Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


- Билет 1. Падишалиқ Россияниң йәр мәсилисидик мустәмликичилик сәясити



бет38/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   34   35   36   37   38   39   40   41   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

20- Билет
1. Падишалиқ Россияниң йәр мәсилисидик мустәмликичилик сәясити.
2. Қедимий тарихни дәвирләштики –археологиялик вә геологиялик селиштурма-тәһлил қилип, селиштуруң.
3. Оғуз дөлитиниң чегарилирини хәритидин бәлгүләң.

Жавави:
1. Падишалиқ Россияниң йәр мәсилисидик мустәмликичилик сәясити.
XVIII әсиринң 50-60-жиллири падишалиқ Россия һөкүмити Қазақстанни әркидин айриш үчүн һәр хил чариләрни пайдиланди. Яйиқ, Сибирь, Оренбург казак әскәрлириниң уюштурулуши, асасән Иртиш, Есил вә Яйиқ бойидики әсирләр бойи мал йейилип кәлгән йәрләргә қазақларниң көз ташлиши рус-қазақ мунасивәтлирини чигичләндүрди. Россия һөкүмран
топлириниң көзлигини мунбәт йәрләрдин қазақларни қисип чиқирип, казакларни орунлаштуруш болди.
Петербург һөкүмранлириниң қобул қилиниватқан һөжәтлиридә бу ениқ байқалди. 1756 жили сентябрь ейида қобул қилинған йешимидә Яик әтрапиға қазақларниң мал йейишиға дәсләпки қетим рәсмий түрдә чәк қоюлди. Һә1757 жили декабрь ейниң айиғида Кичик жүз хани Нуралиға тапшурулған һөжәтләр бойичә қазақларға Яиктин мал һайдап өтүшкә чәк қоюлди.
Шундақ қилип қазақ феодаллири әсирләр бойи мал йейип отлитип келиватқан яйлақлиридин айрилди. Мундақ әһвалда Кичик Жүздики нурали хан билән Батыр арисидики зиддийәтләр нәтижисидә рус һөкүмранлири Волга билән Каспий әтрапидики мунбәт йәрләрни оңайла тартип алди. Әң мунбәт йәрләр князь Юсупов билән граф Безбородкониң қолида қалди.
Шундиму 1757 - 1758 жиллири Оренбург өлкисини башқурған П.И.Рычков билән А.И.Тевкелев Яйиқ бойида қазақларниң мал йейишқа чәк қойған тәливиниң орунсиз екәнлигини чүшүнүп Яйиқниң оң қирғақлириға мал йейишқа рухсәт бәрди.
Далалиқвә қумлуқ йәрләргә қисип чиқирилған қазақларниң егилиги насарлап,әһвали еғирлашти. Әндиликтә Сибирь губерниялик башқармисиму Оттура жүз чарвилириниң суйи мол йәрлирини тартип елип, мал йейишқа тосалғулуқ қилип турди. Россия қорғанлиридин алди билән 10 чақирим кейинирәк 50 чақирим йеқинлашқа чәк қойған падиша һөкүмити һәр қандақ йоллар билән мустәмликчилик сәяситини күчәйтти .
Бу йәрләрдә казак-орусларниң санини көпәйтиш үчүн йәрсиз деахнларни, һәтта
Дондин казакларни, Башқурт йеридин чарвилани орунлаштурди. Пәқәт 1799 жилқи ноябрь ейида император I Павелниң ярлиғиға бағлиқ, Оттура жүз қазақлириға 45 000 аилини өз егиликлиригә – Иртишниң у йеқиға қайта орунлишиға рухсәт берилди.
Шуниң билән XVIII әсирниң оттурсидики Қазақстанниң сәясий-ихтисадий риважилинишида бир қатар өзгүрүшләр болди. Падиша һөкүмтиинң мустәмликичилик сәяситигә қаримай қазақ-рус мунасивәтлири, Қазақстанниң чәт әлләр билән мунасивити өз-ара риважиланди. Падиша һөкүмитинң қазақларниң өз йерини пайдлинишқа чәк қоюши , рус-казакларни орунлаштуруши қазақ даласини бесип елишниң башлиниши еди.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   34   35   36   37   38   39   40   41   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет