Монография центр уйгуровед 13112019. indd


Абдурәһим Әйсаниң һаят мусаписи



Pdf көрінісі
бет53/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   49   50   51   52   53   54   55   56   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

Абдурәһим Әйсаниң һаят мусаписи
Абдурəһим Әйса 1909-йили һазирқи Қазақистан Жумһурийити 
Алмута областиға қарашлиқ Уйғур райониниң Ғалҗат йезисида қол 
илкидə бар бир һаллиқ аилидə дуняға келиду. 
Абдурəһим Әйсаниң ата-бовилири əслидə Шəрқий Түркистанниң 
Ақсу вилайитигə қарашлиқ Игəрчи йезисидин болуп, тəхминəн ХХ 
əсирниң иккинчи йеримида Ақсудин Муздаван арқилиқ Или дияриға 
берип олтурақлашқан кишилəрдин икəн. Абдурəһим Әйсаниң улуғ 
бовиси Йүсүп Пахта өз заманисида җапалиқ ишлəп, һалал əмгики 
билəн Или диярида игилик тиклигəн байларниң бири болуп, у ХХ 
əсирниң иккинчи йеримида Илида манҗу-хитай һөкүмранлиқиға 
қарши қозғилаң партлиғанда қозғилаңчиларни қоллиған кишилəрдин 
икəн. Қозғилаң ғəлибə қилип, Или Султанлиқи қурулған йилларда у 
70-80 ешəккə ашлиқ вə түрлүк мал-мүлүклəрни артип, Султанлиқни 
иқтисадий җəһəттин йөлигəн икəн. Әлахан Султан заманисиға кəл
-
гəндə Йүсүп Пахтаниң бу ярдəмлири үчүн Или Султанлиқи униңға 
Илиниң Жағистай қатарлиқ җайлирини тартуқ қилип бериду. Шундақ 
1
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 20-21-бəтлəр


158
қилип, Йүсүп Пахта Илидики Жағистай қатарлиқ юртларниң пəрпа 
болуши вə аватлишиши үчүн муһим ролларни ойнайду.
1
Абдурəһим Әйсаниң əң кичик иниси Мəруп Әйсаниң баянлириға 
қариғанда, Йүсүп Пахтаниң оғли Әйсаахун дəвригə кəлгəндə Чар Ру
-
сийə Илиға бастуруп кирип, Или Султанлиқини мунқəрз қилиду һəмдə 
зор сандики таранчиларни Русийə тəвəсидики Йəттəсуға мəҗбурий 
көчүриду. Әйсаахун əнə шу қетимлиқ көч-көчтə Ғалҗат тəвəсигə бе
-
рип маканлишип, бу юртниң аватлишишида муһим ролларни ойнайду. 
У шу йилларда Или дияриниң əң мəшһур байлиридин болған вəлибай 
йолдашоп билəн бирликтə йəттəсу райони вə или дəряси бойидики 
уйғур юртлирида көплигəн иншаатларни бəрпа қилиду. 
Әйсаахунниң Юнус, Иляс вə Ибраһимдин ибарəт 3 оғли болуп, 
Абдурəһим Әйса кəнҗи оғул Ибраһим аилисиниң иккинчи пəрзəнти 
болуп туғулиду. Ибраһим аилисидə җəмий 10 пəрзəнт дуняға кəлгəн 
болуп, улар кейинчə Или дияриниң ХХ əсирдики сиясий, иҗтимаий в 
мəдəнийəт һаятида муһим ролларни ойнайду.
2
Абдурəһим Әйса башланғуч билимини Ғалҗат йезисидики йерим 
диний, йерим пəнний мəктəптə алиду. Андин Яркəнт шəһиригə бе
-
рип, «Сопи Зəрват» намидики оттура мəктəптə оқуйду. Бу йилларда 
Русийəдə болшевиклар инқилаби йүз берип, һакимəйəт коммунист
-
ларниң қолиға өтиду. Пүткүл Русийə, җүмлидин Оттура Асия райони 
ғайəт зор сиясий вə иҗтимаий өзгириш дəвригə кириду. Абдурəһим 
Әйса оттура мəктəпни əла нəтиҗə билəн тамамлиғандин кейин 
1926-1927-йиллири Москвадики йеза-игилик иниститутида оқуйду 
вə кəспий билим игилəшкə киришиду. Әмма бу йилларда Сталин
-
ниң коллектиплаштуруш вə синипий күрəш сиясий долқуни йоқири 
көтүрүлүп, кишилəр сиясий тəркиби айрилиду. Абдурəһим Әйсаниң 
ата-бовилири қол илкидə бар байлардин болғачқа, у «бай деһқанниң 
балиси» дегəн қалпақ билəн Москвадики йеза-игилик иниститутидин 
һəйдилип, юрти Ғалҗатқа қайтип келиду. 
У юртиға қайтип кəлгəндин кейин вақтини бикар өткүзмəй, шу 
вақиттики билимлик зиялийлардин тарихчи вə əдиб Нəзəрхоҗа 
Абдусəмəт оғли (Уйғур балиси) ни устаз тутуп, əдəбият вə тарих өги
-
1
Мəруп Әйса (Гисароф) билəн өткүзүлгəн телефон сөһбити хатириси, 
2019-йили 4-айниң 24-күни вə 5-айниң 3-күни
2
Мəруп Әйса (Гисароф) билəн өткүзүлгəн телефон сөһбити хатириси, 
2019-йили 4-айниң 24-күни вə 5-айниң 3-күни


159
нишкə башлайду. Устази Нəзəрхоҗа Абдусəмəт оғли яш Абдурəһим 
Әйсада миллəтпəрвəрлик идийəсиниң шəкиллиниши вə əдəбий иҗа
-
дийəткə киришишидə муһим рол ойнайду.
1
1920-йилларниң ахирилириға кəлгəндə болшевикларниң коллекти
-
плаштуруш сияситиниң нəтиҗисидə Советлəр Иттипақида ачарчилиқ 
йүз берип, миңлиған кишилəр юрт-маканлирини ташлап тəрəп-тəрəп
-
кə қачиду. Абдурəһим Әйсаму 1928-йили аилиси билəн биллə Совет 
Иттипақи чеграсидин қечип өтүп, Или вилайитиниң Чапчал наһийə
-
сигə қарашлиқ йоқири җағистай йезисида олтурақлишиду. 
У 1930-йилидин башлап Жағистайдики илгири диний сават алған 
мəктəп йешидики балиларни йиғип, бир синип тəшкил қилиду вə мəх
-
сус пəнний дəрслəр өтүлидиған йеңичə мəктəп ачиду. Кейинчə бу мəк
-
тəпкə Йоқириқи Жағистай, Төвəн Жағистай вə Қайнуқ йезилиридин 
балилар қобул қилинип, 6 синиплиқ рəсмий бир мəктəпкə айлиниду. 
Абдурəһим Әйса 1934-йилиғичə бу мəктəпкə мудир болиду.

1930-йилларниң башлиридики қайнам-ташинлиқ дəврдə яшлиқ 
баһари урғуп турған Абдурəһим Әйса пүтүн зеһнини йеңи маарип
-
чилиқ вə ақартиш ишлириға беғишлайду. 1934-йилиниң ахири Аб
-
дурəһим Әйса Жағистайдин Ғулҗа шəһиригə йөткилип кирип, аввал 
«Муталиə» мəктипидə, андин «Үмид» мəктипидə оқутқучи болуп 
ишлəйду.
3
Кейинчə «Һүсəйинийə» мəктипигə йөткилиду. Бу мəктəп 
«Ғулҗа шəһəрлик 5-мəктəп» кə өзгəртилгəндин кейин, бу мəктəпниң 
мудири болуп ишлəйду. 1935-йилидин 1941-йилиғичə болған җəрян 
Абдурəһим Әйсаниң Ғулҗа миллий маарипиниң тəрəққиятиға пүтүн 
күчи билəн өзини беғишлиған вə бəлгилик үнүм пəйда қилған йиллар 
һесаблиниду. Абдурəһим Әйса əйни вақитта мəрипəтпəрвəр зат, мəк
-
тəп атилар комиетиниң əзаси Абдулла Хəмидиниң ярдимини қолға 
кəлтүрүп, 1941-йили «Үмид» мəктипиниң Новигордтики 2-шөбə мəк
-
типиниң орнида ханим-қизлар һүнəр-сəнəт мəктипини қуруп чиқиду. 
Бу мəктəпкə Абдурəһим Әйсаниң аяли Мунҗийə ханим мəсул болиду.
4
1
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 1-бəт
2
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 1-бəт
3
Мəруп Әйса, йоқириқи қолязма, 1-бəт; Шeрип Нияз Хуштар: «Абдурəһим 
Әйса», «Шинҗаң йеқинқи заман тарихида өткəн шəхслəр», Үрүмчи: Шинҗаң 
хəлқ нəшрияти, 2003-йил биринчи нəшри, 341-342-бəтлəр
4
Шeрип Нияз Хуштар: «Абдурəһим Әйса», «Шинҗаң йеқинқи заман та
-
рихида өткəн шəхслəр», Үрүмчи: Шинҗаң хəлқ нəшрияти, 2003-йил биринчи 
нəшри, 341-342-бəтлəр


