152
урулған болуп, Абдурəһим Әйса җəмий 10 қетимлиқ пичақ зəрбиси
билəн еғир җараһəтлинип өлтүрүлгəн икəн.
1
Бешидин ни-ни иссиқ соғуқлар өткəн, һəм Шең Шисəйниң һəм го
-
миндаңниң болуп икки қетим түрмидə ятқан, шунчə мурəккəп тари
-
хий дəврлəрдə көкрəк керип тик турған Абдурəһим Әйса бу қетимлиқ
сиясий һəрикəттə растинла бесимларға бəрдашлиқ берəлмидиму? У
қандақларчə һаятини инкар қилиш усули билəн өзини өлтүривалиду?
Мəруп Әйсаниң баян қилишичə, шу күни ваң енмав йиғинни йерим
күн тохтитип Сəйпидин Әзизи билəн пəрдə арқисида бəзи орунлашту
-
рушларни елип бариду. Андин чүштин
кейин болғанда кадирларни
йиғип көпчиликкə: «əшəддий оңчи вə йəрлик миллəтчи Абдурəһим
Әйса партийə алдидики еғир гунаһи үчүн җазалиништин қорқуп, өт
-
кəн кечə өзини өлтүривалған» дегəн мəзмунда 4 түрлүк қарарни уқту
-
риду.
2
Үрүмчидики Совет Иттипақиниң баш консули Добашинму 1-ай
-
ниң 20-күни Москваға йоллиған доклатида Ваң Енмавниң өзигə «Аб
-
дурəһим Әйса өзини боғузлап өлтүривелиш усули билəн һаятини
ахирлаштурған. Шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ парткомниң йəр
-
лик миллəтчиликкə қарши күрəш йиғиниға қатнишиватқан кадирлар
бирдəк Абдурəһим Әйсаниң өзини өлтүривелиши униң партийəгə
қарши һəрикитиниң очуқ ипадиси, дəп һесаблиди,» дегəнликини баян
қилиду.
3
Вəқəдин кейин Или қазақ аптоном областиниң биринчи секри
-
тари Жаң Шигоң мəхсус айропилан билəн Ғулҗиға берип, Илидики
кадирлар билəн һəр саһə сəрхиллириға йиғин ечип, Абдурəһим Әйса
-
ниң өлүмини уқтуриду һəмдə Ғулҗида бирəр вəқə чиқип қелишниң
алдини елиш үчүн тəййарлиқ хизмəтлирини ишлəйду. Арқидин Аб
-
дурəһим Әйсаниң җəсити мəхсус айропиланға селинип, Или област
-
лиқ оттура хəлқ сот мəһкимнисиниң муавин башлиқи Һеволла сот
(Һəбибулла Мутəллип) вə Уйғур аптоном районлуқ тəптиш мəһкими
-
1
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 8-бəт
2
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 8-9-бəтлəр
3
Memorandum of a Discussion hel by USSR Consul-General in Ürümchi,
G. S. Dobashin, with First Secretary of the Party Committee of the Xinjiang
Uyghur Autonomous Region, Comrade Wang Enmao, and Chair of the People’s
Committee, Comrade S. Azizov, January 17, 1958, Wilson Center Digital Archive
(digitalarchive.wilsoncenter.org)
153
синиң башлиқи Барат Исмаилларниң һəмралиқида 1-айниң 20-күни
Ғулҗиға елип берилиду.
Бу вақитта Ғулҗида бирəр вəқə йүз беришидин қаттиқ əндишə
қилған Хитай даирилири Абдурəһим Әйсаниң аилиси вə уруқ-туғқан
-
лириға қаттиқ бесим ишлитип, җамаəтни чақирмастин пəқəтла
уруқ-туғқанлириниң қатнишиши билəн мийитни тезликтə йəрликкə
қойдуриветиду.
Достарыңызбен бөлісу: