Ноғай Ордасиниң территориясини хәритидин көрситиң.
Жавави:
1.«Қазақ» аталғусиниң чиқишиға бағлиқ пикирләр .
«Қазақ» сөзиниң чиқиши һәққидә илмий болжамлар билән көз қарашлар интайин көп.
Кона түрк тилидики мәнбәләргә қариғанда, «Қазақ» дегән аталғу Орхон- Енисей язмилиридики «қазғақ оғлум» дегән сөздики «ғ» һәрипиниң чүшүп қелиши нәтижисидә турақлашқан. Сибирь хәлиқлириниң қедимий тилида «қазақ» сөзи «күчлүк», «қавул» мәнасини бәргән.
Шәрқий Дешти-Қипчақта «қазақ» аталғуси 1X–X әсирләрдә ижтимаий мәнада қоллинилса, XI – XІІ әсирләрдә мошу намлиқ этникилиқ ижтимаий топларниң болғанлиғи байқилиду. XIІІ әсиринң бешида һөкүм сүргән мамлюк Египет дөлитиниң «әрәп –қипчақ» луғитидә «қазақ» сөзигә «әркин» дегән мәна берилгән. Бу йәрдә «қазақ» сөзи Алтун Орда вә Египетниң арисидики мунасивәт дәвридә қипчақларниң келиши билән бағлиқ болиши мүмкин.
«Қазақ» сөзи XIV әсирдә хорасан түркмәнлири арисидиму учришиду. Тарихчи Б.Е.Көмековниң ейтишичә, «қазақ» сөзи уларниң арисида этникилиқ характерда қоллинилған. Сирдарияниң оттура еқимидики оғузлар билән қипчақларниң арисидики өз ара бағлиниш X әсирдин башланди. Демәк, түркмән йеригә қипчақларниң «қазақ» болуп барған вақти тәхминән XI әсирдин башлиниши мүмкин. XIІІ әсиргичә уларниң этникилиқ характер елиши бекар әмәс.
Шундақ қилип, «Қазақ» сөзи кона түрк дәвридә пәйда болуп, XIII әсиргичә әркинлик сөйгүч, «әркин адәмләр» дегән мәнада ейтилип кәлгән. XIV әсирдин башлап этникилиқ мәнаға егә болди. Уни Рузбиханниң Өзбәк улисида үч хәлиқниң болғанлиғи, униң ичидә әң көпи, әр жүрәклиги қазақлар екәнлигини хәвәрләйду. Ахирида Өзбәк улусидин яки болмиса Абулхайир ханлиғидин Жәнибек билән Керей султанлар қазақ атилип жүргән қәбилиләр билән бөлүнүп көчкәндә, уларни дәсләп "өзбәк-қазақ" дәп атиған еди.
2. Қазақ ханлиғиниң асасини салғучи–Керей вә Жәнибек билән Мустәқил Қазақстанниң дәсләпки Президенти Н.Ә.Назарбаевниң орни вә паалийити арисидики савақдашлиқни көрситиң.
Қазақ йеридә қедимий дәвирдин башлап- сақ, һун, үйсүн,қаңли охшаш дөләтләр, оттура әсирләрдә -Түрк, Ғәрбий Түрк,Түркәш, Қарлуқ, Қимақ, Қипчақ в.б., монғол басқунчилиғидин кейинки дәвирләрдә Ақ Орда, Моғолстан, Ноғай Ордиси болди. Һә, Қазақ ханлиғиниң қурулуши – «йеңи дөләтлик системиниң» башлиниши болди. Қазақ хәлқи шәкиллинишигә бәт буриған дәвирдә хәлиқниң турақлиқ һаяти билән егилигини, ата маканиниң биртуташлиғини, риважлинишқа дегән тәлпүнүшини тәминләйдиған ялғуз фактор – дөләт биртуташлиғиниң болуши еди. Мундақ жәмийәтниң еһтияжини дәл вақтида чүшәнгән Керей билән Жәнибек болди. Йәни улар дәсләпки қазақ дөлитиниң асасини салғучилар. ХІХ әсирдә қазақ ели өзиниң мустәқиллигидин айрилип қалди, ХХ әсирниң бешидин кеңәш һөкүмитиниң тәркивидә болди. Пәқәт 1991-жили мустәқилликни әксигә кәлтүрүш мүмкин болди. Икки әсирлик мустәмликичиликтин кейин мустәқил дөләт бешида дәсләпки Президент Н.Ә. Назарбаев турди. Керей вә Жәнибек ханларға йеңи дөләтниң асасини селиш вә уни риважландуруш вәзиписи тәгсә,
Н. Ә.Назарбаевқа мустәқиллик алған яш дөләтниң һулини селип, уни сақлаш, риважландуруш вәзипилири турди. ХVә. Қазақ дөлити билән ХХә. Қазақ дөлитиниң вә уларниң башчилириниң алдида алди билән, чегарини кәңәйтиш, хәлиқниң ижтимаий-ихтисадий әһвалини яхшилаш, әл ичидики турақлиқни тәминләш, ички вә ташқи сәясәт йөнилишлирини дурус ениқлаш вә жүргүзүш охшаш, ортақ тарихий мәхсәт вә вәзипиләр турди. Президентниң бүгүнки әл алдида қойған мәхсити- Қазақстан дөләтчилигини риважландуруш вә дуниядики тәрәққий әткән 30 әлниң қатариға кириш. Бу «2050 – Стратегиясини» орунлашқа башлар йол.
Достарыңызбен бөлісу: |