160
Шу йилларда Абдурəһим Әйса йəнə қолиға қəлəм елип, вəтəнниң 
һөрлики, хəлқниң ойғиниши шундақла билим вə маарип арқилиқ 
миллəтни ақартиш тема қилинған шеирларни һəм сəһнə əсəрлирини 
язиду. Униң əсəрлири шу йилларда «Или гезити» вə «Шинҗаң гезити» 
ниң əдəбият сəһиписидə «Дəртмəн» тəхəллуси билəн елан қилиниду. 
1941-йилиниң ахири Абдурəһим Әйса Үрүмчигə йөткилип берип, 
Дарилмуəллимин вə Қизлар оттура мəктипидə дəслəп оқутқучи, кейин 
мəктəп мудири болуп ишлəйду. Бу йилларда у Шинҗаң иниститутини 
пүттүрүп «Шинҗаң гезити» ниң əдəбият бетидə ишлəватқан Лутпул
-
ла Мутəллип вə Үрүмчи Қизлар оттура мəктипидə оқутқучи болуп 
ишлəватқан Абдурəһим Өткүр қатарлиқ талантлиқ зиялийлар билəн 
йеқин достлардин болуп қалиду. Шундақла мəктəптики хизмитидин 
сирт давамлиқ йезиқчилиқ билəн шоғуллинип, көплигəн шеирларни 
язиду. У шу йилларда проза иҗадийити билəнму шоғуллниду. Униң 
шу йилларда язған «Толун» намлиқ балилар һекайисини əдəбиятшу
-
наслар уйғур һазирқи заман əдəбиятидики балилар һекайичилиқиниң 
дəслəпки пəрдисини ачқан əсəрлəрниң бири дейишкə болиду.
1
1942-йили Абдурəһим Әйса Шең Шисəйниң мəхпий сақчилири 
тəрипидин Үрүмчидə қолға елинип, түрмигə ташлиниду. Абдурəһим 
Әйса шу қетим қолға елинип таки Шең Шисəй 1944-йили 9-айда Уй
-
ғур дияридин кəткүчə болған җəрянда түрмидə ятиду. 1944-йилини 
ахири Абдурəһим Әйса түрмидин қоюп берилгəн болсиму, əмма униң 
Ғулҗиға қайтишиға рухсəт қилинмайду. 
1944-йили сентəбирдə Нилқа тағлиридин башланған миллий 
азадлиқ инқилабиниң оқ авази Үрүмчидə назарəт астида туруватқан 
Абдурəһим Әйса қатарлиқ яш сəрхилларниң қəлбини лəрзигə салиду. 
Улар инқилаб ялқуниниң тəзлик билəн һəммə җайларға тутушишини, 
миллий азадлиқ теңиниң балдуррақ етишини арзу қилиду. Лутпулла 
Мутəллип башчилиқидики от йүрəк яшлар 1945-йилиниң башлирида 
Ақсуда «Шəрқий Түркистан учқунлар тəшкилати» ни қуруп, йошу
-
рун паалийəт башлиған вақитларда Абдурəһим Әйсаму Үрүмчиди
-
ки сəпдашлиридин Қасимҗан Зулпиқар, Мəнсур Ниязи қатарлиқлар 
билəн мəхпий келишип, «Баһар» тəшкилатини қуриду. Бу тəшки
-
латниң түп мəқсити ғəлибəсери шəрққə қарап илгирилəватқан Мил
-
лий Армийə Үрүмчигə һуҗум башлиғанда тəшкилат əзалири ичкий 
җəһəттин қозғилип, Үрүмчиниң балдуррақ азад қилиниши үчүн күч 
қошуш иди. Һалбуки, 1945-йилиниң яз айлирида «Баһар» тəшкила
-
ти җасусларниң паш қилиши билəн ашкарилинип қалиду. Үрүмчидə 
1
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 2-бəт 


161
җиддий тутқун башлинип, Абдурəһим Әйса башчилиқидики «Баһар» 
тəшкилатиниң нəччə онлиған əзалири қолға елиниду вə түрмидə ин
-
сан тəсəввур қилғусиз қийнақларға дуч келиду. 
1946-йили 6-айда Или тəрəп вəкиллири билəн Гоминдаң һөкүмити
-
ниң сөһбəт вəкиллири Үрүмчидə «он бир битим» ға имза қоюп, Шинҗаң 
Өлкилик бирлəшмə һөкүмəт қурулғанлиқини җакарлайду. Өлкилик 
һөкүмəтниң муавин рəиси Әхмəтҗан Қасиминиң битим роһиға асасəн 
җиддий тəлəп қилиши билəн Абдурəһим Әйса башчилиқидики «Баһар» 
тəшкилатиниң түрмидики əзалири қоюп берилиду. Әмма Гоминдаң 
тəрəп Абдурəһим Әйсани түрмидин бошитишта уни Гоминдаң армийə
-
синиң 1945-йили 6-айниң 20-күнидики Шихо урушида Миллий Армий
-
əгə əсиргə чүшкəн хитай генерали Ли Гавчиң билəн тегишишни тəлəп 
қилиду. Йəни Үрүмчидə Абдурəһим Әйса түрмидин қоюп берилгəн күни 
Или тəрəпму гоминдаң генерали Ли Гавчиңни қоюп беридиған болиду.
1
Абдурəһим Әйса иккинчи қетим түрмидин чиққандин кейин, Өлки
-
лик бирлəшмə һөкүмəт тəркибидə Үрүмчидə вəзипə өтəватқан Или тəрəп 
вəкиллири – Әхмəтҗан Қасими, Рəһимҗан Сабирһаҗи қатарлиқлар 
билəн биллə сиясий сəһнидики күрəшни давамлаштуриду. Шу йили 
у Өлкилик бирлəшмə һөкүмəт тəрипидин Ақсу вилайитиниң сайлам 
ишлириға назарəтчилик қилишқа əвəтилиду. Ақсудин қайтип кəлгəн
-
дин кейин, Әхмəтҗан Қасиминиң Өлкилик һөкүмəт йиғинида алаһидə 
тəвсийə қилиши билəн Абдурəһим Әйса Шинҗаң иниститутиниң оқу
-
туш ишлириға мəсул муавин мудирлиқиға тəйинлиниду. Шундин кейин 
Абдурəһим Әйса өзи мəсул болған Шинҗаң иниститутини база қилип, 
алий маарип вə идеологийə җəһəттə гоминдаңчилар билəн кəскин күрəш 
елип бариду. У шу йиллири Өлкилик бирлəшмə һөкүмəтниң əзаси, қо
-
шумчə тəминат назаритиниң назири болуп вəзипə өтəватқан атақлиқ 
инқилабчи вə тарихчи Муһəммəтимин Буғрани Шинҗаң иниститутиниң 
пəхрий профессорлиқиға тəклип қилиду һəмдə оқуғучиларға уйғур та
-
рихидин лексийə беришкə орунлаштуриду.
2
1947-йили язда Өлкилик бирлəшмə һөкүмəт палəч һалəткə чүшүп, 
Или тəрəп вəкиллири арқа-арқидин Үрүмчидин айрилип Ғулҗиға ке
-
тиду. Әхмəтҗан Қасиминиң орунлаштруши билəн Абдурəһим Әйсаму 
Шинҗаң иниститутидики вəзиписини ташлап, Ғулҗиға қайтип келиду. 
Абдурəһим Әйса Ғулҗиға қайтип барғандин кейин Или валий 
мəһкимисиниң баш катиплиқиға тəйинлиниду. 1948-йили 8-айниң 
1-күни Ғулҗида Әхмəтҗан Қасими башчилиқида «Иттипақ» тəшки
-
1
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 3-бəт
2
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 3-бəт


162
лати, йəни «Шинҗаңда тинчлиқ вə демократийəни һимайə қилиш ит
-
типақи» қурулғанда Абдурəһим Әйса «Иттипақ» Мəркизий Комитети 
мəмурийəт бөлүминиң башлиқи вəзиписигə тəйинлиниду. У «Итти
-
пақ» ниң рəиси Әхмəтҗан Қасиминиң хизмитигə биваситə ярдəмли
-
шип ишлəйду.
1
Бу җəрянда у көрсəткəн алаһидə хизмəтлири үчүн би
-
ринчи дəриҗилик алтун медал билəн мукапатлиниду.
2
1949-йили 12-айниң иккинчи йеримида Хитай коммунистлириниң 
рəһбəрликидə Үрүмчидə Шинҗаң өлкилик хəлқ һөкүмити қайтидин тəш
-
киллəнгəндə Ғулҗидики Абдурəһим Әйса Өлкилик һөкүмəтниң 25 киши
-
лик һəйитиниң бири қилип көрситилиду. Әмма у Үрүмчигə бериштин көң
-
ли совуп, Дадамтуда йетивалиду. 1950-йилиниң бешида өлкə рəиси Бурһан 
Шəһиди Ғулҗиға арқа-арқидин телеграмма йоллап, Абдурəһим Әйсаниң 
Шинҗаң өлкилик əмгəк назаритиниң назирлиқиға тəйинлəнгəнлкини, 
дəрһал Үрүмчигə келип вəзиписини өткүзивелишини тəлəп қилиду. 
Шуниңдин кейинла у Үрүмчигə берип, Өлкилик һөкүмəтниң һəйəт 
əзаси, қошумчə əмгəк назаритиниң назири болиду. 1951-йилиниң ахи
-
ри у Хитай мəмликəтлик Хəлқ қурултийи миллəтлəр ишлири комие
-
тиниң муавин мудирлиқиға тəйинлинип, Бейҗиңға йөткилиду. Әмма 
у бу вəзипиниң «нами улуға суприси қуруқ» бир мəнсəп икəнликини 
һес қилип, 1952-йили язда истепа сорап Бейҗиңдин қайтип келиду. У 
Үрүмчидиму турғуси кəлмəй удул Ғулҗиға қайтип кетиду. 
1952-йили язда у Или вилайитиниң валийлиқиға тəйинлиниду. 
1954-йили Или қазақ аптоном области қурулғанда у муавин област 
башлиқи, қошумчə Или вилайитиниң валийлиқини өтəйду. 1957-йили 
у Хитай мəмликəтлик һəҗ өмикиниң муавин өмəк башлиқлиқиға тəй
-
инлинип, Сəуди Әрəбистаниға əвəтилиду. 
Вəтəнгə қайтип кəлгəндин кейин, йəни 1957-йилиниң иккинчи йе
-
римида «истил түзитиш», «йəрлик миллəтчиликкə қарши һəрикəт» қа
-
тарлиқ сиясий долқунлар башлиниду. Абдурəһим Әйса Ваң Енмавниң 
пəрдə арқисида туруп пиланлиши билəн 1957-йили 12-айда Үрүмчи
-
дə ечилған «йəрлик миллəтчиликкə қарши сəпəрвəрлик йиғини» да 
Зия Сəмəди, Ибраһим Турди, Абдурəһим Сəиди, Аблиз қари қатар
-
лиқ сəпдашлири билəн бир қатарда тартип чиқирилип, зəрбə бериш 
нишаниға айлиниду. 1958-йили 1-айниң 17-күни кечидə Үрүмчидики 
«Тəңритағ» меһманханисиниң 214-номурлуқ ятиқида сирлиқ рəвиштə 
сүйиқəсткə учрап өлтүрилиду. У бу вақитта тəхи 49 яшта иди.
1
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 3-бəт
2 Шeрип Нияз Хуштар: «Абдурəһим Әйса», «Шинҗаң йеқинқи заман та
-
рихида өткəн шəхслəр», Үрүмчи: Шинҗаң хəлқ нəшрияти, 2003-йил биринчи 
нəшри, 341-342-бəтлəр




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   49   50   51   52   53   54   55   56   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет