Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


«Андронов» вә «Беғазы-Дәндибай» мәдәнийитини селиштуриң



бет32/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   28   29   30   31   32   33   34   35   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

2. «Андронов» вә «Беғазы-Дәндибай» мәдәнийитини селиштуриң.
Бронза дәвридә Қазақстанда бир-бири билән давамлишидиған икки мәдәнийәт болған. Униң қедимийси–Андронов мәдәнийити (б.э.б.ХVІІІ-ХІІәә.). Һә, б.э.б. ХІІ-VІІІәә. йәни ахирқи бронза дәври Беғази-Дәндибай мәдәнийити шәкилләнди. Қазақстанниң бронза дәвриниң ядикарлиқлириниң әң көп тарқалған вә яхши тәтқиқ қилинған наһийәси – Мәркизий Қазақстан. Ә.Х. Мәрғуланниң мәлумати бойичә Мәркизий Қазақстанниң бронза дәври ядикарлиқлири икки дәвиргә- Андронов вә Беғази-Дәндибай мәдәнийәтлиригә кириду.
Андронов мәдәнийити икки дәвиргә бөлиниду: а) дәсләпкиси –Нура дәври; ә) кейинкиси –Атасу дәври. Нура, Атасу дәриялири атлири билән атилиду. Андронов мәденийитиниң дәсләпки ядикарлиғи Ачинск шәһири әтрапидики Андроново селосидин тепилған, шуңлашқа шундақ аталған.
Беғази-Дәндибай мәдәнийитиниң адәмни дәпин қилиш адити: чоң патриархаллиқ аилиләргә беғишланған, көп адам дәпин қилған мазарларниң орниға бирла адәм йәрләнгән чоң йәрләш қурулушлири учришиду. Бу- шу дәвирдики уруқ, қәбилә даһилириниң, абройлуқ, бай адәмләрниң мазарлири.
Қача- қомуч ясаш алаһидиликлири : Андронов мәдәнийитиниң Нура дәври хиш қача-қомучлири дүгләк болуп кәлсә, Атасу дәври қача-қомучлири бойни чүшидиған йери тикирәк болуп келиду.
3.Сүрәткә қарап олтуруп вақиәни тәрипләң.
Бу сүрәттә Арал деңизиниң проблемиси тәсвирләнгән. Арал деңизи сүйиниң тартилиши пәқәт Қазақстанғила әмәс, пүткүл Мәркизий Азия йеригә чоң экологиялик апәт әкәлди.
Арал деңизиниң сүйи үч һәссигә азайди, бурунқи қирғақлиридин бәзи йәрлиридә 80 чақиримғичә қуруп кәткән, дәрижиси 49 метрлик бәлгүгичә төвәнлиди. Униңдин учуп чиққан тузлуқ боран миңлиған чақиримғичә йәрни бесип өтүп, қорчиған муһитни билдүрди, музлуқларни еритти, дала чөпини, етизлиқларни тузландурди. униң тәркивидә менерал оғутлардин қалған химиялик оғулуқ маддиларму нурғун болди.
Арал әтрапиниң егилигиму қаттиқ зәрдап чәкти. Бурун белиқ егилиги билән шуғулланған нурғунлиған адәмләр ишсиз қалди. Хәлиқ турмуши начарлиди.адәмләрниң саламәтлигигиму көп тәсир йәткүзди. Өпкә, вә башқа ағриқлар, балилар өлүми көпәйди.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   28   29   30   31   32   33   34   35   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет