Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Ишиктә гөртөписидин тепилған сақ шаһзадисиниң баш кийими вә Қарғалидин тепилған диадемида тәсвирләнгән ортақ бәлгүләрни вә айримчилиқларни ениқлаң



бет50/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   46   47   48   49   50   51   52   53   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

Ишиктә гөртөписидин тепилған сақ шаһзадисиниң баш кийими вә Қарғалидин тепилған диадемида тәсвирләнгән ортақ бәлгүләрни вә айримчилиқларни ениқлаң.

Икки ядикарлиқниң асасий ортақ бәлгүлири:


Иккилиси Йәттису йеридин тепилған.
Сақлар вә үйсүнләрниң чүшүниши бойичә, өлгән адәм қайтидин тирилиду дәп ишәнгән. Шуниң үчүн адәмни дәпин қилғанда униңға у дунияда керәк болиду дегән, һаят вақтида пайдиланған нәрсилирини биллә қошуп дәпин қилған.
Иккилисидә «Һайван стили» мәдәнийити яхши риважланған. Шуни ейтип кетиш керәкки,сақлар вә үйсүнләрниң баш кийимлиридә һайванатлар тәсвирләнгән. Атап ейтқанда иккилисидә қанатлиқ йолваслар, қанатлиқ тулпарлар, қушлар тәсвирләнгән. Уларда қанатлиқ тулпарлар күнниң бәлгүси ретидә селинған.
Иккилисиниң асасий мавзуси – аләм тәсвири, аләм тоғрисида чүшиниги, диний ишәнч-етиқатлири вә өмүргә дегән көзқарашлири тәсвирләнгән.
Һәр иккилисидә нәқишләр үч бөлүмдин туриду.
Айримчилиқлири:
Ишиктә гөртөписидин тепилған алтун кийимлик адәм б.з.б. V – ІVәсирләрдә, әнди Қарғалидин тепилған үйсүн диадемисини б.з.б. ІІ – І әсирләрдә өмүр сүргән қәбилиләрниң қалдурғини ениқланған. Алтун адәмниң кийим үлгиси, йәрләш рәсмийәтлири, Йәттису йерини маканлиған сақларниң атақлиқ дөләт башчиси яки яш даһи, әскәр беши екәнлиги ярқин көрситиду.


27-Билет

  1. Адәмниң пәйда болуши.

  2. Падишалиқ Россия вә Кеңәш һакимийитиниң Қазақстандики мустәмликичилик сәяситиниң зәрдаплирини селиштуруң.

  3. Ишиктә гөртөписидин тепилған алтун адәм билән Шиликти гөртөписидин тепилған алтун адәмниң умумий бәлгүлири вә алаһидиликлири.


Жавави:
1.Адәмниң пәйда болуши.
Адәмниң пәйда болуп, шәкиллиниш жәрияни қедимий дунияниң барлиқ жайлирида бир хил жүрди. Адәм балиси йәр бетидики башқа жаниварлар охшаш узақ эволюциялик риважлиниш нәтижисидә шәкилләнди. Қедимий дуния дәп адәмләрниң шәкилләнгән Йәр шари қисимлирини атайду. Адәмниң пәйда болиши вә шәкиллиниши аләмниң, өсүмлүкниң пәйда болуши, тарихий риважлиниши охшаш аддийдин мурәккәпкә қарап жүргән. Адәмниң түр гәвдиси,үз-қияпити, аң-сәвийәси пәйдин-пәй сүпәтлик өзгүрүшләргә учириди. Палеолитниң бешида адәмләр дүмчийип, иңишип маңса, дәвирниң ахириға қәдәр тик маңди. Улар әмгәк қураллири арқилиқ өзлириниң күч-кувитини, чапсанлиғни ашуралиди. Қазғуч таяқ, үчкүр таш, чапқу-уларниң дәсләпки әмгәк қураллири еди. Униң ярдими билән тамақ тепип йеди. Дәсләпки әмгәк қураллири асасән таштин ясалди, улар интайин аддий болди. Алимлар дәсләпки адәмни «әплик адәм» дәп атиди. «Әплик адәм» Африкадики Кения йеридики Олдувай чатқилида тепилған. У буниңдин 1 млн 750 миң жил бурун һаят кәчүргән. Дәсләпки адәмләрниң бири питекантроп дәп аталди. Питекантропниң сүйиги дәсләп Ява аралидин 1891-жили тепилди. У тәхминән буниңдин 1 млн жил бурун һаят кәчүргән. Инсанийәт тәрәққиятида буниңдин кейинки дәвирдә синантроп турди. Шималий Хитайда тепилишиға бағлиқ униңға «хитай адими» дегән ат берилгән. Синантроплар буниңдин 500-200 мың жил бурун һаят кәчүргән. Питекантроп билән синантропни «тик жүридиған адәм» дәп атайду. Кона адәмниң йәнә бир түри неандерталь дәп аталди. У Германия йеридин тепилди. Ониң бойи егиз әмәс, дүмчәгирәк, маңлийи домбақ вә кәң, қапақ сүйиги қопал кәлди. Неандерталь балисиниң сүйиги Өзбәкстанниң Тешикташ дегән үңкиридин тепилған. Неандерталлиқлар йәр бетидә буниңдин бурун 100-35 миң жил бурун һаят кәчүргән. Улар таштин, сүйәктин, яғачтин қурал ясашни билгән. Отни пайдилинишни билгән.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   46   47   48   49   50   51   52   53   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет