314
Киришмә
Бүгүнки күндә җумһурийәт мәктәплиридә йеңиланған билим бериш мәзмуни
даирисидә оқуғучиларниң оқушта йәткән утуқлириниң дәриҗисини ениқлаш
критериаллиқ баһалаш арқилиқ әмәлгә ашурулиду.
Критериаллиқ баһалаш– бәлгүләнгән критерийлар асасида оқуғучиларниң
ениқ қол йәткүзгән нәтиҗилирини оқутушниң күтилидиған нәтиҗилири билән
мувапиқлаштуруш җәриянидур.
Җәмлигүчи баһалаш – оқуш программисиниң мәзмунини өзләштүрүш
дәриҗисини балл түридә баһалаш үчүн өткүзүлиду. Программиниң һәр бөлүмидин
кейин бөлүм бойичә җәмлигүчи баһалаш вә чарәкниң ахирида җәмлигүчи баһалаш
жүргүзүлиду. «Умумий оттура билим бериш дәриҗиси пәнлиридин җәмлигүчи
баһалаш бойичә тапшурмилар топлими» методикилиқ қолланмини тәйярлашта
«Билим беришниң барлиқ дәриҗисиниң мәмликәтлик умумға миннәтлик билим
бериш стандартлирини бәкитиш тоғрилиқ» Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән
министриниң 2018-жил 31-октябрьдики №604-буйруғи, Қазақстан Җумһурийити-
дики башланғуч, асасий оттура, умумий оттура билим беришниң үлгилик оқуш
программилирини бәкитиш тоғрилиқ Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән
министриниң 2012-жил 8-ноябрьдики №500-буйруғи асасқа елинди [1, 2].
«Оқуғучиларниң үлгиримигә еқимлиқтәкшүрүш, арилиқ вә йәкүнләш
аттестацияләштин өткүзүшниң үлгилик принциплирини бәкитиш тоғрилиқ»
Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министриниң 2008-жил 18-марттики №125-
буйруғида шәкилләндүргүчи вә җәмлигүчи баһалаш тапшурмилирини пән муәллими
тәйярлайдиғанлиғи көрситилгән [3].
10-11-синипларға беғишланған үлгилик оқуш программилири «Умумий билим
бериш мәһкимлиригә беғишланған умумий билим беридиған пәнләрниң, талланма
курслириниң вә факультативларниң үлгилик оқуш программилирини бәкитиш тоғри-
лиқ» Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министриниң 2013-жил 3-апрельдики
№115-буйруғиға өзгириш билән толуқтурушлар киргүзүш тоғрилиқ Қазақстан Җум-
һурийити Билим вә пән министриниң 2017-жил 27-июльдики №352- буйруғи билән
бәкитилгән. Шуниң билән биллә апробация вә мониторинг йәкүнлири билән оқуш
программилириға Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министриниң 2019-жил 7-
марттики №105-буйруғи билән толуқтурушлар вә өзгиришләр киргүзүлгән
[4-39].
Йеңиланған мәзмундики үлгилик оқуш программилириға мувапиқ пән
бойичәҗәмлигүчи баһалаш тапшурмилирини тәйярлаш-пән муәллими үчүн муһим
мәсилә болуп санилиду. Бу – пән муәллимлиридин көп издинишни, иҗадийлиқ
билән ойлашни тәләп қилидиған җавапкәрчилик җәриянидур. Тәвсийә қилинған бу
топламда җәмлигүчи баһалашниң алаһидиликлири билән принциплири тоғрилиқ
мәлуматлар, асасий оттура мәктәпкә беғишланған йеңиланған мәзмундики үлгилик
оқуш
программилири
билән
оқушреҗилириниң
асасида
тәйярланған
тапшурмиларниң
үлгилири берилгән. Һәрбир тапшурма бойичә дескрипторлар,
баллиқ көрсәткүчләр
көрситилгән.
Мәзкүр топлам җәмлигүчи баһалаш тапшурмилирини тәйярлаш үчүн муәллимгә
йол-йоруқ көрситидиған ярдәмчи қурал ретидә тәвсийә қилиниду.
Достарыңызбен бөлісу: