|
Ғәрбий Түрк вә Шәрқий Түрк хақанлиқлирини селиштуриң
|
бет | 40/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ralҒәрбий Түрк вә Шәрқий Түрк хақанлиқлирини селиштуриң.
Үйсүн қәбилилириниң орунлашқан территориясини хәритидин көрситиң.
Жавави:
1.Абылай ханниң Россия вә Хитай билән мунасивәтлири.
Географиялик тәрипидин икки жирик дөләт арисида турған Қазақ ханлиғиниң хани Абылайниң асасий мәхсити – дөләт әркинлигини сақлап қелиш еди. Дипломатиялик иш-чариләрниң чевири Абылай, хан болуп сайлинишқичиму, Тарбағатай тағлири, Алтай етәклири, Зайсан көлиниң шәрқигә йейилип ятқан қазақ йерини сақлап қелишқа чоң күч чиқарди. Жоңғария тарихий сәһнидин чүшүп қелип, униң йерини бесип алған Маньчжур-Цин һөкүмранлири Абылай билән келишип олтуруп йеңи чегара бәлгүлиди.1760-жили хитайлар Тарбағатай теғи әтрапида көчүп-қонуп жүргән қазақларни ғәрипкә қарап қисмақчи болди. Мошундақ әһвалда Абылай Цин билән мунасивәтлирини чигичләндүрмәй течлиқ йол билән йешишкә күч чиқарди. 1757-1760-жиллири қазақ елиниң мустәқиллигини, территориясниң биртуташлиғини тәминләш мәхситидә Абылай Пекинда Хитайниңму бийлигини қобул қилди. Бир йеқидин Абылай 1740 -1742- жиллири Россиягә қәсәм яд бериш билән қатар Хитайниң бийлигини қобул қилиши дипломатиялик йешим дәп қобул қилди. Абылай шуниң билән биргә Оттура Азия әллири билән мунасивитини яхши йөнүлүштә риважландурушниң тәрәпдари болди. XVIII әсирниң 70-жиллириниң бешида Абылай бир-қатар урушларда Ходжент әмиригә, Ташкәнт бегигә дәккә бәрди. Қазақлар жоңғарлар билән урушуп жүргәндә өзбәк бәглиригә өтүп кәткән Түркстан, Сайрам, Чимкәнт, Созақ вә башқа бир нәччә шәһәрләрни Абылай күч билән қайтуруп елип, қазақларға қаритип алди. 1771-жили Оттура жүзниң хани Әбилмәмбет дуниядин өтти. Қазақ ханлиғида униң орниға әнъәнә бойичә ханниң оғли Әбилфаизни әмәс Абылай ханни ақ кигизгә олтарғузуп хан қилип сайлайду. Абылай хан қазақ ханлиғини башқурушта бир нәччә өзгүрүшләрни киргүзди.
2. Ғәрбий Түрк вә Шәрқий Түрк хақанлиқлирини селиштуруң.
Түрк хақанлиғи 603-жили Шәрқий (Монғолия) вә Ғәрбий (Мәркизий Азия вә Қазақстан) болуп иккигә бөлүнди. Ғәрбий Түрк хақанлиғи 603-жили қедимий үйсүн дөлитиниң йеридә қурулди. Ғәрбий хақанлиқниң мәркизи Чу әтрапидики Суяб шәһири болди. Территорияси: шәриқтә Алтайдин башлап ғәриптә Каспий деңизиғичә болған арилиқни егиләп турди. Хақанлиқ жәнубий-шәриқидә Хитай билән жәнубий-ғәрибидә парис ели билән чегаридаш болуп, бепаян зиминиға һөкүмранлиқ қилди. Түрк хақанлиғи-йеримиздики һули селинған дәсләпки феодаллиқ дөләтниң бири. Шәрқий Түрк хақанлиғи ( 682 -683)-жили Хитайдин өзлириниң мустәқиллигини алди). Иккинчи Түрк хақанлиғи «түрк-қипчақ» дәп аталди. Дөләтниң мәркизи – Ханғай тағлири. Ғәрбий чегариси Алтай тағлири билән чегарлишиду. Бу икки дөләтниң алаһидилиги биринчиси асасән олтурушлуқ егилик жүргәзсә һә, иккинчиси болса көчмән вә йерим көчмән болди. Ғәрбий Түрк хақанлиғида Шәрқий Түрк хақанлиғиға қариғанда жәмийәттә ижтимаий-ихтисадий мунасивәтләр риважиланди. Мәсилән, Ғәрбий Түрк хақанлиғида дөләтниң әң жуқарқи һөкүмрани хақандин башлинип қәбилә башчилириғичә 28 дәрижилик лавазим егилири болған. Хақандин кейинки адәм улуқлар болди.Үчинчи дәрижилик бийлик хақан рувидин чиққан қәбилә даһиси –шад, униңдин кейинкилиригә -тегин, елтебер дегән лавазимлар берилгән.
Шәрқий Түрк хақанлиғиниң хәлқи «көк түрк», Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң хәлқи «он оқ будун» -«он оқ ели» дәп аталди. «Он оқ будун» елиниң оң қанити (5 нушиби) вә соң қанити(5 дулу) арисидики16 жилға созулған зиддийәтләр хақанлиқ һулини чайқиди. Буниңға 657-жили Йәттисуда Хитай экспансияси қошулди. Көк түркләр қурған иккинчи хақанлиқни 744-745- жиллири Орхон уйғурлири билән қарлуқлар ғулатти.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|