Баһалашта, оқуғучиниң барлиқ хаталиқлири һесапқа елиниду:
Асасий чүшәнчиләрни, қанунийәтләрни, қаидиләрни билмәслиги;
жавап бериштә асасийни бөлүп елишни билмәслиги;
һәр хил вәзийәтләрни йешиштә өз билимини қоллиналмаслиғи;
хуласиләшни вә умумлаштурушни билмәслиги;
Әхбаратни йеңилашни, чүшәндүрүшни, тәһлил қилишни, қоллинишни, умумлаштурушни шундақла түп нусхиларни, ениқлима вә дәрислик материаллирини баһалашни билмәслиги.
Хаталиқларниң умумий классификацияси
Қопал әмәс хаталиқлар қатари:
Соалдики чүшәнчиләрниң асасий бәлгүлириниң толуқ қамтилмаслиғи нәтижисидә қанунийәтләрни ениқ йәткүзәлмәслиги яки бу бәлгүләр ичидә 1-2ни асасий әмәсләр билән алмаштуруп елиши;
2. Еғизчә жавап бериш планиниң толуқ түзүлмәслиги ( логикиниң бузулуши, асасий фактларниң иккинчи орундики фактлар билән алмаштурулиши);
Баһаниң төвәнлишигә тәсир қилидиған фактлар
Хаталиқлар:
асасий тарихий чүшәнчиләрни, тарихий фактларни, субъектларни, тарихий жәриянларни, вақиәләрни ениқлашни билмәслиги, (һадисиләр, жәриянлар);
аталғуларни, терминларни, йәр намлирини, регионларни, топонимикилик аталғуларни, тарихий вақиәләрни билмәслиги;
жаваптики асасийни ениқлап берәлмәслиги;
мәсилиләрни йешиштә вә һадисиләрни чүшәндүрүштә алған билимини қоллиналмаслиғи (вақиәләр, жәриянлар);
хуласиләшни вә умумлаштурушни билмәслиги;
жәдваллар билән ишләшни, уларни түзүшни, графикларни вә схемиларни қурушни билмәслиги;
дәрислик, түпнусха вә ениқлимидин елинған тарихий материалларни чүшәндүрүш, қоллиниш, тәһлил қилиш, умумлаштуруш, баһалашни билмәслиги;
тарихий хәритиләр билән ишләшни билмәслиги;
Қазақстан тарихиниң асасий вә муһим вақиәләр хронологиясини билмәслиги;
Қазақстан тарихидики улуқ әрбаплар вә уларниң асасий әмгәклирини, Қазақстан тарихидики ролини билмәслиги;
сәвәп-зәрдаплар арисидики бағлинишни тепишни, асасий өзгиришләрни тәһлил қилишни, сәвәплирини чүшәндүрүш, униңға баһа беришни, жәриянни характерләш вә селиштуруп дәлилләшни билмәслиги;
асасий вақиәләрниң мәхситини,маһийитини, әһмийитини, ролини билмәслиги (һадисиләрниң, жәриянларниң)
ой- пикирини логикилиқ, рәтлик, чүшүнүшлик йәткүзәлмәслиги;
Қазақстан тарихиниң асасий тарихий проблемилирини билмәслиги;
Қазақстан территориясидә дөләтләрниң пәйда болуши вә риважлиниш тарихини билмәслиги;
Қазақ хәлқиниң маддий вә мәнивий мәдәний мирасини,униң риважлинишики алаһидиликлирини билмәслиги;
тарихий чүшәнчиләргә хата ениқлима бериш;
тарихий вақиәләрни тәсвирләш ретининиң бузулуши, (һадисиләрниң, жәриянларниң) әгәр у муһим болған әһвалда;
у яки бу вақиәниң (һадисиниң,жәриянниң) сәвәплирини, қанунийәтлирини, нәтижилирини, тарихий әһмийитини хата ечип бериши;
вақиәләрни (һадисиләрни,жәриянларни) селиштурушта уларниң муһим бәлгүлири бойичә классификацияләштә хаталишиши;
асасий тарихий материалларни билмәслиги, өз алдиға мустәқил мисалларни кәлтүрәлмәслиги, дәлилләп берәлмәслиги;
хәритә, жәдвал, кәштиләр билән ишләшни билмәслиги.
Достарыңызбен бөлісу: |