Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Мезолит билән неолит егилигидики алаһидиликләр



бет34/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   30   31   32   33   34   35   36   37   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

Мезолит билән неолит егилигидики алаһидиликләр.

Қазақстан территориясидә мезолит дәвриниң дәсләпки турақлири 1948-жили археолог А.А.Формозов ачти. Кейинирәк бүгинки күнгичә мезолит дәвриниң жигирмә ядикарлиғи тепилған. Мезолит турақлириниң саниниң азлиғи, адәмләрниң турмуши билән һаятиниң өзгүрүши билән бағлиқ. Мезолит дәвридә һава-райи өзгирип, музлиқлар ерип, күн иссиди. Аста қозғилидиған һайванатлар йоқап, илдам жүгрәйдиған, ушақ һайванлар пәйда болди, адәм саниму көпәйди. Палеолитта адәмләр бир орунда узақ турса, мезолитта улар макан әткән йәрлирини һәр вақитта авуштуруп олтарди. Адәмләр бир турақта бир яки икки мәвсум турақланди. Шуниң билән биргә, б.э.б. 8 миңжиллиқта климат бирдин иссишқа башлиди, узақ вақитқа турақлиниш үчүн иссиқ өйләр селишниң һажити болмай қалди. Қазақстанда неолит дәвриниң 600(800) ядикарлиғи бәлгүлүк. Уларниң мәдәний қәвити көп вақитларда йоқ, улар адәмләрниң вақитлиқ турақлири. Асасий бәлгүлири бойичә неолит ядикарлиқлири бир-биригә охшап келиду вә бир мәдәний топқа ятиду. Шундиму, тепилған қуралларниң, керамикилиқ қачиларниң түрлиригә, уларниң ясилиш техникиси, егиликни жүргүзүш алаһидиликлиригә қарап Қазақстанниң неолитлик мәдәнийитини алимлар бир-нәччә территориялик топларға бөлиду. Улар: Шималий-ғәрбий Қазақстан, алаһидилиги- пластикилиқ таш ишләпчиқиришиниң бесим болуши вә қачиларни безәлләштә геометриялик нәқишләрниң бесим болуши. Арал, Шәриқий вә Жәнубий-шәриқий Қазақстан алаһидилиги - һәр хил қуралларниң көп тепилиши, бу йәрдә геометриялик нәқишләр учрашмайду, керамика Жәнубий-Урал (Россия) вә Андронов мәдәнийитигә охшаш.

  1. Көчмән мал чарвичилиғиниң пәйда болушиға сәвәп болған асасий факторларни жәдвал бойичә толтириң.






18-Билет

  1. «Қазақ» аталғусиниң чиқишиға бағлиқ пикирләр.

  2. Қазақ ханлиғиниң асасини салғучи–Керей вә Жәнибек билән Мустәқил Қазақстанниң дәсләпки Президенти Н.Ә.Назарбаевниң орни вә паалийити арисидики савақдашлиқни көрситиң.



  3. Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   30   31   32   33   34   35   36   37   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет