|
Ишиктә гөртөписидин тепилған алтун адәм билән Шиликти гөртөписидин тепилған алтун адәмниң умумий бәлгүлири вә алаһидиликлири
|
бет | 52/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ral3. Ишиктә гөртөписидин тепилған алтун адәм билән Шиликти гөртөписидин тепилған алтун адәмниң умумий бәлгүлири вә алаһидиликлири.
Охшашлиқлири:
Иккилиси сақ дәвриниң лавазимлиқ тарихий шәхслири болған.
Кийимлири алтундин ясалған вә дәпин қилғанда уларға у дунияда керәк болуши мүмкин болған турмуш ишаәтлирини биллә көмгән.
Иккиләсиниң баш кийимлиридә-аләм тәсвүри, дуния һәққидә чүшүниги, диний ишәнч-етиқатлири вә һаятқа дегән көз қарашлири тәсвирләнгән.
Иккилисидә «Һайван стили» мәдәнийити яхши риважиланған. Йәни пайдиланған нәрсилири вә кийимлиридә жан жаниварларниң тәсвири берилгән. Атап ейтқанда иккилисидә қанатлиқ йолваслар, қанатлиқ тулпар вә қушлар тәсвирләнгән .
Алаһидиликлири:Ишиктә гөр төписидин тепилған б.э.б. V-ІV әсирләрдә һаят кәчүргән сақлар шахзадиси болса, Шиликти гөртөписидин тепилған алтун адәм б.э.б. VІІІ-VІІ әсирләрдә һаят кәчүргән сақ падишаси Қазақстан йеридә тепилған Алтун адәмләрниң әң кониси дәп атилиду. Ишиктидин тепилған кийимләрдә алтун жуқа фальга охшаш зенәтлик буюм ретидә тикилгән. Бу өлгән адәмгә арналған кийим, йәни дәпин қилиш рәсмийитигә пайдилинидиған кийим. Һә Шиликти адиминиң кийими тиригидә кийгән кийим. У ретуаллиқ кийим әмәс. Униң кийимидә алтун фальга түридә әмәс қуйма алтун болған. Ишиктә гөр төписини тарих пәнлириниң доктори Кемал Ақышев тәтқиқ қилса, Шиликти гөртөпилирини Әбдеш Төлеубаев тәтқиқ қилған.
28- Билет
Уруқлуқ жәмийәтниң пәйда болуши.
Қазақ зиялилириниң миллий дөләт қуруш йолидики чарә-тәдбирлири вә Алаш һәрикитиниң тарихий маһийити.
Қазақ жүзлириниң (Чоң, Оттура, Кичик) орунлашқан территориялирини хәритә бойичә бәлгүләң вә жүзләрниң чиқиши тоғрисида пикирләрни тәһлил қилиңлар.
Җавави:
1. Уруқлуқ жәмийәтниң пәйда болуши.
Бирлишип овлаш вә жиртқуч һайванларға қарши туруш үчүн адәмләр топлишип һаят кәчүрди. Қедимий адәмләрниң бундақ топларға бирикиши адәмләр топиниң- иптидаий адәмләр қовуминиң пәйда болушиға елип кәлди. Адәмләр топи аста –аста туққанларниң жәмийитигә –уруқлуқ қовумға айланди. Бу тәхминән «аңлиқ адәмниң» чиқиш вақтиға тоғра келиду. Һәр уруқта бир нәччә онлиған уруқдаш адәм болди. Дәсләпки коллективтики ишларниң көпини анилар атқурди. Өңкүрләрни тазилап күтти, тамақ әтти, мевә чевиләрни тәрди. Бу өз нөвитидә коллективтики аниларниң абройиниашурди. Һәрбир жамаә (қовум) өз территориясидә яшиди. Уруқлуқ жәмийәтниң жими әзаси өз ара баравәр һесапланди. Йәр, турушлуқ жай, әмгәк қураллири һәммигә ортақ саналди. Һәммиси бирлишип орманда һайванларни овлиди, белиқ тутти, ортақ пичәнзарда мал бақти. Жамаәниң ички ишлири тәң тәхсим қилинди. Аяллар билән балилар мевә-чевә жиғди, әрләр ора колиди, деханчилиқ қилидиған йәрни тазилиди, жиртқучларни овлиди. Жамаәниң айрим әзаси тегишлик мүлкини, мәсилән, нәйзини жамаәниң һәрқандақ адими пайдилиналиди. Уруқ ичидики турмуш-мәишәткә бағлиқ мәсилиләрни умумий жиғинда йәшти. Умумий жиғинға чоң адәмләрниң һәммиси- әр кишиләр билән аяллар – толуқ қатнашти. Уларниң һәрқайсиси өз пикирлирини билдүрди. Умумий жиғин ақсақалларни сайлиди. Униңға уруқниң барлиқ әзалири һөрмәтләйдиған әң әқиллиқ, әр жүрәк, қәйсәр адәмләр талланди. Ақсақаллар талаш мәсилиләрни һәл қилди. Уруқ һәрбир әзасининиң мәнпийитини қоғдиди.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|