Монография центр уйгуровед 13112019. indd



Pdf көрінісі
бет40/108
Дата15.09.2022
өлшемі2,74 Mb.
#149617
1   ...   36   37   38   39   40   41   42   43   ...   108
Байланысты:
2019 УЙГУРОВЕДЕНИЕ В КАЗАХСТАНЕ И ЦЕНТРАЛЬНОЙ АЗИИ, АКТУАЛЬНЫЕ ВОПРОСЫ, СОВРЕМЕННЫЕ ДОСТИЖЕНИЯ - материалы конференции(отв.ред. А.Б. Дербисали, Р.У. Каримова)

табғач
қошуни, 
сир-тардуш
қəбилисиниң 
ярдими билəн, 
шәрқий-түркләргә
зəрбə берип ғəлибə қазиниду
1
. Бу 
урушта əсиргə чүшгəн йүз нəччə миң түркниң ичидики əскəрликкə 
ярайдиғанлиридин вə табғач журти (Оттура-Чин)дики уйғур қəбили
-
лиридин қошун тəшкил қилиниду. Милади 647 жили Таң сулалиси 
Кусəн (Кучар) шəһригə чоң қошун билəн һуҗум қилған. Урушқа җə
-
лип қилинған қошун асасəн түркий тиллиқ 13 теле қəбилиси вə 10 миң 
түрк атлиқлиридин ибарəт болған
2
. 648 жили Таң қомандани түрк Аси
-
натур 100 миң кишилик (асасəн түрк вə уйғурлардин тəркип тапқан) 
қошунға қоманданлиқ қилип, Кучар, Қəшқəр, Хотəн ханлиқлирини 
бесип алиду. Табғач хақанлиғи 652 жили уйғур қағани Баянханниң 50 
миң кишилик атлиқ қошуни ярдими билəн 20 миң кишилик қошунни 
маңдуруп, Тəңри теғиниң шималидики Бəшбалиқ шəһəрини Ғəрбий 
түрк қағанлиғидин тартип алиду
3
. 640-650 жиллири 
Табғачлар
(Таң 
сулалиси) асасий көпчиликни тəшкил қилған ашина түрклири, 
уйғур, 
қарлуқ 
вə 
сир-тардуш
қəбилилири ярдимидə Тəңри теғиниң җəнубиға 
кирип кəлгəн. Җəңдə, қоманданлиқ қилғанларму 
шәрқий-ғуз
(кəрис) 
яки түркий тиллик хəлиқ вəкиллири болған. Мана бу хитай əдəбиятида 
Таң сулалиси (Табғач империяси)ниң ғəрипкə жүриши һесаплиниду.
Уйғурлар хақанлиқ болуп шəкиллəнгəндин кейинму Табғач (Таң) 
хақанлигини қоллап-қувəтлəш əнəнисини давамлаштуруду. 747-759 
жиллири Уйғур қағалиғи, Таң (Табғач) хақанлиғиға қарши түрклəр 
тəрипидин көтүрилгəн Өңлүк вə Сөйгүм қозғулуңи
4
бастуруп берип, 
Таң сулалисини палакəттин сақлап қалған.
751 жили Таң сулалиси билəн əрəплəр оттуриси «Талас уруши» дəп 
ейтилидиған җəңдə 70 миң (Ибн əл-Әсирда 80 миңдин көп)
5
лəшкəр 
қатнашқанлиғи тəхмин етилиду. Шунуңдин 20 миң нəпири табғач 
қошуни дəп ейтилиду
6
. Әслидə, бу мəсилə үстидə җиддий тəтқиқат 
1
Ваң Жилай. Оттура Асия тарихи. 1 китап. – Б. 311-312. 
2
Оуяң Шю. Йеңи Таңнамə. Урумчи, 2010. – Б.266.
3
Турғун Алмас. Уйғурлар. Урумчи. 1989. – Б. 225-226.
4
Хитай мəнбəлиридə Анлушəн исияни дəп ейтилиду.
5
Ибн əл-Әсир. «Әл-камил фи-т-тарих». ӨзПА ШИ, №825. – Б. 569 б .
6
Ваң Жилəй. Оттура Асия тарихи. 1 китап. – Б. 427 .


115
елип барған хитай алими Ваң Җилай бəргəн мəлуматта Таң қошуни 
хили кам болғанлиғи көрситилиду. Униңғичə, 747 жили Тибəткə қар
-
ши əвəтилгəн Гао Шйəнҗи (кəрис) башчилиғидики Таң қошуни бир 
түмəн (10 миң) атлиқ вə пиядə əскəрдин тəшкил тапқанлиғи ейтилиду
1

Бу қошунниң урушларда камийип кəткинини вə йеңи қошун билəн 
толтурилмиғанлиғини һесапқа алғанда, 751 жили урушқа қатнашқан 
70 миңдəк қошунниң пəқəт 10 миңила табғач вə хəн миллитигə мəн
-
сүп болғанлиғи көриниду. 10 миң əскəрниң 4-5 миңи хəн миллитигə 
мəнсүп дəп ейтқандиму, Таң сулалиси билəн əрəплəр оттурисидики 
җəң, Түрк-Әрəп уруши болғанлиғи ениқ.
Таң хақан қошунлириниң көпчилиги түркий болғанлиғидин, улар
-
ниң Ғəрипкə қилған жүрүшлири түркий хəлиқларниң өз-ара уруш
-
лири һесапланған. Қошун тəркивидə 
хән
миллитигə мəнсүп əскəрлар 
йоқниң орнида болған. Шуниң үчүн түркистанлиқлар 
хән
миллити 
(һазирқи 
хәнзу
) хəлиқини кейинки дəвирлəргичə билмигəн. XI əсирдə 
Маһмут Қəшқирий хəнзуларни намəлум хəлиқ «Йəжуж-Мəжуж» дəп 
атиған. Мəркəзий азиялиқлар 
хәнзуларни
пəқəт Моңғул империяси 
(1206-1368) тəшкил тепип, униң дөлəт аппаратида түркистанлиқлар 
хизмəт қилғандин кейинла хəвəр тапқан. Бирақ улар шу пəйитдиму 
хəн этносини яхши билмигини үчүн, Моңғул империйəсидин авал 
Хитайда һөкүмранлиқ қилган шəрқий-ғуз қəвмигə мəнсүп
шиянбей 
қитанлири (қара хитай)
намида уларни «хитай», «қитай» дəп атиған. 
Хуласə қилғанда, 
табғач
дəп аталғанлар, узақ өтмушдə Түркистан
-
дин шəриққа көчуп, хитай мəнбəлиридə 
«шималий-түрк» («bei-ди») 
дəп тилға елинғанларниң əвлади болған. Улар ХХРниң шималидики 
моңғул ирқиға мəнсүп адəмлəр билəн арилишип, шəриққə көчкəндин 
кейин 
шәрқий-ғуз (шәрқий-түрк)
дəп аталған. Милад.авв. II əсирдə 
һунларниң һужумидин кейин шəрқий-ғузларниң шəриқтин ғəриптə 
(Сəддий-Чин сепилиниң шималиға) көчкəнлири 
шянбей, уған, қитан 
(хитай)
дегəнгə охшаш намлар билəн хитай мəнбəлиридə тилға ели
-
ниду. Улар ғəриптики сап түркий тиллиқ хəлиқлар билəн биллə яшап, 
уларниң тəсиригə учрайду. Милади IV əсирдə 
шянбейләрниң
бир бө
-
лиги 
табғач (таба) 
дəп атилиду. 
Табғач
аталғанлар түркий хəлиқлəр
-
гə мəнсүп болғанлиқтин Маһмут Қашқирий уларни 20 ана қəбили
-
1
Шу китап. – Б. 422 .


116
ниң бири дəп көрситиду. XI əсирдə түркий тилни яхши билгəнлиги
-
дин Қараханийларға түркий тилда хəт язғанлиғи ейтилиду
1
. Табғач 
аталғанлар қандақ тилда гəплəшкəнлиги тоғрисида мəхсус тəтқиқат 
елип берилмиған. Уларниң тили қандақ болғанлиғини табғачларға 
охшаш 
шянбей
қəбилисидин чиққан 
қитан (қара-хитай)
ларниң тили 
билəн қияс қилиш мүмкин. 
Қара хитайлар 
Түркистанға кəлгəндин 
кейин уларниң тили мəһəллий хəлиқтин анчиму пəриқ қилмиғанлиғи 
үчүн, сап түркий тиллиқ хəлиқлəр тəркивидики қəбилə, уруғ намида 
сиңишип кетиду.
Табғач аталғанлар түркий һесапланғанлиғи үчүн уни сап түркий 
хақанлиқлири қоллап-қувəтлигəн. Һəтта, Табғач хақанлиғи (Таң сула
-
лиси) Сəддий-Чин сепили ичидики, көпчиликни тəшкил қилған хəн 
миллити үстидин һөкүмранлиқ қилип турған болсиму униңға ярдəм 
берип, бешиға чүшкəн палакəттин қутулдурған. Таң сулалисиниң 
ғəрипкə жүрүшлиридə қошун тəркивидə 
сир-тардуш, уйғур, қарлуққа 
охшаш сап түркий тиллиқ хəлиқлəр көпчиликни тəшкил қилғанлиғи 
үчүн, 
табғачлар
елип барған урушлар əмəлиятта түркий ханлиқлəр
-
ниң өз-ара һакимийəт үчүн күрəшлиригə айлинип кəткəн. 
1
Түркий тиллар дивани, I Җилд. – Б. 39.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   36   37   38   39   40   41   42   43   ...   108




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет