, ениқ бир соалларни йешиштә алған билимини қоллиналмайду.
Жавап бәргәндә (бир соал) иккидин көп қопал хата әвәтиду, муәллимниң ярдими биләнму өз хатасини түзитәлмәйду.
Қоюлған қошумчә соалларниң биригиму жавап берәлмәйду.
Материални толуқ өзләштүрмигән.
Йәни «2» дегән баһа ейтарлиқ камчилиқ вә хаталиқларға йол қойиду. Шундақла «2» дегән баһа оқуғучиниң программа материалини толлуқ билмәслигидин яки сәвәпсиз жавап бериштин баш тартқанда қойилиду.
Достарыңызбен бөлісу: |