Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт



бет48/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   44   45   46   47   48   49   50   51   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

6. Ханлиқ башқуруш үч жүздин қурулди. Қазақ хәлқини башқуруш Улуқ ханниң қолида болди. Хан әлниң сиртқи сәяситини өз әрки билән жүргүзди. Бийләр йәшмигән талаш- тартиш билән улуқ султанлар арисидики мәсилиләр хан алдида қаралди. Һәр бир талаш-тартишқа қатнашсиму яки қатнашмисиму жавапкәрниң һесавиға кесилгән мал билән мүлүкниң он пайизи ханға тегишлик болди. Башқа әлләр аридики әлчилик жавапкәрчилиги, улус султаниниң башчилиғи билән ясалған жан-жаллар хан алдида йешилгән. Қара қазақ балисиниң әһвалини һәр хил талаш тартишларни төриләр йәшкән.
7. Қурултай Пүткүл қазақ хәлқиниң баш қошқан кеңиши, әл бешиға еғир күн чүшкәндә мурәккәп мәсилиләрни талқилаш үч жүзниң салаһәтлик адәмлири түгәл қатнишиду. Жарғиниң тәливи бойичә қурултайға адәмләрниң қурали лайиқ болуши керәк. Қурултайниң кеңишидә хошна әлләр билән уруш мәсилилири яки иттипақ қуруш в.б. бойичә келишимләрни бекитиш мәсилиси қаралған.


26-Билет

  1. Иптидаий адәмләрниң турмуш тирикчилиги.

  2. 1867-1868-жж. вә 1886-1891-жж. «Қаидә-ислаһатларниң» алаһидилигини тәһлил қилиң.

  3. Ишиктә гөртөписидин тепилған сақ шаһзадисиниң баш кийими вә Қарғалидин тепилған диадемида тәсвирләнгән ортақ бәлгүләрни вә айримчилиқларни ениқлаң.




Җаваплири:



  1. Иптидаий адәмләрниң турмуш тирикчилиги.

Қедимий адәмләр аддий әмгәк қураллирини пайдилинишни үгәнгәндин кейин, тәбийәткә беқиндилиғи азайди. Улар яшайдиған өй ясашни, тамақ пиширишни билмиди. Тәбиий һадисиләрдин вә явайи һайванлардин қечип, өңкүрләрни паналиди. Йәр бетидә, дәрәқләрдә, йәр астида өсүп турған һәр түрлүк йәл-йемишларни,өсүмлүкләрни тәрди. Йейишкә болидиған өсүмлүкләрниң йилтизлирини қезип елип, күндилик турмишида озуқ ретидә пайдиланди. Қушларниң тухумлирини өзуқ ретидә пайдиланди. Бундақ кәсип түри теримчилик дәп аталди. Бирлишип овлаш вә жиртқуч һайванларға қарши туруш үчүн адәмләр топлишип һаят кәчүрди. Қедимий адәмләрниң бундақ топларға бирикиши адәмләр топиниң - иптидаий адәмләр қовуминиң пәйда болушиға елип кәлди.
Иптидаий адәмләр қовуминиң әндики кәспи у овчилиқ болди. Улар асасән мамонтларни, бизонларни, маралларни вә явайи ат, өңкүр ейиқлирини овлиди. Һайванатларни үркитип, тағларниң яр тәрәплиригә қоғлаш уссули билән овлиди.
Әмгәк қураллирини, таш ишләш техникисини, буюмларниң ишләпчиқирилишини тәтқиқ қилған археологлар таш дәврини палеолит, мезолит, неолит дәп үч басқучқа бөлиду. Бу үч басқучниң һәрқайсиси өзидин илгәркисидин хелә мукәммәлләштүрүлгән әмгәк қураллири билән пәриқлиниду.
Иптидаий адәмләр әмгәк қуралини ясаш үчүн қолға тутушқа әплик ташларни таллавалди.Уларни йерип, парчилап,, учлуқ, өткүрлирини пайдиланди. Бундақ ташлар билән таяқни учлиди, өлтүргән һайванларни божилиди, терисини шүлди. Бундақ қурални монофас дәп атайду. Ташни икки тәрипидин сундуруп, бис чиқарса , бундақ қурални бифас дәп атайду.Ашель дәвридә таш қураллар мукәммәлләштүрүлүп, қол чапқу билән ярғу пәйда болди. Пәйдин-пәй таш қуралларниң түри көпәйди. Шуларниң қатарида әң көп учришидиғини учлуқ ташлар билән қирғучлар.Йәр йүзиниң кәскин совушидин, адәмләрниң озуқ тепиши тәс болди. Соғдин қоғдиниш үчүн иссиқ кийим тикип, башпана издиди. Йоған һайванларниң устиханлиридин, яғач чәңзиләрдин башпана селип, үстини терә билән япти. Жип орниға һайванларниң сиңирлирини пайдиланди. Жиңнини учлуқ устиханлардин ясиди. Адәмләр һаят кәчүрүш үчүн тәбиәтниң еғирчилиқлириға қарши турушни билди. Адәмләр мустье дәвридә от йеқишни үгәнгәндин кейин, тәсадипи тепилған отқа беқинда болуштин қутулди. Адәмләр соғда өңкүрләрни паналиди, от қалап, явайи һайванлардин қоғданди.



  1. Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   44   45   46   47   48   49   50   51   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет