1979-жилқи «Целиноград вақиәси» вә 1986-жилқи «Декабрь вақиәси сәвәплири билән нәтижилирини селиштуруң.
Алаһидиликлири: 1979-жили 16-19 июньдики Целиноград вақиәси –Қазақстанда (Қарағанда, Көкшетау, Павлодар вилайәтлири) немис автономиясини қурушқа қарши һәрикәт.
1986-жилқи 16-18 декабрь көтүрүлүши –Кеңәш Иттипақида тоталитарлиқ системиниң ғулушиға елип кәлгән, шундақла Қазақстан хәлқиниң дөләтлик мусәтқиллиги мәсилисини көтәргән һәрикәт. Целиноградтики вақиәгә 16-июньда бир нәччә йүз адәм қатнашса , 19 -июньда бир нәччә миңдин ошуқ дәп ейтишқа болиду. Декабрь вақиәлиригә 17-декабрь күнлири кәчтә жиғилғанларниң сани 20-30 миңға йәтти. Мәхсити тәрипидин, Целиноградтики һәрикәткә қатнашқучилар-«Қазақстан биртиташ!», «Немис автономиясиға йол йоқ!» деген шиарлар көтириш арқилиқ, қазақ йериниң бирлигини, туташлиғини сақлашқа интилғанлиғини көрситиду. 1986-жилқи декабрь вақиәләргә чиққанларниң- «Миллий сәясәтниң ленинлиқ принциплирини тутунишиңларни тәләп қилимиз!», «Һеч қандақ милләткә артуқчилиқ берилмисун!», «Һәр жумһурийәткә – өзиниң йетәкчиси!» в.б. ундақ мәнадики шиарлар тоталитарлиқ система әһвалида өз пикирини очуқ ейтип, хәлиқ сәясий әркинликкә вә дөләтлик мустәқилликкә интилишини көрсәтти. Целиноград вақиәси Целиноград шәһири билән вилайәтниң башқиму жайлирини өз ичигә алди. Алмута (8,5 миң адәм қолға елинип, 2401-вақитлиқ қамилип, қалғанлири шәһәр сиртиға ташланди, 1,7 миңдин ошуқ адәм жараһәтләнди, сот һөкүми билән 99 адәм һәр хил қәрәлгә, икки адәм өлүм жазасиға кесилди) шәһиридин башқа, Жезқазған, Қарағанда, Павлодар, Көкшетав, Арқалиқ, Жамбул, Чимкәнт, Талдиқорған шәһәрлиридә, Чималған, Сариөзәктә көтирилишләр болди. Уларға 2,5 миңдин ошуқ адәм қатнишип, 281-и қамилип, 20-дин ошуғи һәр хил қәрәлгә сотланди.
Целиноградтики вақиә 1986-жилқи декабрь вақиәсигә вәзийәт шәкилләндүрди.
3.ХІІІ –ХV әә. селиқ түрлири бойичә жәдвални толтуруң.
Тағар
|
Әскәрләрни озуқ-түлүк билән тәминләш үчүн жиғилидиған селиқ түри
|
Һошур
|
Малчилардин жиғилидиған асасий селиқ.
|
Қалан
|
Йәргә селинидиған селиқ
|
|
Достарыңызбен бөлісу: |