Баһалаш
критерийиси:
Билим алғучи
мәтин үзүндилири бойичә униң давамини мөлчәрләшни,
өз билимигә тайинип тегишлик әхбаратни ениқлашни
билиду;
һәр түрлүк графикилиқ мәтинләрдики (җәдвәл,
диаграмма, схема, шәртлик бәлгү) мәлуматларни тәһлил
қилалайду вә асасий җәриянларни ениқлашни билиду;
еғизчә нутуқ стилида иҗтимаий вәзийәтләргә бағлиқ
мәтин түзүшни билиду;
сөз вә сөз бирикмилирини саватлиқ язиду; тил
бирликлирини контекст бойичә қаидигә мувапиқ
язалайду;
Ойлаш иқтидариниң
дәрижиси
Жуқарқи басқуч дәрижиси
Орунлаш вақти
10-20
минут
1-тапшурма.
Мәтинни тиңшаңлар. Мәтин үзүндиси бойичә униң давамини мөлчәрләп,
тегишлик болған әхбаратни ениқлаңлар.
20-30-жиллардики тарихий тәрәққийлиниш дәвриниң йәкүнлири, Кеңәшләр елини
маканлайдиған башқа хәлиқләр охшашла қазақ хәлқиниңму зиддийәт һәм
қийинчилиқларға толған қәһриманлиқ йолни бесип өткәнлигини көрсәтти. Қазақ хәлқиниң
территориялик автономия һоқуқиға қоли йәтти. Униң индустрияси җиддий риваҗланди,
аһалиниң иҗтимаий қурулми өзгәрди. Мәдәнийәт вә билим бериш саһасидиму
муваппәқийәтләр болди.
Шуниң билән биллә ихтисат вә мәдәнийәт саһалирида еришкән утуқлар наһайити
қиммәткә
тохтиди.
Тоталитарлиқ,
гезәрмилик
система
орниди.
Мәмликәтни
индустрияләштүрүш Қазақстан ихтисадиниң мәркизий қурулумини мустәһкәмлиги билән,
адәмгә һәқиқий әркинлик бериш, униң шәхсигә һөрмәт, һаятини қәдирләш тәрәплиригә
дегәндәк диққәт бөлүнмиди. Қазақ ССРи Мәркәзгә толуқ беқинда әһвалда болди.
2-тапшурма.
Җәдвалда берилгән мәлуматларни «Бир җүмлә билән йәкүнләш» усули
арқилиқ давамини мөлчәрләп, асасий әхбаратларни ениқлаңлар.
Достарыңызбен бөлісу: |