4-тапшурма.
Контекст бойичә тиллиқ бирликләрни орфографиялик нормиға мувапиқ
пайдилинип, мәтинни йезиңлар.
1995 – жили 30 – августта Җумһурийәтлик референдум нәтиҗисидә йеңи
Конституция қобул қилинди. Конституция 9 бөлүмдин, 98 маддидин ибарәт.
Конституцияниң маддилири вә баплири пухраланиң һоқуқлири билән вәзипилиригә,
җәмийәт вә аилиниң паравәнлиги үчүн атқуридиған ишлирини қоғдашқа беғишлиниду.
Қазақстан пухралири Конституция қанунлирини сақлиши, һәр бир адәмниң һар –
номусини, абройини һөрмәтлиши шәрт. Конституция бойичә Қазақстан Җумһурийити
демократиялиқ, унитарлиқ, зайирлиқ, иҗтимаий, һоқуқий дөләт болуп һесаплиниду.
Башқуруш нишани бойичә Қазақстан дөлити – президентлиқ җумһурийәт. Иҗраий
бийликни президент башқуриду.
Асасий Қанун җәмийәтлик инақлиқ вә сәясий турақлиққа, пүткүл хәлиқниң парлақ
келәчиги үчүн ихтисадий тәрәқиятиға, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликә, көп милләтлик
хәлиқниң бирлиги билән дөләтниң туташлиғиға асасланған.
Достарыңызбен бөлісу: |