Монография центр уйгуровед 13112019. indd



Pdf көрінісі
бет45/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   41   42   43   44   45   46   47   48   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

133
 
«УЙҒУРИСТАН» ҒАЙИСИНИҢ ҚУРБАНИ 
AБДУРӘҺИМ ӘЙСА ВӘ УНИҢ СИРЛИҚ ӨЛҮМИ 
ҚАЛДУРУП КӘТКӘН СОАЛЛАР
Әсәт Сулайман
(Вашингтон ш., АҚШ)
ХХ әсир уйғур тарихидики сирлиқ паҗиә
Абдурəһим Әйсаниң сирлиқ өлүми ХХ əсир уйғур тарихида, бо
-
лупму хитай коммунистлири Шəрқий Түркистанни идарə қилишқа 
башлиған дəслəпки 10 йилда йүз бəргəн əң паҗиəлик сиясий делолар
-
ниң бири һесаблиниду.
Абдурəһим Әйсаниң өлүми 1949-йилидин 1958-йилиғичə болған 
җəрянда уйғур сиясий сəрхиллириниң Хитай компартийəсиниң йоқи
-
ри қатлимидикилəр билəн елип барған көп қетимлиқ сиясий күрəшли
-
ри билəн чəмбəрчас бағланған. Униң 1958-йили 1-айниң 17-күни кечи
-
дə Үрүмчидики «Тəңритағ» меһманханисиниң 214-номурлуқ ятиқида 
сирлиқ рəвиштə өлтүрүлүши вə əтиси чүштин кейин Уйғур Аптоном 
районлуқ партком тəрипидин «əшəддий йəрлик миллəтчи Абдурəһим 
Әйса җинайəтлири паш болғандин кейин җазалиништин қорқуп өзи
-
ни өлтүривалған» дəп елан қилиниши əйни вақитниң өзидила көпли
-
гəн кишилəрдə гуман пəйда қилған иди. 
1940-йиллардики миллий азадлиқ инқилабиниң долқунлирида 
нурғун иссиқ-соғуқларни бешидин өткүзгəн Абдурəһим Әйсаниң 
мустəқиллиқ ғайиси 1949-йилиниң ахири хитай коммунистлириниң 
Шəрқий Түркистанни өз һакимийити астиға елиши билəн бəрбат бо
-
лиду. Буниң билəн Абдурəһим Әйса башқа сəпдашлириға охшашла 
кəлгүсидə Хитай компартийəсиниң рəһбəрликидики Хитай Хəлқ 
Жумһурийитиниң тəркибидə чоқум Уйғуристан иттипақдаш җумһу
-
рийити қурулиду дегəн ғайидин үмид күтиду.
У 1949-йилидин таки 1958-йилиниң бешида һаятидин айрилғичə 
болған 9 йил җəрянида илгири кейин болуп, Шинҗаң Өлкилик хəлқ 
һөкүмитиниң һəйəт əзаси, əмгəк назаритиниң назири, Хитай мəм
-
ликəтлик хəлқ қурултийи Миллəтлəр ишлири комитетиниң муавин 
мудири, Или вилайитиниң валийси, Или қазақ аптоном областиниң 
муавин башлиқи қатарлиқ лавазимларда болиду. Бу җəрянда у изчил 
түрдə Хитай Хəлқ Жумһурийитиниң тəркибидə Уйғуристан итти
-




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   41   42   43   44   45   46   47   48   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет