Бу йеримчөлдики вадида палеоген дәвридин қалған тәбиәт мөҗүзиси – Чарин соғда
ерәнлиги җайлашқан. Умумий мәйдани 5014 гектар йәрни егилигән ерән орманлиғи Чарин
дәриясини бойлап 26 чақиримға созулған. Мәлумки, мундақ ерәнлик пәқәт Америкиниң
Колорадо штатида болса, дунияйүзлүк муз дәвридин кейин тәбиий һаләттә өсүп йетилгән
соғда ерәнлигиниң иккинчиси – Канадида.
Чарин ерәнлиги пәқәт экологиялик вә илмий турғудинла әмәс, бәлки эстетикилиқ
җәһәттинму жуқури баһалиниду. Таза һава, шақирап аққан дәрия сүйиниң шавқуни,
җаңгаллиқтики тиничлиқни бузған һәр хил қушларниң шох нәғмиси – мошуларниң
һәммиси тәбиәт билән Яратқучиниң тилсим қудритини, әтрап муһит билән инсанийәтниң
өз ара назук алақисини әсләткәндәк болиду.
Соғда ерәнлигидә униң тәңтуши – тоғрақ дәриғиму өсиду. Әһмийити җәһәттин уму
жуқури баһалиниду.
Достарыңызбен бөлісу: |