Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


- Билет Ғәрбий түрк хақанлиғи (территорияси, этникилиқ тәркиви, парчилиниши)



бет25/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   21   22   23   24   25   26   27   28   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

13- Билет

  1. Ғәрбий түрк хақанлиғи (территорияси, этникилиқ тәркиви, парчилиниши).

  2. X-XІІ әсирләрдики Илим-пән билән билимниң тәрәққий етиши.

  3. Қаңлиларниң археологиялик ядикарлиқлири (Қауншы, Отрар-Қаратав, Жетиасар) жайлашқан территориясини хәритидин көрситиң.



Жавави:
1. Ғәрбий түрк хақанлиғи(территорияси, этникилиқ тәркиви, парчилиниши).
Ғәрбий түрк хақанлиғиниң территорияси.
Түрк хақанлиғи 603-жили Ғәрбий һәм Шәрқий болуп бөлүнгәндин кейин, уларниң егиләп ятқан йери ениқлинишқа башлиди. Ғәрбий Түрк хақанлиғи шәрқидә Алтай теғидин шималий-ғәрбидә Каспий деңизиғичә болған бепаян зиминни егилиди. Ғәрбий хақанлиқ пайтәхти Чу дәриясиниң бойидики Суяб шәһири болди. Язлиқ ордиси һазирқи Жамбул вилайитиниң йеридики Миңбулақта болған.
Хақанлиқниң этникилиқ тәркиви. Хақанлиқниң асасий этникилиқ-сәясий уютқуси «он қәбилә» он оқ будун қәбилилири. Он қәбилигә бәш нушебилар билән бәш дулу қәбилиси ятиду. Улар Чу, Или дәриялириниң бойида яшиған. Булар қазақ хәлқиниң тәркивигә киргән асасий қәбилиләр. Хитай мәнбәлиридә дулулар дулатлар аталғуси билән атилиду.
Хақанлиқниң сәясий әҺвали.
Дәсләп хақанлиқни Тардуш хақан башқурған. Бу вақитта Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң һакимийәт башқуруши күчәйгән пәйт еди. Шәрқий Түрк хақанлиғи болса, әксичә, сәясий башқуруш тәрипидин ажизлап, хитайларниң һужумиға учрап турди.
Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң сәясий һөкүмранлиғиниң күчәйгән пәйти Шегу билән Тон хақанлар һөкүмранлиқ қилған мәзгил болди. Шегу хақан хақанлиқниң шәриқтики чегарисини Алтайғичә, ғәриптики чегарисини Тарим дәрияси билән Памир теғиғичә кәңәйтти.
Хақанлиқниң һалсириши.
«Он-оқ будун» башқуруш системиси һакимийәтни күчәйтиш орниға, әксичә, уни ажизлаштурди. Һөкүмранлиқ қилиш үчүн таллаш тартишлар қәбилиләр арисида илгәркидинму күчәйди. Хусусән дулулар билән нушебилар оттурсидики 640-657-жилллардики узаққа созулған талаш-тартиш хақанлиқни тамамән һалсиратти. Буни көрүп, билип олтарған Хитай дөлити 659-жили Йәттисуға бесип кирди.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   21   22   23   24   25   26   27   28   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет