Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Чағатай улусиниң территориялирини хәритидин көрситиң



бет44/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   40   41   42   43   44   45   46   47   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral
7. Алиманов Ж.Ж., Райханова А.Ж. С. 69-78., талдау бжб ТЖБ, 556304.pptx, Web ИРБИС
3.Чағатай улусиниң территориялирини хәритидин көрситиң.
Чағатай – Чиңғизханниң иккинчи балиси, униңға Жәнубий вә Жәнубий-Шәрқий Қазақстан (Йәттису территорияси) вә Оттура Азия, Шәрқий Түркстан йәрлири берилгән. Улусниң мәркизи – Алмилиқ шәһири. Чағатайниң язлиқ пәйтахти Или дәрияси бойидики Қуяш дегән йәрдә болған.


24- билет
1.Һунлар мәмликитиниң қурулуми.
2.Планлиқ ихтисат вә базар ихтисади арисидики алаһидиликләр.
3.ХІХ әсирдики падиша һөкүмитиниң мустәмликичилик сәяситигә қарши болған миллий азатлиқ һәрикәтләр болған территорияләрни хәритидин бәлгүләң.

Жавави:
1.Һунларниң дөләтлик түзүми.
Һунлар бирләшмисигә келип чиқиши жәһәттин һәр хил қәбилиләр вә этникилиқ сәясий бирләшмиләр киргән. Һунларниң дөлити һәрбий принцип бойичә қурулуп : сол қанат, мәркизий қанат вә оң қанатқа бөлүнгән. Дөләтниң шаньюдин кейинки асаслиқ шәхслири «түмәнбеши» дәп атилидиған бәгзадиләр болған. Улар шаньюниң оғиллири,инилири, йеқин туққанллири еди. Улар 24 уруққа бөлүнгән, уларни мошу бәгзадиләр башқурған. Уларниң һәр қайсисида 10 миңдин атлиқ ләшкәрлири болған. Түмәнбеши миң бешини, йүзбешини вә онбешини тайинлатти. Әр кишиләрниң һәммиси мәлум бир һәрбий мәшиқләрни өткүзүп, қурал-ярақ, оқ я , қилич, нәйзә елип жүрүшкә тегишик болған. Һунларда лавазимлар билән алий әмәл әвлаттин-әвлатқа қалдурулған. Башқуруш аппаратини мәбләғ билән тәминләш үчүн хәлиққә селиқ селинди. Һунларниң өзлиригә хас һоқуқ қоғдаш системиси болған. Еғир жинайәт билән вапасизлиқ қилғанларға өлүм жазаси кесилгән.Ушшақ жинайәт қилғанларниң үзини тилған в.б жазалар қоллинилған. Империяниң башқуруш топи уруқ – қәбилә ақсүйәклиридин қурулған еди. Барлиқ бәгзадиләр «Асманға, Йәргә, ата-бовилириниң әрвалириға вә асмандики тәңригә беғишлап қурванлиқ өткүзүш үчүн» жилиға үч қетим шаньюйниң алдиға ақсақаллар кеңишигә жиғилған. Жиғилғанларниң барлиғи шаньюйниң туққанлири еди. Улар дөләтлик ишларни талқилиди.
2.Планлиқ ихтисат вә базар ихтисади арисидики алаһидиликләр.
Планлиқ ихтисат:
1. Мүлүк түри: дөләтлик (жәмийәтлик) мүлүк.
2.Риқабәтчиликниң болмиши, әркин риқабәт орниға карханилар арисида социалистик мусабиқиләрниң орун елиши.
3.Шәхсий кәсипчиликкә йол бәрмәслиги.
4.Ихтисатни мәмликәтлик планлаш, планлашниң бәшжиллиқлар түридә болуши.
5. Ихтисатниң барлиқ саһалириниң дөләт қолида болуши, дөләт тәрипидин маддий қоллаш, чәт әллик инвестицияләрниң тартилмаслиғи яки ишләнмәслиги в.б.
6. Баһаниң дөләт тәрипидин бәлгүлиниши.
Базар ихтисади:
1.Мүлүк түри: көп түрлүк мүликчилик.
2. Әркин риқабәт.
3.Шәхсий кәсипчиликниң риважлинишини қоллаш.
4. Базар ихтисадиниң болуши.
5. Ихтисатни бир мәркәздин планлимаслиғи.
6. Әркин баһа.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   40   41   42   43   44   45   46   47   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет