Монография центр уйгуровед 13112019. indd



Pdf көрінісі
бет46/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   42   43   44   45   46   47   48   49   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

134
пақдаш җумһурийити қуруш үчүн күрəш қилиду вə бу йолда əң ахи
-
рида қурбанлиқ қилиниду.
Абдурәһим Әйса Ғулҗидики «51 чиләр» мәҗлисидә
1950-вə 1951-йиллири Абдурəһим Әйса Шинҗаң Өлкилик хəлқ һөкү
-
митиниң əзаси, қошумчə өлкилик əмгəк назаритиниң назири қатарлиқ 
вəзипилəр билəн Үрүмчидə турған болсиму, əмма көпинчə вақитларда 
Ғулҗиға берип келип туриду. Болупму Хитай коммунист һакимийити
-
ниң күнлүки астида уйғурларға зади қайси дəриҗидики аптономийə 
елиш мəсилиси униң каллисидин задила нери кəтмəйду. Мустəқиллиқ 
чүши бəрбат болғандин кейин у Или инқилабиға қатнашқан көплигəн 
сəпдашлири билəн бирликтə һеч болмиғанда Хитай Хəлқ Жумһурий
-
итиниң тəркибидə Уйғуристан иттипақдаш җумһурийити қурулуши 
керəк. Уйғурларму худди Советлəр Иттипақиниң Оттура Асия райони
-
дики миллий җумһурийəтлиригə охшаш Хитай күнлүки астида итти
-
пақдаш җумһурийəтлик һоқуққа еришиши керəк дегəн қарашта иди.
1951-йили Хитай компартийəси уйғур сиясий сəрхиллириниң аптоно
-
мийə һəққидики қарашлирини билип беқиш вə уларниң томурини тутуп 
көрүш үчүн ғəрбий-шимал бюроси миллəтлəр ишлири комитети нами
-
дин бир парчə алақə əвəтип, Уйғур дияридики йəрлик кадирларниң мил
-
лий територийəлик аптономийə қуруш мəсилисидики пикрини алмақчи 
болиду. Илидики кадирлар ғəрбий-шимал бюросиниң бу алақə хетини 
тапшуруп алғандин кейин 1951-йили 3-айниң 4-күни Ғулҗа шəһиридə 
баш қошуп, бу алақə хетигə җаваб қайтурмақчи болиду. Бу мəҗлискə 
Илидики башқарма вə вилайəт дəриҗилик һəр саһə кадирлиридин болуп, 
җəмий 51 киши қатнишиду. Сəйпидин Әзизи «Өмүр дастани» намлиқ əс
-
лимисиниң техи елан қилинмиған 3-томида ғəрбий-шимал бюроси əвəт
-
кəн бу пикир елиш хетини өзиниңму тапшуруп алғанлиқини, əмма җаваб 
язмиғанлиқини, Ғулҗида мушу хəтни тапшуруп алған миллий кадирлар
-
дин 51 кишиниң баш қошуп, аптономийə мəсилисидики пикир-тəкли
-
плирини йезип чиққанлиқини вə уни Ғулҗиға берип, Үрүмчигə қайтқан 
Сəйпуллайофқа тапшурғанлиқини тилға алиду. Сəйпидин Әзизи əслими
-
сидə: «мəн бу хəтни көрүп наһайити қаттиқ нарази болдум. Сəйпуллай
-
офниму шу мəҗлискə қатнашқанлиқи үчүн тəнқид қилдим,» дəп язиду.
1
1
Сəйпидин Әзизи: «Өмүр дастани» (Тарихий əслимə, 3-том), Бейҗиң: 
Миллəтлəр нəшрияти нəширгə тəййарлиған, əмма нəшир қилинмиған əсəр, а 
нусха, 213-бəт; Б нусха, 107-бəт


135
Или инқилабиға қатнашқан, əмма кейинчə Хитай компартийə
-
синиң Илидики уйғур сиясий сəрхиллирини бастурушиға һəмкар
-
лашқан моңғол кадир Гаршабани «Тарихниң садаси» намлиқ əслими
-
сидə 1951-йили 3-айниң 4-күни Ғулҗида 51 миллий кадир қатнашқан 
сөһбəт йиғини ечилғанлиқи, мəзкур йиғинда Сəйпуллайофниң ри
-
ясəтчиликидə Хитай компартийəси Мəркизий Комитетиниң миллий 
територийəлик аптономийə сияситигə хилап келидиған Уйғуристан 
Жумһурийити қуруш хата тəшəббусиниң оттуриға қоюлғанлиқини 
алаһидə тəкитлəйду. У йəнə мəзкур йиғинда асаслиқи мундақ 4 түр
-
лүк тəшəббусниң оттуриға қоюлғанлиқини язиду: «(1) Шинҗаңда Уй
-
ғуристан Жумһурийити қуруш; (2) Хитай Хəлқ Жумһурийити дөлəт 
грибиниң асти тəрипидə Уйғуристан Жумһурийитиниң гриби болуш; 
(3) Шинҗаңға киргəн итай хəлқ азадлиқ армийəсини ичкиригə қайту
-
руп кетиш яки тарқитиветиш, Шинҗаңниң аманлиқ ишлиға Миллий 
Армийə мəсул болуш; (4) Хитай Хəлқ Жумһурийитиниң Бирлəшкəн 
Дөлəтлəр Тəшкилатида турушлуқ толуқ һоқуқлуқ вəкилиниң қешида 
Уйғуристан Жумһурийитиниң көзəткүчи вəкили болуш»
1
Бəзи мəнбəлəр Ғулҗидики «51 чилəр» мəҗлисигə Сəйдулла Сəй
-
пуллайоф, Қəййумбəг хоҗа, Ясин Худабəрди, Осман Зия қатарлиқ 51 
кишиниң қатнашқанлиқи илгири сүриду.
2
Ундақта, Ғулҗидики «51 
чилəр» мəҗлисигə Абдурəһим Әйсаму қатнашқанму? Абдурəһим Әй
-
саниң һазир Ташкəнттə яшаватқан əң кичик иниси Мəруп Әйса (Ги
-
сароф) билəн елип барған шəхсий сөһбитимиздə у акиси Абдурəһим 
Әйсаниң Ғулҗидики бу мəҗлискə қатнашқанлиқини вə мəҗлистə Уй
-
ғуристан Жумһурийити қуруш һəққидə кəскин пикир бəргүчилəрниң 
бири болғанлиқини баян қилиду.
3
Сəйпидин Әзизи, Гаршабани вə башқиларниң бу һəқтики əслими
-
лиридə Абдурəһим Әйсаниң Ғулҗидики «51 чилəр» мəҗлисидə бар-
1
Ваң Йоңчиң нəширгə тəййарлиған: «Тарихниң садаси: Гаршабаниниң əс
-
лимиси» (Lishi de Huisheng: Geerxia Huiyilu), Үрүмчи: Шинҗаң ишлəпчиқи
-
риш-қурулуш армийəси нəшрияти, 2012-йил хитайчə нəшри, 75-76-бəтлəр
2
«Әллик бирчилəр дегəн немə?», Үндидар» салониға 2014-йили 2-айниң 
27-күни йолланған мақалə (фейсбукта һəмбəһирлəнгəн мəнбə: https://www.
facebook.com/photo.php?fbid=571230882991464&set=pcb.571232332991319&
type=3&theater
3
Мəруп Әйса (Гисароф) билəн өткүзүлгəн телефон зиярити хатириси, 
2019-йили 4-айниң 24-күни вə 5-айниң 3- күни 


136
йоқлуқи тилға елинмиған. Әмма 1958-йили 5-айда Уйғур Аптоном 
районлуқ партком Зия Сəмəди, Ибраһим Турди вə Абдурəһим Әйса 
қатарлиқ кишилəрни «əшəддий йəрлик миллəтчилик» билəн əйиблəп 
чиқарған һөҗҗитидə Абдурəһим Әйса «мустəқиллиқ дəваси қилип, 
вəтəнниң бирликини бузмақчи болған», «хəнзуларниң ярдимисизму 
сотсияслизм қуралаймиз дегəн», «Уйғуристан Жумһурийити қурушни 
тəшəббус қилған» дəгəндəк җинайəтлəр билəн əйиблəнгəн.
1
«Шинҗаң 
гезити» ниң 1958-йили 4-айниң 30-күнидики санида бесилған баш 
мақалидə мундақ дейилгəн: «Абдурəһим Әйса мустəқил Уйғуристан 
Республикиси яки Шəрқий Түркистан Республикиси қурушни тəшəб
-
бус қилған» дейилгəн.
2
Гəрчə Абдурəһим Әйсаниң «51 чилəр» мəҗ
-
лисидə немилəр дегəнлики, қандақ тəшəббуста болғанлиқини техи
-
му тəпсилий дəлиллəйдиған һөҗҗəт вə материялларни тепиш мум
-
кинчилики болмиған болсиму, əмма хитай компартийəсиниң униңға 
дөңгигəн йоқириқи бир қатар «җинайəт» лиридин униң Ғулҗидики 
«51 чилəр» мəҗлисидə Уйғуристан Жумһурийити қурушниң актип 
тəшəббусчилиридин болғанлиқини тəхмин қилишқа болиду. 
Сəйпидин Әзизиниң əслимисигə қариғанда, Ваң Жен башчилиқи
-
дики Хитай компартийəси Шинҗаң шөбə бюроси Ғулҗидики «51 
чилəр» мəҗлиси вə бу мəҗлистə тəййарланған аптономийə һəққиди
-
ки тəклип пикирлəргə зəһəрхəндилик билəн һуҗум қилған. Ваң Жен 
Сəйпидин Әзизиниң бу һəқтики доклатини аңла-аңлимайла чапанни 
тəтүр кийип, Ғулҗидики бу мəҗлис қатнашчилирини бирдəк «тəтүр 
инқилабчилиқ» билəн əйиблигəн.
3
Гаршабаниниң əслимисигə қариғанда, Ғулҗидики «51 чилəр» 
мəҗлиси болуп бир айдин кейин, йəни 1951-йили 4-айниң 13-күни
-
дин 19-күнигичə Үрүмчи хəлқ мəйданидики ғəрбий бинада Ван Жен
-
ниң Шинҗаң шөбə бюросиниң кеңəйтилгəн йиғинини ачиду. Йиғинға 
назарəт дəриҗиликтин йоқири хитай кадирлар билəн башқарма 
1
«Оңчи, əшəддий йəрлик миллəтчи унсур Зия Сəмəди, Ибраһим Турди 
вə Абдурəһим Әйсаларниң партийəгə қарши əксийəтчи билоки үзүл-кесил 
тармар қилинди», «Алға» журнили, 1958-йиллиқ 5-сани
2
«Шинҗаң гезити», 1958-йили 4-айниң 30-күнидики саниға бесилған 
баш мақалə
3
Сəйпидин Әзизи: «Өмүр дастани» (Тарихий əслимə, 3-том), Бейҗиң: 
Миллəтлəр нəшрияти нəширгə тəййарлиған, əмма нəшир қилинмиған китаб, 
а нусха, 213-214-бəтлəр; Б нусха, 107-бəт


137
дəриҗиликтин йоқири миллий кадирлар болуп, җəмий 225 киши қат
-
нишиду. Бу йиғинда Ваң Жен зəһəрхəндилик билəн Сəйпуллайоф вə 
5-корпусниң қомандани Лескинниң исмини тилға елип туруп һуҗум 
қилиду. Ваң Жен йəнə Миллий Армийə кадирлириниң кийимидики 
ай-юлтузлуқ какар вə медалларни көрситип туруп: «сəнлəрниң һəр
-
бий кийимиңлардики ай-юлтузлуқ бəлгə-какарлар зади неминиң ипа
-
диси? Немишқа сəнлəрниң һəрбий кийимиңлардики ай-юлтузлуқ бəл
-
гилəр корийə соқушида əсиргə чүшкəн түркийə əскəрлириниң һəрбий 
кийимидики ай-юлтуз билəн охшайду?» дəп варқирайду.
1
Демəк, йоқириқи баянлардин көривелишқа болидуки, 1951-йили 
3-айниң 4-күни Ғулҗида өткузүлгəн «51 чилəр» мəҗлиси вə бу мəҗ
-
листə оттуриға чүшкəн Уйғуристан җумһурийити қуруш тоғрисидики 
тəклип-пикирлəр бир айдин кейинла Ваң Жен башчилқидики Хитай 
коммунистлири тəрипидин кəскин рəт қилиниду вə қаттиқ тəнқид 
қилиниду. Или инқилабиниң сəмəриси болған Шəрқий Түркистан 
Жумһурийитиниң һакимийəт мираслири билəн Миллий Армийəниң 
тизгини Хитай коммунистлириға өткүзүп бəргəн Сəйпидин Әзизиму 
бу мəсилидə ара туралмайду. Бу йиғинға қатнашқан асаслиқ уйғур ка
-
дирлар, җүмлидин Сəйпуллайоп, Абдурəһим Әйса қатарлиқ сəрхил
-
ларға чекит урулиду. Улар 1957-йилиниң ахири башланған «йəрлик 
миллəтчиликкə қарши һəрикəт» долқунида қаттиқ зəрбə бериш ниша
-
ниға айлиниду.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   42   43   44   45   46   47   48   49   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет