Әбу Насир әл-Фарабийниң иккинчи устаз атилишиниң маһийити.
Әбу Насир әл-Фарабий (870-950) Отырар(Фараб) мутәпәккүрлириниң ичидики әң атақлиғи, «аләмниң иккинчи устази» унваниға егә болған әрбап. Әбу Насир әл-Фарабийниң «аләмниң иккинчи устази» униваниға егә болушиниң икки сәвәви бар :
- биринчидин – қедимий грекларниң илмий мираслири әрәп тәржимисидә оттура әсиргә йәткинини биз билимиз, шуниң грек алими ,философи Аристотельниң әмгәклири, униңдики идеяларни әл-Фарабий әмгәклири арқилиқ чүшүнүшкә болиду. Әбу Насир әл-Фарабий дәсләпкиләрдин болуп грек илимини, униң философиясини, болупму улуқ устаз Аристотельниң «Метафизикасини» қириқ, «Жан тоғрилиқ» әмгигини йүз, «Риторикисини» икки йүз қетим оқуп чиққан екән. Мошундақ илимға болған ишқивазлиғи,издиниши, вижданиниң нәтижисидә у Аристотельниң илмий мирасини әркин өзләштүргән .
- иккинчидин –Аристотель өзиниң һәр тәрәплимә риважланған аләмгә мәлум әмгәклири вә илмий билимлирини айрим айрим саһаларға бөлгән алим ретидә аләмгә мәлум болса, Әбу Насир әл-Фарабий мутәпәккүр, музыкант, математик алим ретидә өз заманиниң дана инсани болди. Илимға қошқан үлиши вә әмгәклири бойичә көплигән өз замандашлири вә кейинки әвлатқа үлгә болуп кәлмәктә. Ибн Хаукаль өз әмгигидә әл-Фараби тоғрисида:
«У – атақлиқ мусулман мутәпәккүрлириниң бири. Уларниң һеч қайсиси униң дәрижисигә йәтмиди » дәп баһа бәргән.
Әл-Фарабий мираслири: Метафизика, тил билим, логика, география, этика в.б. илим саһалирини риважландурған 160 қа йеқин трактатларни йезип қалдурған. Педагогика, психология, эстетика вә музыка, астрономия мәсилилирини чоңқур тәтқиқ қилип, мәдәнийәт вә илимға чоң үлүш қошқан. Аристотельниң әмгәклирини тәһлил қилип олтирип, «Шәһәр турғунлириниң көзи», «Бәхиткә йетиш», «Шаирлиқниң мәзмуни тоғрисида» в.б. философиялик әмгәкләр язған. Әл-Фарабий музыка саһасида «Музыкиниң улуқ китави», «Музыка илими тоғрисида пикирләр» в.б әмгәкләрни язған. Әл-Фарабийниң логика вә медицина, астрономия вә анатомия, философия, қанун илими охшаш илим саһасидики қошқан йеңилиқлири дунияға мәлум.
Достарыңызбен бөлісу: |