Қазақстан тарихи пәни бойичә методикилиқ қолланма Қазақстан тарихи пәни бойичә чүшәнчә хәт


Қаңлиларниң археологиялик ядикарлиқлири (Қауншы, Отрар-Қаратав, Жетиасар) жайлашқан территориясини хәритидин көрситиң



бет27/57
Дата01.12.2023
өлшемі1,76 Mb.
#194410
1   ...   23   24   25   26   27   28   29   30   ...   57
Байланысты:
distemelik- ral

3. Қаңлиларниң археологиялик ядикарлиқлири (Қауншы, Отрар-Қаратав, Жетиасар) жайлашқан территориясини хәритидин көрситиң.
Алимлар қаңлилар тоғрисида язғанда, асасән археологиялик қезилма ядикарлиқлар ярдими билән тәкшүрәп бир хуласигә келиду. Бүгүнгичә археологлар каңлилар маканлиған көплигән территорияләрни тәкшүрәп, көплигән туралғуларни вә гөртөпиләрни тапти. Уларни алимлар тәкшүрәп Қоғунчи, Отрар-Қаратав, Жетиасар археологиялик мәдәнийәтләр дәп атиди.
Қоғунчи мәдәнийити - Ташкәнт йенидики йешил вадида таралған. Отырар-Қаратау - Сирдәрия дәриясиниң оттура еқимидики Қаратау қапталлиридин Талас дәриясиғичә болған арилиқта таралған. Жетиасар - Қуаңдария вә Жаңадәрия вадилирини егиләп ятиду.


14- Билет

  1. Түрк хақанлиғи (территорияси, этникилиқ тәркиви, парчилиниши)

  2. Дөләтлик Дума вә қазақ зиялилирини немә бағлаштурди? ХХә. бешидики «Қазақ кадетлири» дегән кимләр? Чүшиник бериң.

3. ХІІІ ә. Қазақстан территориясида қурулған улуслар вә уларниң тәркивигә киргән территорияләрни жәдвалға толтириң.



Улусларниң қурулуши






Жавави:
1.Түрк хақанлиғи (территорияси, этникилиқ тәркиви, парчилиниши)
Түрк хақанлиғиниң территорияси.
Қедимий оттура әсирдә Евразиядә қурулған Түрк хақанлиғиниң территорияси шәриқтә Алтайдин башлап ғәриптә Каспий деңизиғичә болған арилиқни егиләп турди. Хақанлиқ жәнубий-шәриқидә Хитай билән, жәнубий-ғәрибидә парис ели билән чегаридаш болуп, бепаян зиминға һөкүмранлиқ қилди.Түрк хақанлиғи-йеримиздики һули селинған дәсләпки феодаллиқ дөләтниң бири.
Хәлқиниң этникилиқ тәркиви.
Түрүк хақанлиғиниң асасий тәркиви түркий тиллиқ хәлиқләрдин ибарәт болди. Уларниң ичидә бесим көпчилигини теле қәбилиси тәшкил қилди. Теле-түркий тиллиқ қәбилиләрниң умумий нами. Хитай тәзкириси бойичә теле сөзидин түрк аталғуси қелиплашқан. Түрк хақанлиғиниң тәркивигә оттуздин ошуқ теле қәбилиси киргән. Уларниң ичидә қирғиз, оғуз, уйғур, дулу, үйсүн вә б. түркий тиллиқ қәбилиләр болди.
Түркләрниң мустәқиллик йолидики күриши. Сәясий әҺвали.
545-жили түрк хақаниға хитай әлчиси келип, көп өтмәй икки әл оттурисида течлиқ мунасивәт орннайду. Бирақ көп вақит жужанларниң қисмини көргән түркләр уларға қаршилиқ көрситишкә башлайду. Түрк хақани Бумин жужан хақани Анағуйға қандақ тегишиш йолини издәйду. Буниң үчүн Бумин хақан Анағуй хақан маңа қизини хотунлуққа бәрсун, дәп әлчи әвәтиду. Буни аңлиған Анағуй хақан рәнжип, мениң ишигимдә төмүр еритқучи болуп жүргән қул қизимни сорашқа қандақчә петиналиди, дәп Бумин хақанни камситипту. Түрк хақаниниңму күткән жавави мошундақ болса керәк. У өзини хорланғучи дәп һесаплап, әнди жужан хақани билән һеч бир шәрткә келишкә болмайду, дәп униң билән жәң қилиш пәйтини күтиду.
Түрк хақанлиғиниң парчилиниши.
Бепаян йәрни егилигән Түрк хақанлиғи сәясий жәһәттин бир мәркәзгә беқинған күчлүк әл болмиди. Хақан әвлатлириниң арисида һөкүмранлиқ үчүн талаш - тартиш башланди. Башқа хәлиқләр өз мустәқиллиги үчүн баш көтирип, хақанлиққа қарши күрәшти. Шуниң билән бир қатарға, кәң-таша йәрни макан қилған хәлиқләр йә сәясий, йә ихтисадий бирликтә болмиди. Мошундақ сәвәпләр ақиветидин 581-жили хақанлиқниң өз ичидә уруш башлиниду. Мундақ зиддийәттин пайдилинишқа интилған Хитай вә башқа дөләтләр униң йеригә һужумлирини күчәйтиду.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   23   24   25   26   27   28   29   30   ...   57




©engime.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет