Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Дөләтлик Дума вә қазақ зиялилирини немә бағлаштурди? ХХә. бешидики «Қазақ кадетлири» дегән кимләр? Чүшиник бериң



бет28/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   24   25   26   27   28   29   30   31   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

2. Дөләтлик Дума вә қазақ зиялилирини немә бағлаштурди? ХХә. бешидики «Қазақ кадетлири» дегән кимләр? Чүшиник бериң.
Қазақ елиниң мустәмликичилик әзгүгә қарши күриши вә миллий зиялиларниң ениқ һәрикәткә көчүши 1905-жилқи дәсләпки рус революцияси билән бағлинишлиқ. Россиядики азатлиқ һәрикәтниң өрлиши дәвридә қазақ жәмийитигә йәткән йеңилиқларниң бири у-1905-ж. 6-августта чиққан манифест .Манифест бойичә қазақ елидинму Дөләтлик Думиға депутат сайлаш һоқуқи берилди. Миллий зиялилар Дөләтлик Думини империяниң Қазақстандики сәяситигә, болупму йәр мәсилисини йешишкә тәсир қилидиған қурали дәп баһалиди. Шуниң үчүн, униң ишиға паал қатнашти.
І Дөләтлик Дума ишиға Қазақстандин 3 депутат қатнашти. Улар - Алпысбай Қалменов(Урал вилайити), Әлихан Бөкейханов (Шемей вилайити), Ахмет Биримжанов(Торғай вилайити).
ІІ Дөләтлик Думиға қазақлардин 5 депутат сайланди- Урал вилайитидин –юрист Б.Қаратаев, Йәттису вилайитидин –инженер М.Тынышбаев, Бөкей Ордисидин –юрист Б.Қулманов, Сирдәрия вилайитидин –содигәр Т.Алдабергенов вә Шәмәй вилайитидин – һажи Т.Нeрекеноғлилар болди. Дума ишлирида асасий пикирталаш туғдурған мәсилә йәнә шу аграрлиқ вә көчүп -қонуш мәсилиси болуп чиқти. Қазақ зиялилири Россиядин Қазақстанға рус деханлириниң көчүп келишини тохтитишни тәләп қилди.
Қазақ зиялилири ІІІ вә ІV Думиға сайлиниш һоқуқидин айрилғини билән, Мусулман фракциясиниң ишиға қатнишиш арқилиқ паалийәтчанлиқ көрсәтти вә азатлиқ үчүн еғир күрәш йолида бәлгүлүк бир тәжрибә жиғди.
Сайлаш жәрияниға арилашқан қазақ зиялилири, мустәмликә беқиндилиқтики қазақ хәлқиниң өз мәнпийитини қоғдаш турғисидин нәсиһәт қилиш, көзини ечиш ишлирини жүргүзүп, депутат сайлап, униңға аманәт тапшуруш ишиға тирәк болидиған сәясий уюмниң һажәт вә муһим екәнлигини көрсәтти. 1906-ж. 10-июнь Шәмәй шәһиридә Дөләтлик Думиға қазақлардин депутат сайлаш үчүн вәкилләр жиғини болди. Ә.Бөкейханов жиғилғанларни «Хәлиқ әркинлиги» ( кадеттер) партиясиниң программиси билән тонуштуруп, жиғинға қатнашқанларниң аталған партияға қошулудиғанлиғи тоғрисида қарари қобул қилинди. Қазақ зиялилириниң программиси Россиядики кадет партиясиниң хизмити билән улашти. Шуниң үчүн «қазақ кадетлири»дәп аталди. Бирақ, қазақ кадетлириниң программиси рус кадетлириниң программисидин өзгичилиги у төвәндикидәк тәләпләрни қойди: қазақ йерини бир туташ бөлүнмәс қазақ елиниң территорияси дәп елан қилидиған қанун қобул қилиш, Россияниң ички районлиридин көчүп кәлгүчиләргә чәк қоюш, қазақ ишчилириға әркинлик, тәң һоқуқ бериш, қазақларниң мәнпийәтлирини қоғдайдиған қанунлар қобул қилиш, қазақ балилири үчүн мәктәп, мәдрисә, университетлар ечиш.
Бирақ, бу дәсләпки һәрикәтләр сәясий партияниң қурулуши билән аяқлашқини йоқ, сәвәви униңға һажәтлик дәсләпки шәрт-шараитлар техи пишип йетилмигән еди.



  1. Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   24   25   26   27   28   29   30   31   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет