Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Қазақстан территориясигә жүргүзүлгән моңғол вә жоңғар басқунчилиғиниң сәвәплири, умумий охшашлиқлири



бет37/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   33   34   35   36   37   38   39   40   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

2. Қазақстан территориясигә жүргүзүлгән моңғол вә жоңғар басқунчилиғиниң сәвәплири, умумий охшашлиқлири.

Моңғол дөлити урушни һәрбий тапавәт ретидә йеңи йәрләргә егә болуш вә монғол жәмийитини бириктүрүш қурали ретидә болди. Бу сәясәттә Қазақстан билән Оттура Азия йеригә жүргүзилгән жүрүш, басқунчилиқниң пәқәт бир бөлүги болди.Чиңғизханниң мәхсити пүткүл Азия вә Шәрқий Европини бесип елиш еди. У өзиниң чоң оғли Жошиға « Монғол атлириниң туяқлири йетидиған» Иртиштин ғәрипкичә болған техи бесип алмиған йәрләрниң һәммисини бәрди.


Қазақ йеригә жоңғарларниң қизиқишиниң сәвәплири: Қазақниң кәң байтақ даласидики үнүмлүк йәрләр билән, жәнубий-шәриқтики сода мәркәзлири қизиқтурди. Қазақстанни бесип елиш арқилиқ, өз ханлиғиниң чегарисини күчәйтиш, бесип алған әлләрдин елим-селиқ жиғиш, бесип алған әлләрни қул қилип тутуш имканийәтлириниму қараштурди.
Қазақ йеригә ясалған монғол вә жоңғар басқунчилиқлириниң сәвәплиридики охшашлиқлар: Ихтисадий мәнпийәт, Оттура Азияни бесип өтидиған карван сода йоллирини өз назаритидә тутуп, униңдин чүшидиған пайдиға егә болуш. Чиңгғизхан үчүн пүткүл Оттура Азияни бесип елиши Иран, Авғанстан, Алдинқи Азия, Шәрқий Европа әллиригә йол ечиш еди һәм шундақ болди. Жоңғарлар болса, Йәтису билән Сирдәрия тәвәлирини бесип елиши арқилиқ Россия, Сибирь, Оттура Азия сода йоллирини назарәткә елишни көзлиди, шу арқилиқ Авғанстан, Иран, вә Закавказия әллиригә йол ечилиду дәп үмүтләнди. Һәр иккилиси йеңи отлақларни бесип елиш, һөкүмранлиқ даирисини кәңәйтиш, өз дқләтлирини күчәйтиш мәхситини қойди.


3. Абулхайир дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.

ХV ә. 20-жиллирида Ақ Ординиң парчилинишиға бағлиқ Жоши әвлатиниң ичидә феодаллиқ талаш-тартиш башланди.Қазақстанниң мәркизий, ғәрбий вә шималий-ғәрбий тәвәлиридә мустәқил егиликләр пәйда болди. Мошу мустәқил егиликләрниң башчилиридин қоллаш тапқан Абулхайир талашта йеңип чиқип, 1428-жили хан сайланди. Абулхайир- Жоши ханниң бәшинчи оғли Шайбани ханниң әвлади. Шайбани ханниң улуси Бату ханниң дәвридә қурулған. Язма мәлуматларда Бату ханниң Шәрқий Европиға ясиған йәттә жиллиқ жүрүши вақтида Шайбаниму униң билән биллә болған. Жүрүштики яхши хизмити үчүн Шайбани ханға Бату хан найман, буйруқ, қарлуқ қәбилилирини бәрди. Улар Урал теғиниң қаптилидики Тобыл, Ирғиз, Яиқ арилиғидики йәрләрдә көчүп қонуп, қишта болса Арал деңизи әтрапида, Чу, Сарису дәриялириниң бойида, Сирдәрияниң төвәнки еқимида қишлиған. Бу көрситилгән йәрләрдә Шайбани улуси яшиған.


Бу улусниң һөкүмранлиғи Абулхайир қолиға өткәндин кейин ханлиқниң сәясий әһвали күчәйди.
Абулхайир ханлиғи ғәриптә-Яиқ (Урал), шәрқидә–Балқаш, жәнубида – Арал деңизи билән Сирдәрияниң төвәнки еқими, шималида–Тобыл вә Иртиш дәриялириниң оттура еқимини егилигән.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   33   34   35   36   37   38   39   40   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет