|
-Билет
XІХ әсирләрниң 50-жиллиридики қазақ чарвилириниң азатлиқ күриши
|
бет | 15/57 | Дата | 01.12.2023 | өлшемі | 1,76 Mb. | | #194410 |
| Байланысты: distemelik- ral7-Билет
XІХ әсирләрниң 50-жиллиридики қазақ чарвилириниң азатлиқ күриши.
Геродотниң «Тарих» вә Страбонниң «География» әмгәклиридики мәнбәләрниң охшашлиғи.
Жоши улусиға киргән территорияләрни хәритидин көрситиң.
Жавави:
XІХ әсирләрниң 50-жиллиридики қазақ чарвилириниң азатлиқ күриши.
XIX әсирниң оттуриси Россияниң Сирдарияниң Жәнуби вә Жәнубий Қазақстанни мустәмликә қилиш сәясити, шуниң билән бирликтә Хива ханлириниң әзгүсигә қарши антифеодаллиқ чоң қозғилаңлар билән бәлгүлүк болди. Қазақ йәрлик турғунлиридин жиғилидиған алваңлар униңсизму кәмбәғәл хәлиқниң әһвалини техиму еғирлаштурди. Униң үстигә, Хива феодаллириниң өзлириниң сәясий тәсирини күчәйтишкә тиришишиға қазақ чарвилири қарши болди. Шуниң билән қатар Хива ханиниң Улуқ Муһаммәд-Рахим Аллақулниң Жаңадария мен Қуаңдария наһийәлиридә сепиларни турғузуши - хәлиқ батури Жанқожа Нурмухамед оғли башлиған қозғилаңниң чиқишиға елип кәлди. 1845-жили униң әскири яхши қуралланған икки миңдәк хивалиқларни йеңип, батурниң нами үч жүзгә тариди.
Хива хани Жанқожа батурниң өсүп келиватқан даңқ-абройидин ховуплунуп, әски адитини қоллинишқа көчти. Батурға униң Кичик жүз ичидики сәясий қаршилашлирини һайдап салди. Хивалиқлар бу наһийәдә рус һәрбий назарәт пунктлирини селишиға қаршилиқ билдүрди. 1847-жили Хиваниң Райим сепилини йоқутуш мәхситидики һәрбий һәрикәтлири оңушсиз аяқлашти. Қазақларни мунбәт йәрлиридин қисип чиқириш сәясити қозғилаңчилар сепини көпәйтти. 1856-жилиниң яз айлирида Жанқожаниң әтрапиға икки миңдәк қураллиқ топ жиғилди. Жаңақала наһийәси қозғилаңниң асасий очиғиға айланди.
Падиша һакимийити күчләрни бириктүрмәс үчүн, генерал- майор Фитингоф башқурған жазалиғучи отрядларни әвәтти. Казаклар майор Булатовниң жазалиғучи отрядиибиләниқошулуп үлгәрди. Шуниң билән күчи вә қурал-яриғи тәрипидин қазақ батурлириниң күчидин ешип чүшти, ал Жанқожа батурниң шу вақитта бир миңдин ошуқла әскири бар еди.
1856-жили Жанқожа батурниң туғи астиға 1500 адәм, 1857 жили - 5 000 адәмгичә йәтти. Жанқожа қозғилиңи пәқәт 1860-жили бесилди.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|