3. Ноғай Ордасиниң территориясини хәритидин көрситиң.
Алтун Ординиң парчилиниши, Ақ Ординиң ажизлиниши мабайнида Қазақстанниң шималий–ғәрбидә Ноғай Ордиси қурулди. Униң дәсләп алған йәрлири Едил вә Яйиқ дәриялириниң ариси болди. Ноғайлар шималий-шәрқидә Ғәрбий Сибирь ойманлиғи, шималий-ғәрбидә Қазан шәһири, һә жәнубий-ғәрбидә Арал билән Каспий деңизиғичә көчүп-қонуп жүргән. Мәркизи Cарайчиқ шәһири болди.
19- Билет
Уруқлуқ жәмийәтниң пәйда болуши.
Қазақстан территориясигә жүргүзүлгән моңғол вә жоңғар басқунчилиғиниң сәвәплири, умумий охшашлиқлири.
Абулхайир дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.
1. Уруқлуқ жәмийәтниң пәйда болуши.
Бирлишип овлаш вә жиртқуч һайванларға қарши туруш үчүн адәмләр топлишип һаят кәчүрди. Қедимий адәмләрниң мундақ топларға бирикиши адәмләр топиниң - иптидаий адәмләр қовуминиң пәйда болушиға елип кәлди. Адәмләр топи аста –аста туққанларниң жәмийитигә –уруқлуқ қовумға айланди. Бу тәхминән «аңлиқ адәмниң» чиқиш вақтиға тоғра келиду. Һәр уруқта бирнәччә онлиған уруқдаш адәм болди. Жамаәдики ишларниң көпини анилар атқурди. Өңкүрләрни тазилап күтти, тамақ әтти, мевә чевиләрни тәрди. Бу өз нөвитидә коллективтики аниларниң абройини ашурди. Һәр бир жамаә (қовум) өз территориясидә яшиди. Уруқлуқ жәмийәтниң жими әзаси өз ара баравәр һесапланди. Йәр, турушлуқ жай, әмгәк қураллири һәммигә ортақ саналди. Һәммиси бирлишип орманда һайванларни овлиди, белиқ тутти, ортақ пичәнликтә мал бақти. Жамаәниң ичидики ишлирини тәң тәхсим қилди. Аяллар билән балилар мевә-чевә жиғди, әрләр ора колиди, деханчилиқ қилдиған йәрни тазилиди, жиртқучларни овлиди. Жамаәниң айрим әзаси тегишлик мүлкини, мәсилән, нәйзини жамаәниң һәрқандақ адими пайдиланди. Уруқ ичидики турмуш-мәишәткә бағлиқ мәсилиләрни умумий жиғинда йәшти. Умумий жиғинға чоң адәмләрниң һәммиси- әр кишиләр билән аяллар – толуқ қатнашти. Уларниң һәрқайсиси өз пикирлирини билдүрди. Умумий жиғинда ақсақалларни сайлиди. Униңға уруқниң барлиқ әзалири һөрмәтләйдиған әң әқиллиқ, әр жүрәк, қәйсәр адәмләр талланди.
Достарыңызбен бөлісу: |