Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


-Билет XVIII ә. иккинчи йеримидики қазақ-рус сода мунасивәтлири



бет33/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   29   30   31   32   33   34   35   36   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

17-Билет



  1. XVIII ә. иккинчи йеримидики қазақ-рус сода мунасивәтлири.

  2. Мезолит билән неолит егилигидики алаһидиликлири.

  3. Көчмән мал чарвичилиғиниң пәйда болушиға сәвәп болған асасий факторларни жәдвал бойичә толтириң.

Жаваплири


1. XVIII ә. иккинчи йеримидики қазақ-рус сода мунасивәтлири .
XVIII әсириниң оттурисида Россияда болған сарай ағдурушлири вә чарвилар қозғилаңлири дөләтниң хошна дөләтлири билән сода мунасивәтлирини ажизлаштурди. Шундақ болсиму қазақ-рус мунасивәтлири асасән карван содиси хелә риважланди. Оренбург шәһири мошу дәвирдики бәлгүлүк бир дәрижидики сода айлиниминиң мәркизи болди. Ениқланған мәлуматларға қариғанда, 1745-1759-жиллири қазақ даласи арқилиқ Оренбургқа йәткүзүлгән мал бешиниң умумий хуни 1 миллион сомниң әтрапида болди. Оренбург қазақ-рус содисиниң риважлинишиға бир-қатар әһваллар сәлбий тәсир қилғиниму мәлум: падишалиқ Россияниң қазақ йерини аста-аста елишиниң нәтижисидә яйлақларниң қисқириши, Россия бийлигидики Едил калмақлириниң, Сибирь, Урал казаклириниң күч көрситип, қазақларниң мелини һайдап елип кетип олтуриши, бир қатар казақ рулириниң, униң ичидә Кичик жүз рулириниң жирақта ятқан Хитай дөлити билән сода ясашқа интилиши; Кичик жүз султанлириниң бир бөлүгиниң (Оттур жүзни қошмиғанда) Россия һөкүмранлиғини қобул қилиштин қечиши; қазақларниң ахча-товар мунасивәтлири билән чала тонушлуғини пайдиланған рус содигәрлириниң қазақ малчилириниң товарлирини төвән баһалиши. XVIII әсирниң иккинчи йеримида қазақ-рус содисиниң бир аз бәлгүлүк мәркәзлири – Жәмиш, Железинск, Омск, Шәмәй, Өскәмән, Бухтарма бәкинишлири болди. Қазақстанни мустәмликиләштә Россияниң һәрбий бәкиниш ретидә шәкилләнгән Иртиш бойидики, Шәрқий Қазақстандики бәкинишләр вақит өтүп һәрбий характерини йоқитип, сода мәркәзлиригә айлинишқа башлиди. Бу, асасән Жоңғария ғулиғандин кейин алаһидә, көрүнди. Қазақларниң адәттики содилишидиған мәһсулатлири: мал, малниң териси, кигиз, в.б. болди. Жилдин-жилға сода билән шуғиллинидиған қазақ содигәрлириниңму сани өсти. Айирбаш содисиниң жирик мәркәзлириниң бири - Шәмәйдә XVIII әсиринң 60-жиллириниң айиғи 70- жилларниң бешида 330-ға йеқин казақ содигәрлири сода ясиған. Оттура Азия содигәрлириниң айирбашқа салидиған асасий товарлири: барқут, һәр хил гәзмаллар, йәл-йемиш в.б. еди. Тәшкәнт, Бухара, Қоқән вә Қәшқәр содигәрлириниң пат-пат келидиған сода мәркизи - Қизиляр (Петропавл) шәһири. Бу шәһәр Екатеринбург, Тюмень, Тара, Курск, Қазан, в.б. шәһәрләрдин келидиған содигәрләрниң жирик сода-сетиқ мәркизигә айланди.



  1. Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   29   30   31   32   33   34   35   36   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет