321
билим алғучиларға Җәмилигүчи ишлар үчүн тапшурмиларни электронлуқ журнал
системиси, электронлуқ почта, чат, телеграммилар вә башқа бағлиниш қураллири
арқилиқ әвәтип бериду.
2) Интернет болмиған әһвалда балиларниң тапшурмилири санитарлиқ
бехәтәрлик чарилирини пайдилиниш арқилиқ (почта бөлүмчилири арқилиқ,
қолма-қол) өйигә әвәтилип берилиду.
3) Керәк болған әһвалларда муәллим билим алғучиларға қол йетәрлик
бағлиниш қураллири арқилиқ мәслиһәт бериду бериду.
2-11 синипларда «Музыка», «Бәдиий әмгәк», «Тән-тәрбийә», «Өзини-өзи
тонуш», «Кәсіпкерлік вә бизнес асаслири», «Графика вә лайиһәләш», вариативлиқ
компоненттин
оқутилидиған
пәнләр
бойичә
«синақ»
(«есептелді»/«есептелінбеді») қоюлиду вә бу пәнләр бойичә Җәмилигүчи баһалаш
жүргүзилмәйду.
Баһалаш вақтида бир нәччә тәләпләрни сақлаш әскәртилиду:
1. Билим алғучилар баһалаш процесиға паал қатнишиду, униң ичидә өзини-
өзи баһалаш жүргизиду.
2. Билим алғучиниң шәхсий тұлғалық хисләтлириәмәс, пәқәт униң
орунлиған иши баһалиниду.
3. Билим алғучиниң иши башқа оқуғучиларниң ишлири билән әмәс, әң яхши
орунланған тапшурма үлгүси билән селиштурилиду.
4. Һәр түрлүк форматтики тапшурма түрлири пайдилинилиду, баһалаш
критерийлери тайярлиниду.
5. Баһалаш критерийлири алдин-ала бәлгүлүк.
6. Баһалаш критерийлери оқуш мәхсәтлиригә мувапиқ болуши керәк.
Төвәндә көрситилгән ойлаш маһаритиниң барлиқ дәрижилиринитәрәққий
әткүзүш бойичә күтүлидиған нәтиҗиләрни ениқлаш үчүн қоллинилидиған иш-
һәрикәт жәдвили муәллимгә баһалаш критерийлирини қураштурушқа ярдәм
қилиду(1 -жәдвал).
1-жәдвал. Ойлаш маһаритиниң дәрижисигә мувапиқ иш-һәрикәтләр
Достарыңызбен бөлісу: