Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


-1868-жж. вә 1886-1891-жж. «Қаидә-ислаһатларниң» алаһидилигини тәһлил қилиң



бет49/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   45   46   47   48   49   50   51   52   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

1867-1868-жж. вә 1886-1891-жж. «Қаидә-ислаһатларниң» алаһидилигини тәһлил қилиң.

1867-1868-жж. реформилар «Қаидиләр» нам елип, икки жилға тәжрибә ретиндә киргүзилди, бирақ қанун ретидә тәстиқләнмиди, 80-90-жилларғичә қоллинилди. 1886-1891-жж. «Қаидиләр» 1867-68-жж. «Вақитлиқ қаидиләр» бир аз өзгиришләр билән қанунлуқ турғида бәкитилди . Шуниң үчүн, қаидиләр атилишида «вақитлиқ» сөзи елинди.
1. Территориаллиқ өзгиришләр: ІІ Александр падиша 1867-ж. 11-июнь «Йәттису, Сырдария вилайәтлирини башқуруш тоғрисида», 1868-ж. 21-октябрьда «Торғай, Урал, Ақмола, Шәмәй вилайәтлирини башқуруш тоғрисида «Вақитлиқ қаидиләр» лайиһәсини тәстиқлиди. «Вақитлиқ қаидиләр» бойичә Қазақстан йери үч генерал-губернаторлуққа бөлүнди. Улар – Ғәрбий Сибирь, Оренбург, Түркстан. Ғәрбий Сибирь генерал-губернаторлуғиға - Ақмола, Шәмәй, Оренбург генерал-губернаторлуғиға - Урал, Торғай, Түркстан генерал-губернаторлуғиға – Йәтису, Сирдәрия вилайәтлири кирди. 1870-ж. Маңғистав приставлиғи -Кавказ һәрбий округиниң башқуришиға, 1872-жилдин тартип илгәрки Бөкей ханлиғиниң йери-Астрахан губерниясиға киргүзүлди.
1886-ж. 2-июльда «Түркстан өлкисини башқуруш тоғрилиқ Қаидә» бәкитилди. Униң бойичә үч генерал-губернаторлуқ қалди, бирақ Түркстан генерал -губернаторлуғидин Йәттису вилайити чиқирилип, Ғәрбий Сибирь генерал губернаторлуғиға берилди. Түркстанға Ферғана, Сәмәрқәнт вилайәтлири киргүзүлүп, әнди үч вилайәттин турди. 1891-ж. 25-мартта «Ақмола, Шәмәй, Йәттису, Урал, Торғай вилайәтлирини башқуруш тоғрисида Қаидә» бәкитилди. У бойичә 1891-ж. Оренбург вә Ғәрбий Сибирь генерал губернаторлуғи бириктүрүлип, Дала генерал губернаторлуғи дәп аталди. 1891-1897-жж. арилиғида униң тәркивидә 5 вилайәт болди, әнди 1897-ж. Дала генерал губернаторлуғидин Йәттису вилайити чиқирилип, қайтидин Түркстан генерал губернаторлуғиға берилди. Нәтижисидә, 1897-ж. икки генерал губернаторлуқ төрт вилайәттин туридиған болди.
1890-жилқи «Закаспий вилайәтлирини башқуруш тоғрисида Вақитлиқ қаидиләр» бойичә Закаспий вилайити 5 уездин турди: Мерв, Теджент, Ашхабад, Маңғыстау,Красноводск .
Басқуруш системисидики өзгиришләр: 1867-1868-жж. башқуруш системиси өзгиришсиз қалди. (генерал губернаторлуқ – генерал-губернатор, вилайәт – һәрбий-губернатор, уезд- уезд башлиқлири, болус-болус башқурғучилири, аул- аул старшинилири башқурди).
1886-1891-жж. Қаидиләр бойичә генерал губернаторлуқларни башқуридиған генерал-губернаторларниң бийлиги күчәйтилип, йәккә бийлигүчигә айланди вә чәксиз бийлик берилди. Вилайәт мәркәзлиридә – полициялик башқармилар, уездлиқ шәһәрләрдә –полициялиқ пристав охшаш тәртип назарәт қилғучи мәһкимиләр қурулди. Мустәмликичиликниң күчәйгини шунчелик болдики, сайланған болус вә аул старшинилирини бәкитиш яки бәкитмәш һәрбий губернаторниң қолида болди.
3. Сот системисидики өзгиришләр: сот ишлирида кона шәриәтлик, феодаллиқ урпи-адәтләрниң күндилик һаятқа тәсиригә чәк қоюлди. Хәлиқ әнъәнилири вә ислам қаидилиригә тайинип хәлиқ соти қаттиқ түрдә башқуруш орунлириниң назаритидә болди. Униң ичидә, христиан диниға қарши һәрикәт, йеңи башқуруш системисиға наразилиқ билдүрүш, елим-селиқ төләштин вә дөләт үчүн һәр хил вәзипиләр атқуруштин баш тартиш, қилмишлири бийләр сотиниң назарити астидин елинип, йәрлик мустәмликичилик башқуруш салаһийәтлигигә берилди. 1867-1868-жж. Устав бойичә Болуслуқ сотниң үч қисими болған еди: бийләрниң пәвқуладә съези, бийләрниң болуслуқ соти, бийниң йәккә соти. Бийләрниң пәвқуладә съези пәқәт һәрбий губернаторниң рухсити билән чақирилди, һәрбий сот жәрияни уезд башлиғи яки вилайәтлик башқарма һоқуқиға егә болған чиновник қатнашқан һаләттила қанунлиқ болатти. Бийләр 3 жилға сайланди, оларниң хизмити уезд башлиқлири тәрипидин назарәт қилинип олтарди.
4. Селиқ системисидики өзгүрүшләр:1867-1868-жж. реформилар бойичә қазақ хәлқи жилиға бир рәт «түтүн селиғини» төләтти. Униң мөлчәри: Оренбург, Ғәрбий Сибирь генерал-губернаторлуғида қазақлар 3 сомдин, Түркстан генерал-губернаторлуғида қазақлар 2 сом 75 тийиндин төләп кәлди. Чиңгиз әвлади селиқтин бошитилди. Һә, 1886-1891-жж. Устав бойичә, түтүн селиғиға земствалиқ елим-селиқлар қошулди. Уларниң һәжими жилдин-жилға өсүп турди. Земстволиқ селиқ йәрлик мәмурийәтни тутушқа, көрүк, йол жөндәш вә тәйярлашқа ишлитилди. Һәр бир қазақ аилиси: түтүн селиғи- 4 сом, земство селиғи -1 сом 25 тийин, жәмийәтлик селиқлар(шәхсий селиқлар) -1 сом 25 тийин, мәктәпләргә-50 тийин, барлиғи -7 сомни тәшкил қилди. Олтиришлиқ территориялиридә йәр селиғи бәлгүлинип, йәр пәрвиш қилиш селиғи ахча түридә күздә төлиши керәк болди.
1868 (210-бап) вә 1886 (270-бап)- жилқи қаидиниң қазақларға әң еғири йәр мәсилиси болди. Униңда қазақ йери Рус империясиниң дөләт тәркивидики йәр дәп деп елан қилинди.



  1. Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   45   46   47   48   49   50   51   52   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет