Монография центр уйгуровед 13112019. indd


Абдурәһим Әйса: «Или областида уйғурларниң орни зади



Pdf көрінісі
бет47/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   43   44   45   46   47   48   49   50   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

Абдурәһим Әйса: «Или областида уйғурларниң орни зади 
қандақ болиду?»
Абдурəһим Әйса 1950-йилиниң башлирида өлкə рəиси Бурһан 
Шəһидиниң қайта-қайта чақиртиш билəн Үрүмчигə берип, Шинҗаң 
Өлкилик хəлқ һөкүмитиниң əзаси, қошумчə əмгəк назаритиниң на
-
зири болиду. 1951-йили Ғулҗида ечилған «51 чилəр» мəҗлисидə 
оттуриға қоюлған Уйғуристан Жумһурийити қуруш тоғрисидики 
тəклип-пикирлəр Ваң Жен тəрипидин мурəссəсиз бир шəкилдə рəт 
қилинғандин кейин Абдурəһим Әйса бу ғайисидин ваз кəчмəй ахи
-
риғичə елишиш ирадисигə келиду. 
1
Ваң Йоңчиң нəширгə тəййарлиған: «Тарихниң садаси: Гаршабаниниң 
əслимиси» (Lishi de Huisheng: Geerxia Huiyilu), Үрүмчи: Шинҗаң ишлəп
-
чиқириш-қурулуш армийəси нəшрияти, 2012-йил хитачə нəшри, 76-79-бəтлəр


138
1951-йилиниң ахири Абдурəһим Әйса Хитай мəмликəтлик хəлқ 
қурултийи миллəтлəр ишлири комитетиниң муавин мудирлиқиға 
тəйинлиниду. Бу вақитта у Бейҗиңға берип ишлəш җəрянида Хитай 
компартийəсиниң йоқири қатлимидикилəр билəн биваситə учришип 
тəклип-пикирлəрни бəргили шундақла кəлгүсидə Уйғуристан Итти
-
пақдаш Жумһурийитиниң қурулуши үчүн əмəлий иш қилғили болу
-
ши мумкин дəп ойлайду. Һалбуки, у Бейҗиңға барғандин кейин бу 
ойиниң хата болғанлиқини һес қилип йетиду. У бир мəзгил Бейҗиңда 
хизмəт қилғандин кейин арқа-арқидин илтимас сунуп, өзиниң мəр
-
кəздики лавазимидин истепа сорайдиғанлиқини вə юртиға қайтип 
ишлəшни халайдиғанлиқини билдүриду. Униң илтимаси тəстиқли
-
нип, Үрүмчигə қайтқандин кейин Абдурəһим Әйса Шинҗаң шөбə 
бюросиға илтимас сунуп, юрти Ғулҗиға қайтип ишлəшни тəлəп қи
-
лиду. «Шундақ қилип, у Үрүмчидики əмгəк назаритиниң назирлиқи 
вəзиписиниму өткүзүп берип, Ғулҗиға қайтип кəлди вə Или вилайи
-
тиниң валийси болуп ишлəшкə башлиди.»
1
Абдурəһим Әйсаниң Ғулҗиға қайтип кəлгəн вақитлири дəл Ваң 
Женниң Уйғур дияридики икки йилдин артуқ рəһимсиз һөкүмранлиқи 
ахирлишқан, Хитай компартийəси Мəркизий Комитети ғəрбий-шимал 
бюросиниң иккинчи секритари Ши Жуңшүн (Ши Жинпиңниң дадиси) 
ни Үрүмчи вə Ғулҗиға əвəтип, Ваң Женниң «хаталиқлири» ни тəнқит 
қиливатқан һəмдə зиянкəшликкə учриған йəрлик кадирларни əслигə 
кəлтүрүш иши елип бериливатқан бир мəзгилгə тоғра кəлгəн иди. Худ
-
ди униң иниси Мəруп Әйса тəкитлəп өткəндəк «Абдурəһим Әйса мəй
-
ли қайсий лавазимда ишлишидин қəтийнəзəр өз хəлқиниң мəнпəəтини 
һəммидин əла билип, қəтий қоғдиди. Хитай кəлгүндилириниң мəнпəити 
билəн йəрлик хəлқниң мəнпəəти тоқунушуп қалғанда у һеч иккилəнмə
-
стин өз хəлқиниң мəнпəəтини қоғдиди. Шу йиллардики сиясий һəрикəт
-
лиəр җəрянда нурғун кишилəр наһəқ қолға елинип җазаға учриған иди. 
Кейин ‹хизмəтлəрни тəкшүрүп хаталиқларни түзəш› басқучи йетип 
кəлгəн вақитта Абдурəһим Әйса бу ишқа өзи мəсул болуп, бугунаһ қа
-
милип наһəқ җазаға учриған нурғунлиған кишилəрниң түрмидин азад 
болушиға вə қайта ишқа орунлишишиға ғəмхорлуқ қилди.»
2
1
Мəруп Әйса (Гисароф): «Абдурəһим Әйса өлүминиң сири», тарихий əс
-
лимə (машинкида бесилған вə қолда йезилған қолязма), Ташкəнт, 4-бəт
2
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 4-бəт


139
1953-йили Сталин өлгəндин кейин Хитай компартийəси Хитай
-
дики аз санлиқ миллəтлəр районида йолға қоюлидиған аптономийə 
мəсилисидə Совет Иттипақиниң моделини, йəни иттипақдаш җумһу
-
рийəт моделини қобул қилишни рəт қилиду. Сəйпидин Әзизи əсли
-
мисиниң 3-томида өзиниң 1954-йили Ичкий Моңғолийə вəкиллири 
билəн бирликтə Бейҗиңдики йиғинда иттипақдаш җумһурийəт қу
-
руш мəсилисини оттуриға қойғанлиқини, əмма Хитай компартийəси
-
ниң миллəтлəр сиясити саһəсидики əмəлдари Ли Вейхəнниң рəт қи
-
лишиға учриғанлиқини язиду. У йəнə Ли Вейхəнниң мундақ дегəнли
-
кини язиду: «Жуңгода районлуқ аптономийə тузүми йолға қоюлиду. 
Йоқиридин төвəнгичə районлуқ аптономийə, областлиқ аптономийə, 
наһийəлик аптономийə, кейинчə миллий йеза қурулиду, деди. Җуңго
-
ниң дөлəт əһвали вə миллəтлəр əһвали Совет Иттипақиға охшимайду. 
Совет Иттипақида аз санлиқ миллəтлəр 50-60 пирсəнткичə тəшкил 
қилиду. Җуңгода аран 6 пирсəнтни тəшкил қилиду. Мушу охшимай
-
диған шараитни көздə тутуш керəк.»
1
Шундақ қилип, 1953-йилиниң ахиридин 1954-йилиниң башли
-
риғичə болған җəрянда Уйғур диярида аптономийə қуруш вə униңға 
тəййарлиқ қилиш хизмəтлири башлиниду. Әмма Шəрқий Түркистан
-
да аптономийə мəсилиси Сəйпидин Әзизи ейтқандəк, йоқиридин 
төвəнгə қарап əмəс, бəлки алди билəн асаслиқ йəрлик миллəт болған 
уйғурларниң аптономийəси бир чəткə ташлап қоюлуп, алди билəн 
қазақ, қирғиз, моңғол қатарлиқ ушшақ миллəтлəрниң аптономийəси 
күнтəртипниң бешидин орун алиду.
1954-йилиниң башлирида Хитай компартийəси Шинҗаң шөбə бю
-
роси Қазақ аптоном области қуруш мəсилисини музакирə қилиду. Шу 
йили 3-айниң ахири Шинҗаң шөбə бюроси Или, Чөчəк вə Алтай 3 
вилайəттə вилайəт дəриҗилик Қазақ аптоном области қурушқа тəй
-
йарлиқ қилиш комитети қурушни қарар қилиду һəмдə Қазақ аптоном 
областиниң 1954-йилиниң ахиридин бурун қурулуп болушни тəлəп 
қилиду. 
1954-йили 4-айда Үрүмчидə Қазақ аптоном области қурушқа тəй
-
йарлиқ қилиши йиғини ечилиду. Йиғинда Қазақ аптоном области 
1
Сəйпидин Әзизи: «Өмүр дастани» (Тарихий əслимə, 3-том), Бейҗиң: 
миллəтлəр нəшрияти нəширгə тəййарлиған, əмма нəшир қилинмиған китаб, а 
нусха, 166-167-бəтлəр; Б нусха, 84-85-бəтлəр


140
қурушқа тəййарлиқ қилиш комитетиниң 50 кишилик һəйəт əзалири 
сайлап чиқилиду. Патихан Сугурбайоф тəййарлиқ комитетиниң рəис
-
ликигə, Ли Чүəн, Абдурəһим Әйса, Әнвəр Жакулин, Юсүпқан Күн
-
бай тəййарлиқ комитетиниң муавин рəисликкə сайлиниду. Абдурəһим 
Әйса йəнə Ли Чүəн секритарлиқидики Қазақ аптоном области қу
-
рушқа тəййарлиқ қилиш комитети партигурупписидики 7 кишилик 
һəйəтниң бири иди.
1
Шу мəзгиллəрдə Или вилайитиниң валийси болуп вəзипə өтəватқан 
Абдурəһим Әйса шималдики 3 вилайəттə Қазақ аптоном области қу
-
рушқа тəййарлиқ қилиш комитетиниң рəһбəрлик аппаратидин орун 
алған бирдин-бир уйғур иди. У бу җəрянда əгəр шималдики 3 вилай
-
əттə Қазақ аптоном области қурулса, Или тəвəсидики уйғурларниң 
сиясий орни зади қандақ болиду? Или вилайити мəмурий җəһəттин 
Қазақ аптоном областиға тəвə боламду яки кəлгүсидə қурулидиған 
Уйғур аптоном райониға биваситə қарамду, дəгəн мəсилилəрдə кəскин 
талаш-тартиш қилиду. 
Сəйпидин Әзизи əслимисидə бу һəқтə мундақ дəп язиду: «Мəн 
Шималий Шинҗаңниң көпчилики, йəни Или, Тарбағатай вə Алтай 
үч вилайəтни Қазақ аптоном области қилиш, Илида айрим вилайəт 
қуруш, Атушни қошуп, Қирғиз аптоном области қуруш керəк, дегəн 
пикирни оттуриға қойдум. Мениң бу пикримгə уйғур кадирлар қат
-
тиқ наразилиқ билдүрди. Қаршилиқ адəттикичə əмəс, һəтта наһайити 
җиддий вə наһайити қəтий болди. Или вилайити билəн Атуш наһий
-
əсини қазақ вə қирғиз икки областқа қошуп бериш мəсилисидə мəн 
көпрəк уйғур кадирларға: ‹кəң қорсақ болушимиз керəк, Шинҗаңда 
уйғурлар асаслиқ чоң миллəт болғанлиқи үчүн аз санлиқ миллəтлəргə 
көпрəк ярдəм қилишимиз керəк,› дəп чүшəнчə бəрдим. Кейин ишлар 
шундақ болди.»
2
Бу йəрдə Сəйпидин Әзизиниң Или вилайитини Қазақ аптоном об
-
ластиға қошуп бериш, Ғулҗини Қазақ областиниң мəркизи қилиш 
тəклипигə қарши чиққучи уйғур кадирлар ким иди? Гəрчə Сəйпидин 
1
Қурбанғали Османоф: «Или қазақ аптоном областиниң қурулуш җəря
-
ни», «Или тарих материяллири» (Yili Wenshi Ziliao), 1993-йил, 9-қисим, 
01-10-бəтлəр
2
Сəйпидин Әзизи: «Өмүр дастани» (Тарихий əслимə, 3-том), Бейҗиң: 
Миллəтлəр нəшрияти нəширгə тəййарлиған, əмма нəшир қилинмиған китаб, 
а нусха, 167-бəт; Б нусха, 85-бəт


141
Әзизи əслимисидə өзиниң бу пикригə қарши чиққучи уйғур кадир
-
ларниң кимликини очуқ демигəн болсиму, əмма Абдурəһим Әйсаниң 
буларниң ичидики əң асаслиқ киши икəнлики ениқ. Чүнки бу һəқтə 
Сəйпидин Әзизиниң пикригə қарши турушқа əң һоқуқлуқ киши Аб
-
дурəһим Әйса иди. Йəни у Или вилайитиниң валийси болуш салаһий
-
ити билəн үч вилайəттə Қазақ аптоном области қурушқа тəййарлиқ 
қилиш комитетиниң муавин рəиси һəм партигурупписиниң һəйəт əза
-
си иди. 
Униң үстигə 1958-йили 5-айда Уйғур аптоном районлуқ партком Зия 
Сəмəди, Ибраһим Турди вə Абдурəһим Әйсаларни «əшəддий йəрлик 
миллəтчилик» җинайити билəн əйиблəп елан қилған һөҗҗəттиму мун
-
дақ дейилиду: «улар башқа миллəтлəрниң територийəлик аптономийə 
һоқуқини əмəлгə ашурушиға қарши. Улар ‹төт милйон уйғур хəлқи вə 
уларниң туприқи қазақ, қирғиз вə моңголларниң башқурушиға бөлүп 
берилди› - дəп һақəрəт кəлтүрди. Улар қазақларни чəткə қеқиш үчүн 
‹Уйғуристан› қурулғандин кейин қазақларни Совəт Иттипақиға йөтки
-
ветип, у йəрдики уйғурлани қайтуруп келиш хам хиялида болди.»
1
Дəрвəқə, Абдурəһим Әйсаниң 1954-йили Или қазақ аптоном обла
-
стини қуруш җəрянида шинҗаң шөбə бюросидики Ваң Енмав, Сəй
-
пидин Әзизи қатарлиқлар билəн болған мурəссисиз тартишмилири, 
болупму Сəйпидин Әзизиниң Или вилайитини Қазақ аптоном обла
-
стиға қошуп бериш, Ғулҗини Или қазақ аптоном областиниң мəркизи 
қилиш пикиригə қəтийлик билəн қарши туруши униң сиясий тəқи
-
дирини шу вақиттила бəлгилəп қойған иди. Дегəндəк, 1957-йилиниң 
ахири башланған «йəрлик миллəтчиликкə қарши һəрикəт» долқунида 
Абдурəһим Әйса уйғур сиясий сəрхиллири ичидин тунҗи түркүмдə 
зəрбə бериш нишаниға айланди. 


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   43   44   45   46   47   48   49   50   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет