Монография центр уйгуровед 13112019. indd



Pdf көрінісі
бет37/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   33   34   35   36   37   38   39   40   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

табғачлар
журти Мачин дəп тилға алиду. У Дуңбейдики 
шималий-түркләрниң 
əвладини, 
тавғач
дəп аталған түрклəр екəнлигини ейтип, уларниң 
тиллирида пəриқ барлиғини алаһидə тəкитлəйду.
Тəхминəн милад.авв. V-IV əсирлəрдə 
түрк-атлиқлири (тиек-ри-
вемлар) 
тарихидə чоң өзгүрүш йүз бериду. Уларниң бир қисми Сəд
-
дий-Чин сепили ичидə мəлум дəриҗидə Хитайлишип, отрақ тəрздə 
һаят кəчүрүшкə башлайду. Сəддий-Чин сепилиниң шималида 
яшиғанлар, асасəн чарвичилиқ билəн шуғуллунуп, өзлириниң əзəлий 
урпи-адəт, тиллирини сақлап қалғанлар һесаплиниду. Нəтиҗидə, Хи
-
тай мəнбəлиридə Сəддий-Чин сепили ичидики отрақ 
түркләр
билəн, 
униң шималидики көчмəн түрклəрни бир-биридин пəриқлəндүрүп 
көрсүтүш зорурийити туғулған. Милад.авв. IV əсирдə Сəддий-Чин се
-
пили ичидикилəрни 
«түрк» («ди»)
дəп, тешидикилəрни умумий бир 
«Ғуз» (
hu

) дегəн нам билəн аташ башлиниду
1

Шу вақтида Сəддий-Чин сепилниң шималидики 
һунлар
вə уларниң 
ғəрипидики хəлиқлəр 
ғуз (ху)
дəп, 
һунларниң
шəрқидики (Манҗурий
-
əдики) түрклəр 
шәрқий-ғуз (dong-hu)
2
дəп намланған. Милад.авв. II-ə
-
сирниң бешида 
шәрқий-ғузлар, һун
хақани Батур тəңриқут тəрипидин 
мəғлуп болуп, улар һазирқи Лияодуң өлкиси чегараси (Манҗурийə 
– Мачин)дин чиқип ғəрипкə көчүп кетишкə мəҗбур болиду
3
. Шəрқий 
ғузларниң
ғəрипкə кəткəнлири, Сəддий-Чин сепилиниң шималий (От
-
тура-Чин – Хитай)ға һазирқи Ички Моңғул мухтəр өлкиси тағлириға 
берип җайлишиду. Уларниң Шянбей теғиға
4
барғанлири 
шянбейлар

Оған теғиға
5
берип җайлашқанлири оғанлар вə башқа түрлүк намлар 
1
Һу (

) иероглифиниң қедимқи тəлəппузи γu (ғу) болуп, γuz (ғуз) этнони
-
миниң хəнзу тили транскрипцийиси болған [А.Ходҗаев. Из истории древних 
тюрков. Ташкент, 2010. – С. 33]. 
2
Шəрқий ғуз (dong hu
东胡
– шəрқий турк) дəп намланған. Хитай тили 
тəлəппузида дунгху (
东胡
) этнонимидики дуң (

) иеороглифи шəрқни, ху (

) иероглифи ғуз, җумлидин һун этнониминиң хитайчə транскрипциясидур 
[Ходҗаев А. Из истории древних тюрков (сведения древнекитайских источ
-
ников). Ташкент, 2010. – Б.20-25]. 
3
Фан Йе, Сима Биоу. Кейинки Хəннамə. Урумчи, 1996. – Б.548.
4
Шянбей теғи (Xian bei shan
鲜卑山
) һазирқи Ички Моңғул Мухтар өлки
-
си Корчин оң қанат оттура Хошунниң ғарбидин 30 чақирим келидиған йəрдə 
[Фан Йе, Сима Биоу. Кейинки Хəннамə. Урумчи, 1996. – Б.504, 669].
5
Оған теғи (Wu fan shan
乌凡山
) йəнə бир атилиши (Wu huan shan
乌桓

) мəһəллий халиқ тилида һазир Улан теғи дəп атилиду. Орни һазирқи Ички 
Моңғул Мухтар өлкиси Ару-Курчин Хошунниң шималий ғарбидə [Фан Йе, 
Сима Биоу. Кейинки Хəннамə. Урумчи, 1996. – Б. 667]. 


110
билəн аталған
1

Шянбей
билəн 
оғанлар
əсли бир хəлиқ болғанлиқтин, 
Хитай мəнбəлиридə уларниң тили, урпи-адəтлири охшашлиғи ейти
-
лиду
2

Милади 91 жили Хəн сулалиси нөвəттики 
һунларға
қарши һуҗу
-
мидин кейин, Һун тəңриқути яшап турған жути (Оттура-Чин өлкиси)
ни вə хəлиқини ташлап қечип кетишкə мəҗбур болиду. 
Шәнбейләр, 
һунларниң
йəрлирини егəллəйду. У йəрдики һунларниң 100 миң ки
-
шилик күчлүк қошуни 
шянбейларға
қошулуп, уларму шянбей дəп 
атилиду. Шунуңдин кейин 


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   33   34   35   36   37   38   39   40   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет