1920-1924-жиллири Қазақ АКСҖ-ң тәркивигә бириктүрүлгән Қазақ йәрлирини хәритидин көрситиң.
-1920-жили 4-октябрьда Қазақ АКСЖ-ти қурулди.
-1920-жили 22-февральда Мәркизий Комитет йеңи декрет билән Қазақ АКСЖ тәркивигә Оренбург губерниясини қошти.
- Декрет бойичә АКСЖ тәркивигә - Шәмәй, Ақмола,Торғай, Урал вилайәтлири кирди, Маңғыстау уези, Закаспий вилайитидики Красноводск уезидики 4-вә 5- адай болуслири, Астрахань губерниясиниң Синеморье болуси, Бөкей Ордиси, биринчи вә иккинчи Приморский округиниң қазақлар маканлиған йәрлири киргүзүлди.
- Қазақ АКСР-ниң тәркиви 1920-жилқи мәлуматлар бойичә 1 871 239 квадрат верстни (1,07км) тәшкил қилиду. Бирақ қазақ йерини бир территориягә жиғиш Қазақ АКСЖ-ниң қурулуши билән аяқлашмиди. Йәттису вә Сырдәрия вилайәтлири Түркстан АКСЖ- тәркивигә, Шәмәй вә Ақмола вилайәтлири Сибирь ревкоминиң тәркивидә болди.
-1921-жили Ақмола вә Шәмәй вилайәтлири Сибирь инқилавий комитетиниң қаримиғидин Қазақ АКСЖ ға берилди.
- 1924-жили Оттура Азиядики кеңәшлик республикиларни миллий – территориялик бириктүрүш нәтижисидә Қазақ АКСЖ тәркивигә 1млн 468 миң хәлқи бар Сырдария (Қазали, Ақмечит,Түркстан, Чимкәнт уезлири, Әвлияата уезиниң көп бөлүги, Ташкент, Мирзичөл уезлириниң бир бөлүги) Сәмәрқәнт вилайити, Жизақ уезиниң қазақлар яшайдиған болуси, Йәттису вилайитиниң Алмута, Яркәнт, Лепси, Қапал, Пишпәк уезлириниң бир бөлүги Қазақстанға қариди. Оренбург губернияси Қазақстан тәркивидин чиқирилди. Жумһурийәт территорияси 1/3-гә кәңийип, 2,7 млн квадрат километрға йәтти. 1925-жили апрельда өткән Кеңәшләрниң пүткүлқазақстанлиқ V съези «Қирғиз хәлқиниң тарихий тоғра атилишини әслигә кәлтүрүш үчүн «қирғизлар бундин буян қазақлар дәп аталсун» дегән қарар қобул қилинди. ПМИКниң 1925-ж. 15-июндики тохтами бойичә Қирғиз АССР-и әнди Қазақ АССР-и дәп атилидиған болди.
Достарыңызбен бөлісу: |