Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Қазақ зиялилириниң миллий дөләт қуруш йолидики чарә-тәдбирлири вә Алаш һәрикитиниң тарихий маһийити



бет53/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   49   50   51   52   53   54   55   56   57
Байланысты:
distemelik- ral

Қазақ зиялилириниң миллий дөләт қуруш йолидики чарә-тәдбирлири вә Алаш һәрикитиниң тарихий маһийити.

Қазақ хәлқиниң миллий-азатлиқ күрәшлириниң әң тәрәққият чоққисиға йәткини – ХХ әсир бешидики Алаш һәрикити болди. Бу қозғилаң бешида қазақ зиялилири турди. Биринчи дуния уруши дәвридә 1917-жили Россиядә башланған революция қазақ зиялилириниң өз хәлқиниң һоқуқлирини қоғдаш йолидики хизмитини жанландурди Алашорда һөкүмитиниң қурулишиға асасий сәвәпчи болған вақиә у, вақитлиқ һөкүмәтниң башқа чәт аймақлардикидәк Қазақстанда милләт һаятиға бағлинишлиқ әң муһим мәсилиләрни йешәлмигәнлиги, турақсиз сәясий бийликкә айнилиши, униң ақивети пүткүл империяни өз ичигә алған анархия, зорлуқ-зомбилиққа улишиши еди. Қазақ елидики чәктин чиққан йәр мәсилиси йешилмиди, һәрбий казаклар, қураллиқ солдаттлар вә көчүп кәлгүчиләрниң панасиз йәрлик қазақ хәлқиниң үстидин жүргүзүлгән езиши күчәйди. Мошундақ жағдайда қазақ зиялилири арисида миллий дөләтчилик тоғрисидики мәсилә музакиригә чүшти. Мана мошу мәсилини өз ичигә алған умумқазақ қурултейи 1917-жили 5-декабрьда Оренбург шәһиридә ечилди. Нәтижисидә, «Алаш» автономияси дунияға келип, әлни вәйранчилиқтин вә башбаштақлиқтин қутулдуруш мәхситидә Алашорда аталған миллий Кеңиши қурулди. Униңға 25 адәм әза болди. Рәиси -Ә.Бөкейханов. Алаш һәрикити Қазақстанда ХІХ ә. ахири вә ХХ ә. бешидики жәмийәтниң сәясий әһвалидики вә роһий-мәдәний өзгиришиниң нәтижисидә пәйда болди. Алаш һәрикитиниң мәхсити - қазақ хәлқини мустәмликичилик әзгүдин азат қилип, мустәқил дөләт қуруш вә қазақ жәмийитиниң дунияйүзлүк мәдәний бирләшмигә киришини тәминләш, тәрәққий әткән дөләтләр қатариға қошуш болди.


3.иҚазақ жүзлириниң (Чоң, Оттура, Кичик) орунлашқан территориялирини хәритә бойичә бәлгүләң вә жүзләрниң чиқиши тоғрисида пикирләрни тәһлил қилиңлар.
Чоң жүз қәбилилириниң асасий таралған территориялири – Йәттису вә Жәнубий Қазақстан. Чу , Талас әтрапи, Қаратау, Сырдәрияниң оттура еқими.
Оттура жүз қәбилилириниң асасий маканлиған территориялири –Мәркизий, Шәрқий Қазақстан, Шималий Қазақстан. Сирдәрияниң жуқарқи вә оттура еқиминиң әтрапи.
Кичик жүз қазақлириниң йери- пүткүл Ғәрбий Қазақстан территориясини елип ятиду.
Жүзләрниң келип чиқиш тарихи: Жүзләрниң чиққан дәври вә сәвәплири, ички мәзмуни тоғрисида алимлар арисида техи ортақ пикир йоқ.
Ш.Уәлихановниң пикири бойичә, «Алтун Орда дөлитиниң парчилиниши дәвридики қазақлар өзлири көчүп жүридиған йәрлиридики өз һоқуқлирини тәминләш үчүн мошундақ иттипақлар қурған».
Н.А.Аристовниң ойичә «Жүзләргә бирикиш жуңғар басқунчилиғи дәвридә чиққан».
В.В.Бартольд: «Қазақ жүзлириниң пәйда болушиға географиялиқ фактор тәсир қилди, тәбиий-географиялик әһвалға бағлинишлиқ вә территорияларни бириктүрүш жүзләрниң мәдәний-егилик алаһидиликлирини шәкилләндүрди» -дәп һесаплайду.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   49   50   51   52   53   54   55   56   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет