|
Адәмниң биологиялик риважлиниш эволюцияси вә ижтимаий тәшкилат формилириниң шәкилиниши
|
бет | 22/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ral2. Адәмниң биологиялик риважлиниш эволюцияси вә ижтимаий тәшкилат формилириниң шәкилиниши.
Адәмниң биологиялик идеологияси: австралопитек (б.з.б.2,6 млн жил), питекантроп(б.э.б.1 млн жил), синантроп(б.э.б.500-200миң жил), неандерталь(б.э.б. 200-35миңжил), кроманьон(б.э.б. 40-30миң жил). Адәмниң биологиялик эволюцияси әң ахирқи мәнбәләр бойичә мундақ йол билән әмәлгә ашқан. Бизниң әждадимиз гоминидлар – адәм тәхлит маймунлар. Уларниң әң яхши тәтқиқ қилинған әзаси –австралопитеклар.
Улар пәқәт Африкидин тепилған, буниңдин 6-1 млн жиллар бурун һаят кәчүргән. Униңдин кейинки (2,8- 2,4млн жил бурун) түригә хомо хабилис дегән нам берилгән. Бу «әплик адәм» дегәнни билдүриду. Хомо хабилислар Африкидики Олдувай чатқилидин тепилған. Адәмниң мошу түри билән бирликтә әң дәсләпки таш қураллар тепилған. Буниңдин 2 млн жил бурун хомо хабилистин вә хомо еректус(тик жүридиған) тәрәққийлинип чиқти. Бу адәмләр буниңдин 500 миң жил бурунқи заманғичә һаят кәчүрди. Бу дәвирдә булар Европиниң жәнубида, Азияниң көпчилик территориялиридә макан әтти. Кона адәм эвалюциясидики буниңдин кейинки адәм гейдельберглар.Улар б.э.б. 600-150 миң жиллиқлар арисида һаят кәчүрди. Ахирқи көз қарашларға қариғанда неандерталлиқлар (б.э.б.130-30миңжиллиқлар) бүгүнки тәрәққиятқа һеч қандақ қатниши йоқ. Бурун у адәмгә әң йеқин түр дәп һесаплинатти. Тәхминән буниңдин 40-30 миң жил бурун Европида йәргә кәлгән гейдельберг адәмлири риқабәтчилик күрәш нәтижисидә йәр йүзидин йоқап кәткән дегән тәхмин болди.
Ижтимаий бирләшмиләрниң тәшкиллиниши. Қедимий адәмләрниң бирләшмилири узақ тәрәққият йолидин өтти. Биринчи формиси – дәсләпки адәмләрниң топи. Австралопитек, питекантроп, синантроп адәмлири топ болуп һаят кәчүрди. Топ- өзара эндогамиялик бирләшмә болди. Эндогамия дегинимиз- бирләшмә ичидики некалиқ мунасивәтләргә рухсәт бериш адити. Адәмләр тәшкилат ретидә узақ һаят кәчүрәлмиди, улар пат-пат тарап кәтти. Бир топниң адәмлири иккинчи топқа қошулуп, нәтижисидә аста-аста қандаш туқанчилиғи йоқ топлар қурулди. Адәмниң ички мунасивәтлиридә экзогамия адити пәйда болди. Экзогамия дегинимиз- топ ичидә некалиқ мунасивәтләргә тийим селиш адити. Вақит өтүп нека турақландурулди, адәмләр бирлишип яшаш түридин уруқлуқ мунасивәткә өтти. Бу ижтимаий тәшкилатниң йәнә бир түри болди. Уруқ аңлиқ адәм дәвридә пәйда болди (кроманьон).
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|