|
|
бет | 20/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ralМаңғистав қазақлириниң қозғилиңи
10- Билет
Алтун Ординиң қурулуши.
«Һәрикәт», «тәшкилат», «партия» чүшәнчилири. Һәрикәтниң партиядин алаһидилиги. «Нур Отан» вә «ҚКХП» (Қазақстанниң Коммунистик Хәлиқчил партияси). Қурулған вақти, алдиға қойған мәхсити.
ХІІІ –ХV әә. йәр егиләш түрлириниң мәналирини жәдвалға толтириң.
Инжу
|
|
Вәхпилик йәрләр
|
|
Сойирғал, иқта
|
|
Деханларниң мүлүклик йәрлири
|
|
Жавави:
Алтун Ординиң қурулуши.
Алтун Орда – Жоши улусиниң орниға қурулған дәсләпки дөләтләрниң бири болди. Жоши ханниң балиси Бату ханниң дәвридә Орда Алтай теғидин Дунай дәриясигичә болған кәң-таша йәрни елип ятқан чоң дөләт болди. Мәркизи Волга бойидики Сарай Бату болған болса кейинәрәк Сарай Берке болди. Дәсләп Алтун Орда дегән чүшәнчә болған. Рус мәнбәлиридә бу дөләтниң нами пәқәт ХVI әсирниң айиғида пәйда болди. Чингизхан вә униң әвлади һәққидә йезилған « Чиңғизнамә» намлиқ тарихий әсәридә сақланған. Бу әмгәктә мундақ бир ривайәт бар. Чингиз хан Жошиниң оғуллири Бату, Шайбан, Еженләргә алтун босоғилиқ «Ақ орда», күмүч босоғилиқ «Көк Орда», полат босоғилиқ «Боз Орда» тиккүзгән. Алтун босуғилиқ ордиға Батуни киргүзүп, Жошиниң орнинға хан сайлиса керәк. «Алтун Орда» дегән аталғу мошуниңдин келип чиққан болуши мүмкин. Шундақ қилип Батуниң башқуруши билән Алтун Орда қурулған.
Язма мәнбәләрдә башқиму мәлуматлар бар. Бир мәнбәләрдә Жоши улусиниң тәркивидики йәрләр «Алтун Орда» дәп аталса, иккинчи бир мәнбәләрдә Бату хан билән униң мирасхори Беркениң тәркивидики Волга бойи билән Кавказниң оң қанитини «Алтун Орда» дәп аталған. Умумән «Алтун Орда» дәп аталғини билән, у өз ичидин ушақ егиликләргә бөлүнгән вә бир-бири билән мунасивити начар болған.
Бату хан-Алтун Ординиң асасини салғучи хан. 1227-1255-жж арилиғида Алтун ордини башқурған.
Мусулман мәнбәлиридә Бату хан адил адәм болғанлиғи ейтилиду. У мусулман әллиридә мечит вә шәһәрләрни салдуруп, уларға ғәмхорлуқ қилған. Һә әнди рус мәнбәлиридә униң Алтун Ординиң ихтисадий риважлинишиға шундақла шәһәрләрниң риважлинишиға көңүл бөлгәнлиги һәққидә ейтиду.
«Һәрикәт», «тәшкилат», «партия» чүшәнчилири. Һәрикәтниң партиядин алаһидилиги. «Нур Отан» вә «ҚКХП» (Қазақстанниң Коммунистик Хәлиқчил партияси). Қурулған вақти, алдиға қойған мәхсити.
Һәрикәт, бирләшмә – пухраларниң сәясий, ижтимаий, ихтисадий, мәдәний саһаларға бағлиқ көз қарашлирини билдүридиған, мәнпийәтлирини қоғдайдиған тәшкилатлар. Улар жәмийәттики бәлгүлүк-бир проблемини йешиш үчүн қурулуп, шу проблема йешимини тапқан әһвалда өз паалийитини тохтитиши мүмкин. Һә, тәшкилат қайси әһвалда өзгә мәсилини көтириш үчүн ишини давамлаштуруп яки партия болуп қайта қурулиду. Партия –сәясий тәшкилат, униң мәхсити бийликкә қол йәткүзүш. Партия жәмийәт вә дөләт арисида бағлаштурғучи хизмәт атқуриду. Сәвәви у, әң алди билән, өз паалийитидә хәлиқниң мәнпийитини ойлиши һажәт. Партиялик система жәмийәтни демократияләндүрүш вә ички сәясәт турақлиғини кәңәйтиш жәриянида муһим роль атқуриду.
Охшашлиқлири:Қандақ саһада қурулмисун әң алди билән хәлиқ мәнпийитини көзләйду, жәмийәттики бәлгүлүк-бир мәсилиләрни йешишкә йөнәлдүриду. Униң алдиға қойған мәхсәтлирини партияниң программилиридин байқашқа болиду. Жәмийәтлик һәрикәтләрму, сәясий партияләрму жәмийәттә һәр хил көз қарашларни, демократияләштүрүшни риважландурушқа өз үлүшини қошиду.
Әһмийити:Сәясий партияләр вә жәмийәтлик һәрикәтләрниң дунияға келиши хәлиқниң сәясий аң-сәвийисини, шундақла сәясий мәдәнийитини шәкилләндүрүшигә тәсир қилиду.
.
«ҚКХП-Қазақстан Коммунистлик партиясиниң парчилиниши нәтижисидә қурулди. ҚКХП-ға ҚКП-дин 15 миң адәм әзалиққа өтти. 2004-жили апрельда Қазақстан Жумһурийитиниң Әдлийә министрлигидә тиркәлди. Партияниң мәхсити –жәмийәттә хәлиқ бийлигини, чоңқур адәмгәрчилик, әркинлик вә илмий-техникилиқ йеңилаш асасидики ихтисадий гүллиниш вә ижтимаий адәләтлик. 2012-жилқи мәжилис сайлимида 7 мандатни егилиди. Характери –хәлиқ-коммунислик, коммунизм идеясиға адиллиқ тонутуп, адәләтлик жәмийәт қурушқа қаритилған.
«Нур-Отан» хәлиқ-демократиялик партияси қурулуп, униң тәркивигә «Қазақстанниң пухралиқ партияси» вә «Қазақстанниң аграрлиқ партияси» вә «Асар» партияси кирди. Мәхсити- Қазақстанниң риважлинишиға қолайлиқ әһвал ясаш болуп тепилиду. Шу йолда партия, жәмийәтлик институтлар вә дөләтлик органлар у үчини бириктүрүп, аләмлик ихтисадий боһранни болдурмаслиқ, боһрандин кейинму риважландурушни давамлаштурушни көзлиди. 2013-ж. октябрда «Нур-Отан» партиясиниң ХVсъези болуп өтти. Съезда- «Нур-Отан» партиясиниң сәясий доктриниси «Нурли келәчәк йолида» қобул қилинди. Характери- хәлиқ-демократиялик, хәлиқни өзини-өзи башқурушқа қатнаштуруп арқилиқ, жәмийәт билән дөләт арисидики пикирдашлиққа қол йәткүзүш.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|