Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Зекет Мал селиғи 16-Билет



бет31/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   27   28   29   30   31   32   33   34   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral
7. Алиманов Ж.Ж., Райханова А.Ж. С. 69-78., талдау бжб ТЖБ, 556304.pptx, Web ИРБИС
Зекет

Мал селиғи



16-Билет
1.Моңғолларниң Қазақстан йерини бесип елиши.
2.«Андронов» вә «Беғазы-Дәндибай» мәдәнийитини селиштуриң.
3.Сүрәткә қарап олтирип, вақиәни тәрипләң.



Жавави:



  1. Қазақстан йерини моңғолларниң бесип елиши. Моңғол дөлити Чиңғизхан өзи йәккә башқурди. Йенида йезишни билидиған вә башқа әлләр тилини чүшинидиған вәзирлири болди. У империяни 95 түмән мәмурий бөләккә бөлди. Һәр бир түмәндә 10 миңдин адәм болди. Түмәнләр аймаққа бөлүнди. Һәр бир миңлиқ он йүзликтин, йүзлүкләр онлуқлардин ибарәт болди. Башқуруш системиси онлуқтин башланди. Аймақларни, түмәнләрни вә миңлиқларни башқуруш Чиңгизханниң әң йеқин туққанлири билән уни қоллап- қувәтлигүчи ақсүйәк ноянларға тапшурулди. Һәрбий башқуруш жәһәттин Моңғолия территорияси вә хәлқи үч һәрбий мәмурий аймаққа бөлүнди. Улар Оң қанат, Сол қанат вә Мәркизий қанат дәп аталди. Бу қанатлар жуқирида көрситилгән түмәнләргә бөлүнүп башқурулди.

Чиңғизхан әскәр ичидин талланған, әң ишәшлик бир түмәнни империяниң башқуруш системисини қоғдашқа қойса, униң ичидики талланған бир миңлиқни өзини қоғдайдиған ясавул қилип алди. Уларни өзи беваситә назарәт қилди.
Чиңғизхан Найман, Керей, Жалайир охшаш Моңғол йеридики түркий тиллиқ ханлиқларни өзигә қаратқандин кейин, хошна әлләрни бесивелишқа башлайду. 1207-1208-жиллири чоң оғли Жоши Енисей қирғизлири билән күн петиштики Сибирь хәлиқлирини бесивалди. 1207-1209-жиллири Чиңғизхан таңғутлар дөлитини, униңдин кейин Турпан идиқутини өзигә қаритип, уйғурларни беқиндуриду. 1211-1215- жиллири Хитай йерини бесивелип, таш етип сепил ғулитидиған, от ташлап өрт чиқиридиған уруш техникисини қолға чүшәрди.
Өзигә хошна йәрләрни бесивалған Чиңғизхан әнди Оттура Азия билән Қазақстанни бесивелишни көзләйду. Язма мәнбәләргә қариғанда, бу жүрүшкә Чиңғизхан яхши тәйярланған. У өз елигә Оттура Азиядин, Қазақстандин кәлгән сәяһәтчиләр билән содигәрләрдин Хорезм шаһи, Қарахан дөлити, қарахитайларниң ички сәясий шараити, уларниң бир-бири билән мунасивити әскәрлириниң тәркиви тоғрилиқ сорап, мәлуматлар елип турған.
Шәрқий Түркстан вә Йәттисуни бесивалғандин кейин, Қазақстанниң жәнубиға вә Оттура Азиягә йол ачти. Униң асасий сәвәви Отрар пажиәси еди. Чиңғизхан әвәткән 450 адими бар 500 төгә сода каривини 1218- жили Отрар шәһиригә келип йетиду. Карванниң сода ишиға қариғанда тиңчилиқ һәрикитини мәхсәт қилғанлиғини билгән Отрар һакими Ғайирхан Хорезм шаһи билән келишип, карванни қолға елип, адәмлирини қирғинға учритиду.
Шундақ қилип, 1219- жили Чиңғизханниң 150 миңға йеқин әскири Иртиштин Сирдәрияға қарап йолға чиқиду. Чағатай билән Үгедей башлиған түмәнләр Отрарни қоршавға алиду. Жоши башлиған әскәрләр Сирдәрияниң төвәнки еқимидики шәһәрләргә атлиниду. Үчинчи бөлиги Сирдәрияниң жуқарқи еқимидики шәһәрләр билән қишлақ – кәнтләрни елишқа атланса, Чиңғизханниң кичик оғли Төле Бухара шәһиригә қарап йол алиду.
Бесивелиш зәрдаплири. Моңғол басқунчилиғиниң зәрдаплири наһайити чоң болди. Йәттису тәвәсидики хәлиқниң моңғол басқунчилириға анчә қаршилиқ көрсәтмигәнлигиниң өзидә шәһәрләр билән йезилар бош қалған. Әгәр бу тәвәдә басқунчилиққичә 200дин көп шәһәр – йеза болса, униңдин кейин тәвәдә бари йоқи 20гә йеқин шәһәр билән йеза қалған. Жугач шәһәр аталған Баласағунниң өзи турмақ униң орни қәйәрдә екәнлиги бәлгүсиз болуп қалди. Моңғол басқунчилиғи шәһәр мәдәнийити тәрәққиятиға чоң тосалғулуқ болди. Олтиришлиқ мәдәнийәт тохтап қалди. Деханчилиқ системиси үзүлди. Әң асасий мәсилә – хәлиқләрниң этникилиқ тәркиви бузулуп, қазақ хәлиқниң шәкиллиниши узақ жилға кечикти. Шундақ қилип, моңғол басқунчилиғи Қазақстандики ижтимаий-ихтисадий тәрәққият жәрияниға интайин чоң зәрдап йәткүзди.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   27   28   29   30   31   32   33   34   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет