Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


-Билет Оттура таш дәвриниң алаһидилиги



бет54/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   49   50   51   52   53   54   55   56   57
Байланысты:
distemelik- ral

29-Билет

  1. Оттура таш дәвриниң алаһидилиги.

  2. Қазақстан Жумһурийитидики сәясий партияләр вә жәмийәтлик бирләшмиләрниң паалийитидики охшашлиқлар билән айримичилиқлар.

  3. Чағатай улусиниң территориялирини хәритидин көрситиң.




Жавави:

  1. Оттура таш дәвриниң алаһидилиги.

Мезолитниң хронологиялик чеки-б.э.б. 12-5-миң жиллиқларни өз ичигә алиду. Умумән, Қазақстан йеридә мезолит ядикарлиқлири аз тепилған. Палеолитниң айиғи билән мезолитниң бешида чоң тәбиий-климатлиқ өзгүрүшләр орун алди. Йәр бетини бесип алған муз ериди, һазирқиға охшаш өсүмлүкләр билән жаниварлар шәкилләнди. Мезолит дәвриниң чоң йеңилиғи-микролитлар, йәни узунлиғи 1-2 сантиметр ушақ ташлардин ясалған қураллар. Микролит дегән сөзниң мәнаси-ушақ таш. Мезолит дәвриниң йәнә бир асасий йеңилиғи нәйзә билән оқ яниң кәшип қилиниши. Оқ я һайванни жирақтин овлашқа мүмкинчилик бериду. Бурунқи нәйзиләргә қариғанда оқ я овчулиқниң ролини техиму арттурди. Овчилиқ мошу дәвирдики адәмләрниң асасий кәсип түригә айланди. Сәвәви мезолитта мамонт, мүнгүзтумшуқ охшаш чоң һайванлар топ-топ жүрмәтти. Әндиликтә мезолитлиқлар ушшақ һайванларниң арқисидин жүгрәшкә мәжбур болди. Униңға вақит вә күч қувәт керәк болди. Мезолит дәвриниң адәмлири бир жайда узақ турмиди. Улар һәр вақитта һайванлар арқисида көчүп жүрди. Мезолитлик овчилар Иртиш, Есил, Тобил, Торғай, Яйик дәриялириниң вадилирида яшиди. Қазақстан территориясидә жигирмидин ошуқ туралғулар тепилди.




2.Қазақстан Жумһурийитидики сәясий партияләр вә жәмийәтлик бирләшмиләрниң паалийитидики охшашлиқлар билән айримичилиқлар.
1980-жилниң айиғи-1990-жилниң бешидики ихтисадий-ижтимаий вә сәясий саһалардики ислаһатлар һәр хил ижтимаий топларниң һоқуқлири вә мәнпийәтлирини қоғдаш үчүн жәмийәтлик бирләшмиләрни қурушқа дәвәт қилди. 1991-ж. 27-июнда «Қазақ КСЖ-дики жәмийәтлик бирләшмиләр һәққидә» Қазақ КСЖ Қануни қобул қилинди. 1996-жили Қазақстан Жумһурийитиниң «Жәмийәтлик бирләшмиләр» вә «Сәясий партияләр һәққидә» Қанунлири, 2002-жили Қазақстан Жумһурийити «Сәяси партияләр һәққидә» Қануни қобул қидинди. Аста-аста «Қазақстанниң хәлиқ конгреси», «Алаш», «Қазақстанниң социал-демократиялик партияси», «Қазақстанниң Социалистик партияси», «Қазақстанниң Жумһурийәтлик партияси» охшаш парияләр «Лад» жумһурийәтлик славянлар һәрикити, «Азат» Қазақстанниң пухралиқ һәрикити, «Единство» һәрикити, «Әдилет» тарихий-мәрипәтчилик, «Поколение» пенсионерлар һәрикити в.б. қурулди.
Айримичилиқлири: Һәрикәт, бирләшмә – пухраларниң сәясий, ижтимаий, ихтисадий, мәдәний саһаларға бағлиқ көз қарашлирини билдүридиған, мәнпийәтлирини қоғдайдиған тәшкилатлар. Улар жәмийәттики бәлгүлүк-бир проблемини йешиш үчүн қурулуп, шу проблема йешимини тапқан әһвалда өз паалийитини тохтитиши мүмкин. Һә, тәшкилат қайси әһвалда өзгә мәсилини көтүрүш үчүн ишини давамлаштуруп яки пратия болуп қайта қурулиду. Партия –сәясий тәшкилат, униң мәхсити бийликкә қол йәткүзүш. Партия жәмийәт вә дөләт арисида бағлаштурғучи хизмәт атқуриду. Сәвәви у, әң алди билән өз паалийитидә хәлиқниң мәнпийитини көзлиши һажәт. Партиялик система жәмийәтни демократияландүрүш вә ички сәясәт турақлиғини кәңәйтиш жәриянида муһим роль атқуриду.
Охшашлиқлири: Қандақ саһада қурулмисун әң алди билән хәлиқ мәнпийитини көзләйду, жәмийәттики бәлгүлүк-бир мәсилиләрни йешишкә йөнәлдүриду. Униң алдиға қойған мәхсәтлири вә партияниң программилиридин байқашқа болиду. Жәмийәтлик һәрикәтләрму, сәясий партияләрму жәмийәттә һәр хил көз қарашларни, демократияләштүрүшни риважиландурушқа өз үлүшини қошиду.
Әһмийити:Сәясий партияләр вә жәмийәтлик һәрикәтләрниң дунияға келиши хәлиқниң сәясий аң-сәвийисини, шундақла сәясий мәдәнийитини шәкилләндүрүшигә тәсир қилиду.



  1. Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   49   50   51   52   53   54   55   56   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет