«Әшәддий йәрлик милләтчи» қалпиқи кийдүрүлгән
Абдурәһим Әйса
1957-йили 8-айниң бешида Абдурəһим Әйса һəҗ сəпиридин қай
-
тип кəлгəн вақитта Чиңдавда Хитай мəмликəтлик миллəтлəр хизмити
йиғини ечилип, Хитай баш министери Жу Енлай хитайдики аз сан
-
лиқ миллəтлəр районлирида «йəрлик миллəтчиликкə қарши һəрикəт»
елип беришниң пəрдисини ачиду. Худди Сəйпидин Әзизи тəкитлəп
өткəндəк, «Чиңдав йиғини əмəлийəттə йəрлик миллəтчиликкə қарши
күрəшкə идийəвий тəййарлиқ қилиш йиғини болған иди.»
2
Сəйпидин Әзизи йəнə 1957-йили 9-айда Хитай коммунистик пар
-
тийəси 8-нөвəтлик Мəркизий комитетиниң 3-омумий йиғини ечилған
-
лиқини, бу йиғинда йəрлик миллəтчиликкə қарши туруш тоғрисида
қарар қобул қилнғанлиқини, əмма өзи бу вақитта Москвада болғачқа
бу йиғинға қатнишалмиғанлиқини, шу арилиқта Москваға кəлгəн
Улəнфудин бу йиғинниң тəпсилатини аңлиғанлиқини язиду.
3
Шу йилиниң ахири Уйғур аптоном районлуқ партком Ваң Енмав
-
ниң йетəкчиликидə Үрүмчидə йəрлик миллəтчиликкə қарши һəрикəт
қозғашниң тəййарлиқини қилиду. 12-айға кəлгəндə Үрүмчидə интай
-
ин дағдуға билəн йəрлик миллəтчиликкə қарши күрəш йиғини ечили
-
ду. Сəйпидин Әзизи йиғин кəйпиятиниң интайин сүрлүк болғанлиқи
-
1
Өмəр Қул, йоқириқи Китаб , 174-бəт
2
Сəйпидин Әзизи: «Өмүр дастани» (Тарихий əслимə, 3-том), Бейҗиң:
Миллəтлəр нəшрияти нəширгə тəййарлиған, əмма нəшир қилинмиған китаб,
а нусха, 214-бəт; Б нусха, 108-бəт
3
Сəйпидин Әзизи, йоқириқи китаб, а нусха 215-бəт, б нусха 108-бəт
149
ни, Абдулла Закироф башчилиқидики бир қисим миллий кадирлар
-
ниң Ваң Енмавниң пəрдə арқисида туруп риясəтчилик қилиши билəн
мəйданға сəкрəп чушүп, тиғ учини Или инқилабида йетишип чиққан
бир түркүм йоқири дəриҗилик кадирларға қаритишқа башлиғанлиқи
-
ни тилға алиду.
1
Дəл мушу йиғинда худди алдин келишивалғандəк Зия Сəмəди,
Ибраһим Турди вə Абдурəһим Әйса қатарлиқ үч киши бу дəһшəтлик
сиясий һуҗумниң биринчи нишани қилиниду. Уларға бирдəк «оңчи»,
«əшəддий йəрлик миллəтчи», «тəтүр инқилабчи», «уйғуристанчи»,
«хəнзуларға қарши» дегəндəк қалпақлар кийдүрүлиду. Сəйпидин
Әзизи бу һəқтə мундақ дəп язиду: «Йəрлик миллəтчиликкə қарши
күрəш мəҗлиси барғанчə күчийип, биринчи от Ибраһим Турди билəн
Абдурəһим Әйсаға қаритилди. Уларда йəрлик миллəтчилик идийəси
еғир иди. Уларни ядро қилиш үчун ‹тəтүр инқилабчи› дегəн нам билəн
күрəш қилинди. Абдурəһим Әйса чидимиғанда өзини өлтүривалди.»
2
Сəйпидин Әзизи 1957-йили 12-айниң 16-күни Үрүмчидə ечилған
йəрлик миллəтчиликкə қарши күрəш йиғинида Абдурəһим Әйсаға қа
-
рита елип берилған һуҗумниң тəпсилати һəққидə һечқандақ мəлумат
бəрмəйду. Әмма Абдурəһим Әйсаниң иниси Мəруп Әйса язған «Аб
-
дурəһим Әйса өлүминиң сири» намлиқ əслимидə бу һəқтə тəпсилий
мəлуматлар оттуриға чиқиду: «Бу һəрикəткə Мав Зедоң Бейҗиңда
туруп, Дең Шявпиң Шиəндə туруп биваситə қоманданлиқ қилди.
Һəрикəтниң Шинҗаңдики қомандани Ваң Енмав өзини пəрдиниң
арқисиға йошуруп, Сəйпидин Әзизини сəһнигə чиқирип қойди. Гу
-
руппа йиғинида Шинҗаң иниститутиниң муавин мудири Исмаил Һе
-
взуллайоф əсəбийлəрчə чалвақап, һə десила ‹Абдурəһим Әйсада мил
-
лəтчилик идийəси бар› дəп җар селип, униңға задила арам бəрмиди.»
3
Шундақ қилип, шу қетимлиқ чоң йиғинда Зия Сəмəди, Ибраһим
Турди, Абдурəһим Әйса, Абдурəһим Сəиди, Аблиз қари қатарлиқ
назарəт дəриҗиликтин йоқири 5 нəпəр уйғур кадир нуқта қилинип,
күрəшкə тартилиду. Бу җəрянда Абдурəһим Әйса роһий вə җисма
-
ний җəһəттин қаттиқ чарчиған болсиму, əмма қəтий бой бəрмəйду.
У баштин ахири өзиниң əмəлийəтни чиқиш қилип һəқ гəп қилған
-
лиқини, компартийəниң миллəтлəр сиясити вə аптономийə мəсилиси
1
Сəйпидин Әзизи, йоқириқи китаб, а нусха 216-бəт, б нусха 109-бəт
2
Сəйпидин Әзизи, йоқириқи китаб, а нусха 218-бəт, б нусха 110-бəт
3
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 9-бəт
150
тоғрилиқ өзиниң илгири бəргəн пикирлириниң хата əмəсликидə чиң
туриду.
Мəруп Әйсаниң баян қилишичə, 1958-йилиниң январ ейи кириш билəн
Абдурəһим Әйса үстидики күрəш йиғини 16 күн давам қилиду. Күрəш
йиғининиң 16-күни Ваң Енмав партийə актипи Исмаил Һəвзуллайофни
мунбəргə чиқириду.
1
Исмаил Һевзуллайоф шу күни мунбəргə чиқип Аб
-
дурəһим Әйсаниң һəҗ мəзгилидə Мəккидə чəтəлдики Әйса Йүсүп Алп
-
текин, Полат Қадири қатарлиқ «бөлгүнчи» вə «пан-түркист»лəр билəн
мəхпий көрүшкəнликини, қайташида Дəвлəтбəг дегəн Америка истиғаба
-
рати үчүн ишлəйдиған қазақ киши билəн көрүшүп, у совғат қилған пати
-
фон пиластинкисини вəтəнгə елип кəлгəнликини паш қилиду.
2
Исмаил Һевзуллайофтин кейин сөзгə чиққан Заһир Сəвданоф Аб
-
дурəһим Әйсани қопаллиқ билəн сəнлəп, уни «тордин чүшүп қалған
синипий ят унсур, партийəгə көз бояп киривалған синипий дүшмəн»
дəп əйиблəйду һəмдə бирмунчə һақарəтлик сөзлəрни қилиду.
3
Мəруп Әйсаниң əслимисидики бу баянлар, йəни Шинҗаң инисти
-
тутиниң муавин мудири Исмаил Һевзуллайофниң дости Абдурəһим
Әйсани паш қилғанлиқи һəққидики тəпсилатларниң тоғрилиқи Совет
Иттипақиниң Үрүмчидə турушлуқ баш консули Добашинниң 1957-
йили 1-айниң 20-күни Мосваға йоллиған доклатидики баянлар билəн
дəлиллиниду. Добашинниң доклатида баян қилинишичə, 1957-йили
1-айниң 17-күни кəчтə у Ваң Енмав билəн Сəйпидин Әзизини Үрүм
-
чидики совет консулханисиға кəчлик тамаққа тəклип қилиду. Зияпəт
-
тə Ваң Енмав бир айдин буян Уйғур аптоном районида қанат яйду
-
рулған «йəрлик миллəтчиликə қарши һəрикəт» ниң əһвали һəққидə
Добашинға мəлумат бериду. Ваң Енмав Абдурəһим Әйсаниң җаза
-
лиништин қорқуп «өзини өлтүривалған»лиқини, униң һəҗ сəпиридə
Әйса Йүсүп Алптекин вə Дəвлəтбəг исимлик америка җасуси билəн
мəхпий көрүшкəнликини, бу əһвалларниң һəммисини Абдурəһим Әй
-
саниң йəқин дости, Шинҗаң иниститутиниң муавин мудири Исмаил
Һевзуллайофниң паш қилғанлиқини сөзлəп бериду.
4
1
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 7-бəт
2
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 7-бəт
3
Мəруп Әйса, йоқириқи əслимə, 7-8-бəтлəр
4
Memorandom of a Discussion held by USSR Consul-General in Ürümchi, G. S.
Dobashin, with First Secretary of the Party Committee of the Xinjiang Uyghur Autonomous
Region, Comrade Wang Enmao, and Chair of the People’s Committee, Comrade S. Azizi,
January 17, 1958, Wilson Center Digital Archive (digitalarchive.wilsoncenter.org
|