ХІІІ ә. Қазақстан территориясида қурулған улуслар вә уларниң тәркивигә киргән территорияләрни жәдвалға толтириң.
Улусларниң қурулуши
Үгедей улуси
Чағатай улуси
Жоши улуси
Ғәрбий Моңғолия билән Алтай,Тарбағатай,Иртышниң жуқарқи еқими бойидики йәрләр қариди
Жәнубий вә Жәнубий-шәрқий Қазақстан (Йәттису тәвәси) билән Оттура Азия йәрлири қариди.
Шәрқи Иртыш дәриясидин ғәрби Европиғичә болған тәвә,қазақ йеридин Шәрқий Дәшти Қипчақ,Арал,Сирниң төвәнкиеқими,Йәттисуниң шималий шәрқи.
15-Билет
Түркәш хақанлиғиниң сәясий әһвали.
1979-жилқи «Целиноград вақиәси» вә 1986-жилқи «Декабрь вақиәси сәвәплири билән нәтижилирини селиштуруң.
ХІІІ –ХV әә. селиқ түрлириниң мәнасини жәдвалға толтириң.
Жавави:
1.Түркәш хақанлиғиниң сәясий әһвали. Сәясий һөкүмранлиқ хақан қолида болди. Дөләт жигирмә мәмурий вилайәткә бөлүнди. Вилайәтләр йәттә миңдин әскәр жиғди. Үчлүк хақан болған күнидин башлап мәмурий башқурушқа алаһидә көңүл бөлди. Хақан 706-жили өлди. Мошу вақитта тәхт үчүн талаш-тартишлар қара вә сериқ түркәшләр арисида маңди. Уни Шәрқий Түрк хақанлиғиниң хани Капаған пайдилинишқа тиришти. Сулу хақан (715 – 738-ж.) тәхткә кәлгәндин башлап күчийишкә башлиди. Икки қәбилә арисидики талаш тартишларда қара түркәшләр йеңишкә йетип Сулу хақан пәйтәхтин Тараз шәһиригә көчәрди. Сулу хақан шәриқтики әһвалини һәрбий келишим шәрт билән қатар, қудулушиш йоли биләнму рәтләп олтарған. 717-жили Таң империясиға берип қайтишиниң әһмийити зор болди. У өзигә шәриқтин ховуп туғдуруп олтарған Шәрқий Түрк хақани Билгә хақанниң қизини хотунлуққа алди. Бу арқилиқ уруш сәяситини күчәйтиду. Әндики мәсилә, ғәриптики дүшмән әрәпләр еди. Хақан әрәпләргә қарши Оттура Азия хәлиқлириниң күришини пайдилинип, уларни қоллап, ярдәм беришкә тиришти. Мәсилән, Сәмәрқәнт, Бухара турғунлири билән күч бириктүрүп, бу шәһәрләрдин әрәпләрни қоғлап чиққан. Хақан Тохарстандики әрәпләрни талқанлаш үчүн 737-жили униңдики қарлуқлар билән бирикип, әрәпләргә дәккә бәрди. Сулу хақанниң жәңгә өзиниң қатнишиши вә һәр вақиттики ғалибийәткә йетишиға бағлиқ әрәпләр уни «мүңгүзлүк хақан» дәп атиған болса керәк. Шу сәвәптин әрәпләр очуқ жәңдә Сулу хақан билән йәкму-йәккә чиқишқа тартинған. Һә Сулуниң әскәр башчиси Кули шор 720-721-жж. Соғда йеридә әрпләрни йәңгән. Қытай империяси Куш шәһиридики (Шәрқий Түркстан) әскәрлирини Йәттису йеригә атландуриду. 748-ж. Суябни бесип алди. Униңдин кейин Чашни (Ташкәнт) елип, униң әмирини өлтириду. Буни Атлах жеңигә қатнашқан, 756-жили Түркәш хақанлиғини, ғулутуп өз қолиға алди.
Достарыңызбен бөлісу: |