2. Падишалиқ Россия вә Кеңәш һакимийитиниң Қазақстандики мустәмликичилик сәяситиниң зәрдаплири.
Падишалиқ Россия ХVІІІ-ХХ әсирләрдә Қазақстанда классикилиқ үлгидики мустәмликичилик сәяситини жүргәзди. Падиша һөкүмитиниң мустәмликичиликтә қолланған усуллири-һәрбий, ихтисадий, сәясий, демографиялик, мәдәний яки роһаний. Мошуниңға бағлиқ, мустәмликичилик сәяситиниң зәрдаплири барлиқ саһаларға өз тәсирини көрсәтти:
Охшашлиқлири:1. Ихтисадий зәрдаплири: Қазақстан падишалиқ Россия үчүн узақ вақит хам әшия, товар өткизидиған базар, әрзән ишчи қоли, елим-селиқ елип олтиридиған территория болди, қазақ йериниң йәр асти вә үсти байлиқлири Россиягә тошулуп, мүнбәт йәр, дәрия-көлни пайдилиниш һоқуқиниму өзлиригә қалдурди. Кеңәш дәвридиму мустәмликичилик сәясәт давамлашти. Голощекинниң индустрияләндүрүш жиллиридин башлиниш алған Қазақстанни «мәркәзни хам әшия билән тәминләйдиған йәр» ретидә шәкилләндүрүши Қазақстанда «чоң әмәс, йеза егилиги билән бағлинишлиқ ушақ санаәт орунлирини селиш» йөнүлүши 50-80-жиллири давамини тепип, санаәтниң «Б» топиға (ишләпчиқириш) қариғанда «А» топи(ишләпчиқириш) риважланди.
2. Демографиялик зәрдаплири: Падиша һөкүмити дәвридә мустәмликичилик ишиға һәрбийләр, казаклар, рус помещиклири вә чарвилири, рус жәмийитиниң башқиму тәбәқилири паал һәрикәтләнди. Мустәмликичилик мәмурийәт умумйүзлүк көчүрүшкә, асасән ички губернияләрдики йәрсиз деханларни көчүрүшкә көңүл бөлди. Улар йәрлик бийликниң тиригигә айланди. Падиша һөкүмити славянлик элементларни көпәйтип олтирип, йәрлик хәлиқни ассимиляцияға учритишни көзлиди. Уларға Қазақстанниң мунбәт йәрлири таритилип берилип, селиқ в.б. ижтимаий саһада йеникчиликләр берилди. Қазақ өз йеридә олтирип тарлиқ көрди. Униң тил, ижтимаий, роһаний саһадики зәрдаплирини мошу кәмгичә көрүп келиватимиз.
3. Роһаний зәрдаплири: Падиша һөкүмити рус әмәс хәлиқләрни, шуниң ичидә қазақларни руслаштуруш вә чоқундуруш сәяситини жүргүзди. Мечит, мәдрисә, мусулманлиқ мәктәп селишқа қисим көрситилип, алий оқуш орунлири болмиди. ХІХ әсирдин башлап алфавитни өзгәртиш йөнилишидә ишлар елип меңилди. Рус мәктәплири көпәйтилип мәдрисиләрдә рус тилини оқутуш киргүзүлди.
4.Сәясий мустәмликичилик сәяситиниң зәрдаплири: Падишалиқ Россия қазақ хәлқини дөләтчилигидин айриш мәхситидә 1822,1824-жили алди билән Оттура вә Кичик жүздә ханлиқ бийликни йоқатти, 1867-1868 вә1886-1891-жж. уставлар бойичә пүткүл қазақ йерини өз ичигә алған ислаһатлар (территориялик башқуруш, сот, селиқ) арқилиқ қазақ хәлқини сәясий мустәқиллигидин толуқ айрип, мустәмликичиликкә айландурди. Кеңәш һөкүмити қазақ йеридә бәлгүлүк-бир дәрижидә кеңәшлик асасида қурулғини билән, 1991-жилғичә Россигә беқинда, мустәмликичилик әһвали өзгәрмиди. Қазақ дөлитиниң өзини-өзи сәясий, ихтисадий, һәтта мәдәний тәрипидин башқуруш һоқуқи мәркәзгә беқинда болди.
Айримчилиқлири:
Йәр мәсилиси: Падиша һөкүмити қануний асаста дәсләпки қетим 1868-жилқи «Вақитлиқ қаидә» бойичә қазақ йерини Россия дөлитиниң хусусий мүлки дәп жакалиди, шундақ қилип қазақ хәлқини йәр егиләш һоқуқидин айриди.
Йәр мәсилиси: Дегән билән, кеңәшлик дәвирдә йәр мәсилисидә қазақ хәлқиниң мәнпийәтлирини көзләйдиған өзгүрүшләр жүргүзүлди.
Күчләп көчүрүшләр: Падишалиқ Россия дәвридә қазақ йери йәр авдурулидиған территория ретидә пайдилинилди лекин кеңәш һакимийити дәвридикидәк умумйүзлүк тәқипләшләр болмиди.
Достарыңызбен бөлісу: |